америка һөкүмити йәнә 37 хитай ширкитини сода қара тизимликигә қошқан болуп, мәзкур ширкәтләр шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дәп әйибләнгән.
америка дөләт бихәтәрлик министирлиқи 14-йанвар күни ахбарат елан қилип, йәнә 37 хитай ширкитини «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» бойичә җазалаш тизимликигә киргүзидиғанлиқини җакарлиди. бу 37 ширкәтниң исми толуқ елан қилинған болуп, уларниң ичидә «хуафу кийим-кечәклири ширкити, дуңхәй күнтахта техника ширкити, хуңйүән йешил енергийә чәклик ширкити» қатарлиқлар дунйаға тонулған ширкәтләр икән.
бирләшмә хәвәр агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, бу чәклимә канчилиқ, тоқумичилиқ вә қуйаш енергийәси қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алидикән. һазирғичә «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини қануни тизимлики» гә киргүзүлгән ширкәтләрниң омумий сани 150 гә йеқинлашқан болуп, бу ширкәтләр ишләпчиқарған йаки ишләпчиқиришқа қатнашқан мәһсулатларниң америкиға кириши чәклинидикән.
дөләт бихәтәрлик министири алиһандро майоркас бу һәқтә: «бу қетим бесилған қәдәм мәҗбурий әмгәкниң рәһимсиз қилмишлириға қарши күрәш болуп, түп инсаний һоқуқни қоғдаш вә әркин, адил, риқабәтлик базарни қоғдаш йолидики тиришчанлиқимизни йәнә бир қетим намайан қилди» дегән. дөләт бихәтәрлик министирлиқи бу қетимқи тизимликкә қошулған ширкәтләрниң сани әң көп болған бир қетимлиқ җазалаш икәнликини билдүргән.
игилинишичә, йеңи ембарго тизимликигә киргүзүлгән ширкәтләр шәрқий түркистанда муһим метал канлирини қезиш вә бир тәрәп қилиш кәспи билән шуғуллинидиған ширкәтләрни өз ичигә алидикән. бу қетимқи тизимликкә йәнә шәрқий түркистан пахтисини терийдиған вә дунйаға пахта тоқулма мәһсулатлирини ишләпчиқиридиған ширкәтләр, шундақла шәрқий түркистандики көп киристаллиқ киремний материйаллирини, қуйаш енергийәси тахтилирини ишләпчиқиридиған ширкәтләрму киргүзүлгән.
2025-йили 14-йанвар