ғәрб дөләтлири сүрийәни мунтизим армийәгә чәт әлликләрни қобул қилиштин агаһландурди

йеңи сүрийә даирилириниң қомандани әһмәд шәра‍ инқилабий гуруппиларниң йетәкчилири билән йиғин өткүзди (иҗтимаий таратқулар)

икки мәнбәдин мәлум болушичә, америка, фирансийә вә германийә әлчилири йеңи сүрийә һөкүмитини «чәт әллик җиһадчилар» ни йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлиққа тәйинлишиниң бихәтәрлик җәһәттә әндишә пәйда қилидиғанлиқи вә чәт дөләтләр билән мунасивәт орнитиш урунушида уларниң образиға тәсир йәткүзидиғанлиқи һәққидә агаһландурған.

ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америкалиқ бир әмәлдар йеңи сүрийә рәһбәрлирини бу қарарни қайта көздин кәчүрүшкә үндәш йөнилишидики ғәрб тиришчанлиқи даирисидә, америка әлчиси данийел робинштайнниң чаршәнбә күни дәмәшиқтики пирезидентлиқ мәһкимисидә йеңи сүрийә һөкүмитиниң рәһбири әһмәд шәра‍ билән өткүзгән йиғинда бу агаһландурушни бәргәнликини билдүргән.

мәзкур әмәлдар: «бу тәйинләшләр уларниң америкадики абруйини сақлап қелишиға пайдисиз» дегән.

сөһбәттин хәвәрдар бир мәнбәниң байан қилишичә, фирансийә ташқи ишлар министири җан ноел барро билән германийә ташқи ишлар министири анналена баербокму 3-йанвар күни шәра‍ билән өткүзгән йиғинда, армийәгә елинған чәт әллик җәңчиләр мәсилисини оттуриға қойған.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси вашингтонниң дәмәшиқтики вақитлиқ һөкүмәт билән давамлиқ дийалог елип баридиғанлиқини билдүрди.

байанатчи: «сөһбәтләр иҗабий болуп, кәң көләмдики йәрлик вә хәлқаралиқ мәсилиләрни өз ичигә алиду» деди һәмдә «даиш қатарлиқ террорлуққа қарши туруш алдинқи шәртлири бойичә көрүнәрлик илгириләш һасил қилинди» дегәнләрни қошумчә қилди.

пидакарлиқ көрсәтти

америкалиқ бир әмәлдар вә ғәрблик бир мәнбәниң байан қилишичә, дәмәшқ һөкүмити чәт әллик җәңчиләрниң тәйинлиниши һәққидә чүшәндүрүш берип, уларни өз дөләтлиригә қайтуруш йаки чәт әлгә чиқириветишниң мумкин әмәсликини, чүнки уларниң зийанкәшликкә учраш еһтималлиқи барлиқини, шуңа уларни сүрийәдә қалдурушниң әң йахши таллаш икәнликини ейтқан.

америкилиқ әмәлдар йәнә һакимийәтниң бу кишиләрниң сүрийәниң ағдурулған пирезиденти бәшшар әсәд түзүмидин қутулдурушқа йардәм қилғанлиқини, уларниң бәзилири дөләттә 10 йилдин артуқ туруп, сүрийә җәмийитиниң бир қисмиға айланғанлиқини оттуриға қойғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

сүрийә һөкүмити әмәлдарлири чәт әллик җәңчиләрниң әсәдни ағдурушқа йардәм қилиш үчүн пидакарлиқ көрсәткәнликини, уларниң сүрийәдә орун алидиғанлиқини билдүрди һәмдә уларға гиражданлиқ берилиши мумкинликини қошумчә қилди.

өткән йилниң ахирида, ройтерс йеңи сүрийә һөкүмитиниң 50 гә йеқин тәйинләш елип барғанлиқини, буниң ичидә оттура асийадин кәлгән хитайлар вә уйғурлар, түрк, мисирлиқ вә ийорданийәлик болуп кәм дегәндә 6 чәт әллик җәңчиниң барлиқини хәвәр қилғаниди.

сүрийәлик һәрбий мәнбәниң билдүрүшичә, уларниң 3 и генерал, йәнә 3 и полковник унваниға еришкән.

һәйәти тәһрирушшам (шам азадлиқ армийәси) 8-декабир күни әсәдни ағдуруп ташлиған һуҗумға йетәкчилик қилған, арқидин сүрийәдә һөкүмәт қурулуп, әсәд армийәси тарқитиветилгәниди. шуниңдин буйан шам азадлиқ армийәси қораллиқ күчләрни қайта тәшкилләш үчүн тиришмақта.

хәвәр мәнбәси: ройтерс
тор адриси: әлҗәзирә. нәт