бирләшмә агентлиқ: тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар хитайға қайтурулуш хәвпидә

америка «бирләшмә агнетлиқи» 11-нойабирдики хәвиридә тайландта 10 йилдин артуқ вақттин буйан тутуп турулуватқан бир түркүм уйғурниң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнликини илгири сүрди һәмдә уларниң қайтурулған тәқдирдә дәпсәндичилик вә қийин-қистаққа дуч келиш хәвпи барлиқини оттуриға қойди. 

бирләшмә агентлиқи еришкән бир мәктупта, баңкокта тутуп турулған 43 уйғур әр өзлириниң йеқиндин буйан чеградин қоғлап чиқирилиш тәһдитигә дуч кәлгәникини билдүргән вә буни тохтитиш үчүн мураҗиәт қилған. улар тайланд даирилириниң өзлирини ихтийарлиқи билән қайтурулуш һөҗҗәтлиригә қол қойушни тәләп қилғанлиқини билдүргән. 

хәттә мундақ дейилгән: «биз түрмигә ташлинишимиз мумкин, һәтта һайатимиздин айрилишимиз мумкин, биз кишилик һоқуққа көңүл бөлидиған барлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар вә дөләтләрниң дәрһал арилишип, бәк кечикиштин бурун бизни бу ечинишлиқ тәқдирдин қутулдурушини җиддий мураҗиәт қилимиз».

мәлум болғинидәк, 2014-йили хитай зулмидин қачқан 300 дин артуқ уйғур тайланд даирилири тәрипидин малайсийа чеграсиға йеқин җайда қолға елинған. 2015-йили тайланд 109 нәпәр уйғурни уларниң ирадисигә хилап һалда хитайға қайтуруп берип, хәлқараниң наразилиқини қозғиди. көпинчиси айаллар вә балилардин тәшкилләнгән 173 уйғур кейинчә түркийәгә йетип кәлди. шу вақттин буйан, 53 нәпәр уйғур тайландтики охшаш болмиған көчмәнләр мәркәзлиридә начар шараитларда тутуп турулған. бу җәрйанда бәш уйғур қаза қилған болуп, уларниң ичидә икки бала бар.

игилинишичә, һелиһәм 48 нәпәр уйғур тайланд даирилири тәрипидин тутуп турулуватқан болуп, улардин бәш нәпири қечишқа урунуп тутулуп қалғандин кейин қамаққа һөкүм қилинған. 

бирләшмә агентлиқиниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә тутқундики уйғурларниң йеқинлиридин нәқил қилип ейтишичә, тайландтики көчмәнләрни тутуп туруш мәркәзлириниң шараити интайин начар икән. улар начар тамақ, қисти-қистаң вә тинҗиқ камерларда тутулуш, һаҗатхана кәмчил болуш, чиш пастиси вә сақал алғуч қатарлиқ шәхсий тазилиқ сайманлириға еришәлмәслик, аилиси, адвокатлири вә хәлқаралиқ тәшкилатлар билән алақилишалмаслиқ қатарлиқ қийинчилиқларға дуч кәлгән. 

хәвәрдә ейтилишичә, бирләшмә агентлиқ еришкән аваз вә сөһбәт хатирилиридә, тайланд даирилириниң 8-йанвар уйғур мәһбуслардин өз ихтийарлиқи билән қайтурулуш һөҗҗитигә қол қойушни тәләп қилғанлиқи ашкариланған. бу әһвал уйғурларни әндишигә салған болуп, 2015-йили қайтурулған уйғурларғиму бу хил һөҗҗәт сунулған, лекин улар имзалашни рәт қилған. 

бир парламент әзаси вә тайланд һөкүмити билән алақиси болған икки кишиниң бирләшмә агентлиқиға ашкарилишичә, тайланд һөкүмәт даирилири йеқинда бу уйғурларни хитайға қайтуруш мәсилисини музакирә қилған. бу икки кишиниң ейтишичә, тайланд даирилириниң һазир бундақ бир ишқа туруш қилишидики сәвәб бу йил хитай билән тайландниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 50 йиллиқи икән, шундақла америкида йеқинда президент алмишидиған болғачқа вашингтондин келидиған инкас күчлүк болмайдикән. 

 

2025-йили 11-нойабир