тәйвән дөләт бихәтәрлик идариси: актип вә пинсийәгә чиққан һәрбий хадимлар хитайниң җасуслуқ нишаниға айланди

җасуслуқ делолириниң шиддәт билән өрлишигә әгишип, тәйвән дөләтлик бихәтәрлик идариси мәхсус доклат илан қилип, хитайниң сиңип кириш усуллирини ашкарилиди.

тәйвән дөләтлик бихәтәрлик идарисиниң әң йеңи доклатида көрситилишичә, йеқинқи йилларда хитайниң җасуслуқ делолири көрүнәрлик көпәйгән болуп, пинсийәгә чиққан һәрбий хадимлар хитайниң тәйвәнгә сиңип киришидики нишанға айланған. доклат елан қилиништин бир қанчә күн илгири, тәйвәндә йәнә бир чоң хитай җасуслуқ делоси оттуриға чиққан иди.

тәйвән дөләтлик бихәтәрлик идариси 12-йанвар йәкшәнбә елан қилған «коммунист җасуслириниң сиңип кириш усулини тәһлил қилиш» темисида доклатта көрситилишичә, 2024-йили хитайға четишлиқ җасуслуқ җинайити билән әйибләнгәнләрниң саниниң 64 болған болуп, алдинқи йиллардикидин ашқан. бу сан 2023-йилдики 48 адәм, 2022-йилидики 10 адәм вә 2021-йили 16 адәмдин ешип кәткән. буниңдин башқа, хитайниң җасуслуқ делолирини әйибләш саниму 2021-йилдики үч, 2022-йилдики бәш, 2023-йили 14 болған болуп, 2024-йили 15 кә йәткән.

тәйвән дөләтлик бихәтәрлик идариси чүшәндүрүп, доклатниң аммиға хитайниң тәйвәнгә сиңип кириш әндизисини чүшиниши үчүн елан қилинғанлиқини, хитайниң көп хил йол вә усулларни ишлитип тәйвәнниң барлиқ саһәлиригә сиңип киридиғанлиқини, аммини ортақ тәшкилләп тәшкилатларни тәрәққий қилдуридиғанлиқини йаки һөкүмәтниң сәзгүр учурлириға еришидиғанлиқини билдүрди. дөләт бихәтәрлик идариси йәнә йеқинқи йиллардин буйан хитайниң җасуслуқ делолирини байқашниңму миллий армийә офитсер-әскәрлири вә амма тәминлигән доклат йип учидин болғанлиқини, бу амминиң мудапийә вә бихәтәрлик еңиниң зор дәриҗидә ашқанлиқини көрситип бәрди.

доклатқа қариғанда, хитайниң нишанлиқ хадимлири ичидә һазирқи вә пинсийәгә чиққан һәрбий хадимларниң нисбити әң йуқири болуп, өткән йили 15 пинсийәгә чиққан һәрбий хадим (% 23) вә 28 актип һәрбий хадим (% 43) әйибләнгән. һәрбий хадимлар җуңгониң тәйвәнгә сиңип кириштики нишаниға айланған.

«бәш чоң йол» вә «төт чоң техника»

сиңип кириш йоллири вә усуллириға қарита, тәйвән дөләт бихәтәрлик идариси 2024-йили хитайниң җасуслуқ делолириниң әндизисини тәһлил қилип, хитайниң йәр асти шайкиси, йәр асти банкилар, мәхпий ширкәтләр, диний гороһлар вә аммиви тәшкилатлар қатарлиқ бәш чоң йол; пинсийәгә чиққан вә актип хадимларни қаймуқтуруш, тор улиниши, пулға җәлп қилиш вә қәрзни зорлаш қатарлиқ төт чоң усул қоллинидиғанлиқини оттуриға қойған.

бейҗиң даирилири йуқирқи йол вә вастиләр арқилиқ тәйвәнниң һәрбий қисимлири, һөкүмәт органлири вә хитайни қоллайдиған тәшкилатларға омумйүзлүк сиңип кирип, тәйвәнниң дөләт мудапиәсигә аит сәзгүр учурларға еришишкә, тәйвәндә җасуслуқ тәшкилатлири вә ички торларни тәрәққий қилдурушқа, һәтта тәйвәнниң демократик сайлимиға арилишишқа урунған.

2024-йили 12-нойабир