тайландтики уйғурларниң хитайға қайтурулуш хәвпи муһаҗирәттики тәшкилат вә шәхсләрни һәрикәткә кәлтүрди

2014- йилдин буйан тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң тәқдири вә уларниң һәрвақит хитайға қайтурулуш хәвпи, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири билән уйғур җамаитини күчлүк әндишиләндүрүватқан мәсилиләрниң бири болуп кәлди. йеқинда тайланд түрмисидики уйғур тутқунларниң хитайға қайтурулуш хәвпиниң оттуриға чиқиши, муһаҗирәттики уйғур җамаитини йәнә бир қетим җиддийләштүрмәктә.

игилинишичә, истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликидин тәшкилләнгән бир һәйәт тайланд түрмисидә 10 нәччә йилдин бери йетиватқан уйғурларниң хитайға қайтурулушини тосуш үчүн җиддий һәрикәткә өтүп, 14-йанвар күни әнқәрәдә бир қатар учришиларда болған. тәшкилат рәиси һидайәтуллаһ оғузхан башчилиқидики һәйәт түркийәдики һакимийәт йүргүзүватқан адаләт вә тәрәққийат партийәси ташқи мунасивәт бөлүминиң рәиси зәфәр сийақайа билән көрүшкән. һәйәт йәнә түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң рәиси вә сабиқ аилә вә иҗтимаий мулазимәт ишлири министири дәрйа йаник ханимни зийарәт қилған болуп, дәрйа йаник ханимға тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилисини йәткүзгән. 

хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики һәйити йәнә әнқәрәдики тайланд әлчиханисида тайланд баш әлчиси билән көрүшүп, тайландтики уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ һәққидики тәлипини уқтурған. баш әлчи тайланд ташқи ишлар министириниң тәшкилатлар бирлики һәйитиниң зийаритигә җаваб тәриқисдә әвәткән мәхсус хетини оқуп бәргән. мәзкур хәттә тайланд һөкүмитиниң һәрқандақ бир қарар чиқиришта тайландниң мустәқил ирадиси, тайланд қануни, һәрқайси дөләтләр билән болған алақиси, инсан һәқлири вә хәлқара қанун, дөләтниң һәрқайси органлириниң тәвсийәси қатарлиқ бәш пиринсипқа тайинидиғанлиқи, әмма уйғурларни хитайға қайтуруш һәққидә тайланд һөкүмитиниң һечқандақ бир қарар чиқармиғанлиқи вә бундақ нийити йоқ икәнлики билдүрүлгән. хәттә йәнә тайланд һөкүмитиниң тутқундики уйғурларниң бихәтәрлики вә саламәтлики үчүн күч чиқириватқанлиқи қәйт қилинған.

14-йанвар күни дунйа уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәнди байанат елан қилип, д у қ ниң һәрқайси дөләтләрдики тармақ органлири, ишханилири вә мәсул хадимлири, шундақла һәрқайсий дөләтләрдики уйғур җамаитини «йәр шари характерлик әркин уйғур мусапирлири намайиши» елип беришқа чақириқ қилди. у байанатида 17-йанвар, йәни җүмә күни пүтүн дунйадики уйғурларниң өзлири турушлуқ дөләтләрдики тайланд әлчиханиси йаки консулханиси алдиға йиғилип, аммиви наразилиқ намайиши өткүзүшкә чақирди.

игилинишичә, йавропа дөләтлиридики уйғур тәшкилатлири вә сийасий паалийәтчиләр өзлири турушлуқ дөләтләр һөкүмәтлириниң бу ишқа күч чиқиришини тәләп қилидиған лобичилиқ паалийәтлирини җиддий қанат йайдурғанлиқи мәлум. 

2025-йили 16-йанвар