америкида 2024-йили 11-айда өткүзүлгән сайламда ғәлбә қилған сабиқ президент доналд трамп 20-йанвар қәсәм берип вәзипигә олтурди. җумһурийәтчиләр партийисиниң намзати болған трамп 2017-йилидин 2021-йилиғичә америка президенти болған иди.
доналд трамп 20-йанвар күни чүштә америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән вәзипийгә олтуруш мурасимида қәсәм берип, рәсмий һалда а қ ш ниң 47-нөвәтлик пирезиденти болди. кеңәш палата әзаси марко рубио әпәнди 21-йанвар қәсәм берип, ташқи ишлар министири болди.
америка таратқулириниң 20-йанвардики хәвиридә ейтилишичә, бихәтәрлик вә пәвқуладдә соғуқ һава райи қатарлиқ мәсилиләр көздә тутулуп, бу қетимқи қәсәм бериш мурасими америка дөләт мәҗлисиниң ичидә өткүзүлгән.
сийасий, иқтисад вә башқа саһәләрдин кәлгән йүзлигән каттиларниң қатнишишида өткүзүлгән дағдуғилиқ қәсәм бериш мурасимда доналд трамп қәсәм берип «америка хәлқигә йоллайдиған тунҗи учурум шуки, бизниң йәнә бир қетим шиҗаәт, тетиклик вә тарихтики әң улуғ мәдәнийәтниң һайати күчини җари қилдуридиған пәйтимиз кәлди» дегән. шундақла өзиниң иккинчи нөвәтлик пирезидентлиқ дәвриниң америка тарихидики йәнә бир «алтун дәвр» болуп қалидиғанлиқини әскәрткән.
игилинишичә, доналд трамп вәзипигә олтурупла бир қатар иҗраийә буйруқлирини елан қилған болуп, буниңдики көчмәнләр мәсилиси, чеграда там соқуш, җинсийәт айримиси вә башқа мәсилиләр һәрқайси ахбарат васитилириниң қизиқ сөһбәт темилиридин болуп қалмақта.
трамп қайси мәмурий буйруқларға имза қойди?
париж келимат келишимидин чекиниш
дунйа сәһийә тәшкилатидин чекиниш мусаписиниң башлиниши
америкиниң җәнубий чеграсида «җиддий һаләт» илан қилиш, көчмәнләрни мексикида сақлитиш
қанунсиз көчмәнләрниң пәрзәнтлириниң тоғулушта америка пуқраси болушини әмәлдин қалдуруш
6-йанвар қурултай һуҗумиға қатнашқанларға кәчүрүм илан қилиш
«мексика қолтуқи»ниң намини «америка қолтуқи»ға өзгәртиш
һөкүмәт үнүм министирлики қуруш
федератип органларда көп хил җинсий салаһийәтниң ипадилинишигә хатимә бериш, әр вә айалдин ибарәт иккила җинсни қобул қилиш
тикток чәклимисини вақтлиқ кечиктүрүш
америка-хитай мунасивити
пирезидент доналд трампниң вәзипигә олтуруши америка-хитай мунасивити зор дәриҗидә йириклишиватқан бир пәйткә тоғра кәлгән болуп, хитайниң һакиммутләқлиқ вә диктатура асасидики һөкүмранлиқ әндизисини дунйаға кеңәйтиш асасидики дунйаға зомигәр болуш «шерин чүши» үчүн қаттиқ бир зәрбә, дәп қаралмақта.
трамп тунҗи қетим вәзипә өтигән мәзгил дәл хитайниң уйғурларға қарши омумийүзлүк ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан вақтиға тоғра кәлди. әмма бу дәвәрдә америка-хитай мунасивитидә иқтисад, сода вә техника саһәсидики риқабәт асаслиқ нуқта болуп кәлди. йеңи һөкүмәтниң хитай маллириға қошумчә таможна беҗи қойуш мәсилисидә қандақ позитсийдә болидиғанлиқи техи ениқ әмәс.
уйғур ирқий қирғинчилиқи
трамп һөкүмитиниң ахирқи күнидә, шу вақттики ташқи ишлар министири майк помпейо хитайниң шәрқий түркистанда уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт йүргүзүатқанлиқини оттуриға қойди. арқидин, канада, әнгилийә қатарлиқ бир қисим ғәрб дөләтлириниң парламентлири уйғур қирғинчилиқини етирап қилип қарарлар мақуллиди.
шуниң билән биргә, бу қетим трампниң дөләт ишлири катипи йәни ташқи ишлар министири намзати марко рубио узундин буйан уйғур мәсилиси билән тонуш. у оттуриға қойған «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» лайиһәси икки парламентиң мақуллиши вә президент байдинниң имзалиши билән 2022-йили 6-айдин буйан рәсмий иҗра қилинмақта.
марко рубийо кишилик һоқуқ қатарлиқ җәһәтләрдә хитайға тутқан қаттиқ позитсийиси сәвәблик хитайниң имбарго тизимликигә киргүзүлгән.
2025-йили 21-йанвар