нйуйорк вақт гезити: тайландтики уйғурлар хитайға қайтурулуш хәвпигә қарши ачлиқ илан қилди

сүрәттә, доналд трампниң ташқи ишлар министири намзати марко рубийо (Marco Rubio) тайландтин уйғурларни қайтурмаслиқни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди, вашингтон, 2025-йили 15-йанвар. 

«нйуйорк вақт гезити» 19-йанвардики «тайландтики уйғурлар қайтурулуштин әнсирәп ачлиқ елан қилди» мавзулуқ хәвиридә тайландтики уйғурларниң хитайға қайтурулуш хәвпигә қарши ачлиқ елан қилғанлиқини, уларниң саламәтлик әһвалиниң әндишә қозғаватқанлиқини оттуриға қойди. 

тайландта 2014-йилидин буйан тутуп турулуватқан вә йеқинда хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнлики оттуриға чиққан 48 нәпәр уйғурниң вәзийити хәлқаралиқ тәшкилатлар, сийасионлар вә таратқуларниң диққитини тартти. уйғур тәшкилатлири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка сийасионлири арқа-арқидин һәрикәткә өтүп тайланд даирилирини уйғурларни қийин-қистақ вә өлүм тәһдити болған хитайға қайтурмаслиққа чақирди. йәнә бир тәрәптин, тайланд һөкүмәт даирилири бу һәқтә инкас қайтуруп уйғурларни хитайға қайтуруш пилани йоқлуқини билдүрди. 

хәвәрдә ейтилишичә, икки мәһбусниң байанириға асасланғанда, уйғурларни ачлиқ елан қилишни уларға «ихтийарлиқи билән қайтиш» җәдвили берилгәндин икки күн кейин 10-йанвар башланған. улар қайтуруветиш җәдвилигә имза қойушни рәт қилғандин кейин, мәҗбурий рәсимгә тартилған. 

2015-йили 7-айда 109 нәпәр уйғур тайландтин хитайға қайтурулған болуп, әйни вақтта уларму намәлум һөҗҗәткә қол қойғузулған. бу сәвәблик уйғурлар йеқинда өзиниң хитайға қайтурулушидин әндишә қилишқа башлиған вә чәклик имканлар билән буни сиртқа дунйаға ашкарилиған. 

уйғур мәһбуслардин бири бир мухбир вә бир паалийәтчи билән алақилашқан болуп, улар униң авазини нйуйорк вақт гезитигә йәткүзгән. йәнә бир мәһбусниң байани бир туғқини арқилиқ йәткүзүлгән. уларниң ачлиқ илан қилиш һәрикити бу җүмә күниму давамлишиватқан болуп, улар азрақ су ичкәндин башқа тамақ йейишни рәт қилған. лекин, ачлиқ елан қилған уйғурларниң конкрет сани ениқ әмәскән. 

әһвалдин хәвәрдар төт мәнбәниң билдүрүшичә, тайланд көчмәнләрни тутуп туруш мәркизигә қамалған бу уйғурларниң айда бир кәлгән дохтурдин башқа кишиләр билән алақә қилиш имканийити йоқ дегүдәк икән. 

йәнә бир мәһбусниң иниси җүмә күни мухбирға униң билән учурлашқанлиқини ейтқан. мәһбус учурида «бизниң ачлиқ елан қилғинимизға йәттә күн болди. әмма улар буниңға пәрва қилмиди, бизгә җаваб қайтурмайватиду. бүгүн әтигәндә биз б д т билән көрүшүшни тәләп қилдуқ, әмма улар бизгә йол қоймиди».

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асийа ишлири муавин директори брайони лавниң сөзигә қариғанда, тайланд көчмәнләр даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар оргининиң бу әрләр билән учришишини көп қетим рәт қилған, әмма бермидин кәлгән роһинга мусулманлири қатарлиқ башқа милләтләргә әһвал ундақ әмәс икән.

җүмә күни, тайланд дөләт мудапиә министири фумтам вечайачай (Phumtham Wechayachai) бу һәқтә мухбирларниң соаллириға җаваб берип, уйғурлар мәсилисиниң шу күни дөләт бихәтәрлик кеңишиниң йиғинида музакирә қилинғанлиқини ейтқан. у: «биз қандақ қилип қанунға қаттиқ әмәл қилиш, шундақла дөлитимиз вә башқа дөләтләр үчүн мәсилә пәйда қилмастин һәл қилиш тоғрисида сөһбәтләштуқ» дегән.

бир мухбир уйғурларниң дүшәнбә күни чеградин қоғлап чиқирилидиған йаки қилинмайдиғанлиқини сориғанда, тайланд мудапийә министири фумтам : «мән буни пәқәт сиздин аңлидим» дегән.

шуниң билән биргә, тайланд көчмәнләр идарисиниң мувәққәт муавин қомандани уйғурларниң ачлиқ елан қилғанлиқини рәт қилған.

хитай ташқи ишлар министирлики бир байанатида уйғурларниң хитайға қайтурулуш мумкинлики тоғрисидики хәвәрләрдин «хәвәрсиз» икәнликини ейтқан.

тайландтики әһвали америка вә кишилик һоқуқ дунйасида әндишә қозғиди. чаршәнбә күни, президентлиққа сайланған доналд трампниң ташқи ишлар министири намзати марко рубийо (Marco Rubio) тайландтин уйғурларни қайтурмаслиқни тәләп қилидиғанлиқини ейтти. у кеңәш палатасиниң испат аңлаш йиғинида сөз қилғанда, «бу әһвал уйғурлар дуч келиватқан зийанкәшлик һәққидә дунйани әскәртишимиз үчүн йәнә бир пурсәт» деди.

тайландниң кеңәш палата әзаси аңкана нилапайҗит (Angkhana Neelapaijit) өзиниң тайланд дөләт бихәтәрлик кеңишидә ачлиқ елан қилиш мәсилисини оттуриға қойғанлиқини ейтти. у тайланд сақчилириға өзиниң уйғурлар билән көрүшүшигә йол қойушини тәләп қиливатқанлиқини, һәмдә парламентта ай ахирида уларниң әһвали тоғрисида испат аңлаш йиғини ечишни пиланлиғанлиқини ейтти.

2024-йили 19-йанвар