филиппин даирилири тор алдамчилиқ мәркизигә туйусиз һуҗум қилип, көплигән хитай пуқрасини өз ичигә алған 400 гә йеқин чәт әлликни қолға алған.
игилинишичә, филиппин көчмәнләр идариси 8-йанвар маниладики гуманлиқ тор алдамчилиқ мәйданиға кәң көләмлик зәрбә берип, тәхминән 400 чәт әлликни қолға алғанлиқини ейтқан. филиппин сақчилири бир бинаға бесип кирип, чәт әлдики зийанкәшликкә учриғучиларни нишан қилған тор алдамчилиқи җинайәт шайкисини байқиған.
йеқинқи йиллардин буйан, хәлқара җәмийәт асийадики мушуниңға охшаш алдамчилиқларға диққәт қилишқа башлиған болуп, бу йәрдики ишчилар көпинчә әһвалда адәм әткәсчиликиниң зийанкәшликигә учрайдиған болуп, сахта шифирлиқ пул сетиш йаки башқа алдамчилиқ билән шуғуллинишқа мәҗбурланған.
филиппин көчмәнләр идарисиниң бир әмәлдари әң йеңи тазилаш һәрикитини ашкарилап: «уларниң паалийити көчмәнләр қануниға хилап болуп, аммиға зор хәтәр йәткүзди» дегән.
һөкүмәт әмәлдарлириниң ейтишичә, бу хил сахта тиҗарәт орунлири тәшкиллик җинайәт шайкилириниң адәм әткәсчилики, пул йуйуш, тор алдамчилиқи, тутқун қилиш, һәтта қатиллиқ қилиш билән шуғуллинидиған алдинқи сепи сүпитидә ишлитилгән.
филиппин пирезиденти фердинанд маркос өткән йили 7-айда филиппин тор ойуни тиҗарәтчилирини 2024-йилиниң ахирида чәкләйдиғанлиқини елан қилғаниди.
2024-йили 9-йанвар