(«зимистан» торида түнүгүн елан қилинған мушу тимидики маақалиниң тәрҗимиси)
көк байрақ
йуртлуқум, музикант достум қасимҗан бир қетимлиқ учришишимизда сәпдиши йармәмәт билән биллә кәлди. йармәмәт телифонда бирси билән хелила раван әрәпчә сөзлишивататти. сорудум:
---- әрәпчини нәдә үгәндиңиз!
---- қазан бешида үгәнди, айалиға уйғурчә тамақ етишни өгитиш җәрйанида.--- деди қасимҗан йармәмәтниң орнида җавап берип. демәк йармәмәтниң айали әрәп икән.
---- тоғра , айалим билән той қилғанда әрәпчидә һәптиниң 7 күни вә 100гичә санақнила билитим. қалғинини айал-балилиримдин өгәндим.
илгири «ичидин» кәлгәнләр билән сөһбәтлиримдә, уларниң «ичидики» омуми санлириниң қанчә икәнликини билишкә қизиққан болсамму, охшашла назук бир рәт җавап алған идим : «бу мәлумат һазирчә биздә туруп турсун».
шундақтиму гәп арилирида, икки миңдин артуқ машина барлиқи, 40 тин артуқ дохтури барлиқи вә җәңчиләрниң әрәп айаллиридин туғулған балилириниң сани 100 дин ашидиғанлиқини дегән чеғида, мәтбуатларда дйиливатқан бирқанчә миң дегән санниң мубалиғә әмәсликини пәрәз қилған идим.
йәнә шу қиззиқишимниң түрткисидә, сорудум.
---- қанчә балиңиз бар?
---- сәккиз --- дәп җавап бәрди тезла. параңниң давамида мәлум болдуки, бу 8 балидин үчи айалиниң бурунқи еридин болған әрәп балилар икән, ери, бир қетимлиқ бомбардиманда өлүп кәткән икән.
---- , аллаһқа шүкри , балиларға бир хейим-хәтәр йәтмәпту--- дедиммән уруш вәзийитини көздә тутуп.
---- бир қизимиз кетип қалди--- деди йармәмәт чоңқур бир уһсинип. бу чағда униң көзигә ғиллидә йаш кәлди вә йешини биздин қачуруп йанға қаривалди. гепиниң давамидин бу өлөп кәткән қизиниң у техи көрүп бақмиған үгәй қизи икәнликини уқуп һәйран қалдим. һәтта калламға " буйақ бираз әртислик қиливатамду нимә" дәп соалму туғулуп қалди.әмма бундақмикин десәм, бешимизда тоғрулунуп турған бир камера йоқ. униң үстигә шу сөһбәт болуватқанда, дийишиватқан гәплиримизниң бүгүнки күндә йезилип қелиши һәққидә униң хәвири йоқ, мениң планимму йоқ.
---- тоғра чүшиниңлар -деди у тутивалалмиған күз йешиға изаһат берип---- у қизимиз бәк ечинишлиқ өлгән, айалим һәр қетим әсләп нәқ мәйданни тәсвирлисә, қулиқимни етивалимән.
мәндики әҗәплинишни сәзгән қасимҗан қошумчә қилди:
---- бу ағинимиз, айали билән бәк йахши өтиду, һәтта тиллирини билишмәй ишарәт билән сөзлишип өткән чағлиридиму.
мәнчә, бу йәрдики муһим нуқта айалини йахши көрүш көрмәслик әмәс, бир җәңчидин бунчә тез көз йеши чиқиши иди, униң үстигә көрүп бақмиған өгәй қизи үчүн. мән көңлүмдики түгүнни йошурмудум:
----- мән уруш мәйданлирида қанчә кечип йүргән кишиләрниң көзидин алдирап йаш чиқмайду, дәп ойлайттим.
---- силәр бәлким, бизни шундақ сирлиқ билисиләр, әмма қан билән гөштин түзүлгән инсан болғандикин, бәзи ечинишлиқ сәһниләрни көргәндә йаки әслигәндә, өзинизни туталмайдиған әһвалму болиду. мән сизгә келәр қетимда, мәндин җиқрақ қан кәчкән, әмма мәндинму бағриқ йумшақ бир сәпдишимизниң кәчмишини дәп берәй....
---- болиду, шундақ болсун --- дедим вә байиқи тәсиратимдин тәнқидий бир пурақ қепқалмасилиқи үчүн гәпни мундақ хуласилидим--- ундақта, җәңчиләр, дүшминигә қаритйа ғәзәп-нәпрәткә толған кишиләрла әмәс, достлириға қарита муһәббәткә толған инсанлар десәк тоғра вә толуқ болғудәк.
---- бир қетим қейинатамму сизгә охшашрақ бир гәп қилған.....
йармәмәтниң дәп беришичә, бир күни чиградики нөвәтчиликидин өйгә қайтип кәлсә, айали үстәлгә бир парчә хәт қалдуруп қойуп балилири билән анисиниң өйигә кетип қапту. йармәмәт өйдә нәрсә-керәкләрни йиғиштуриветип, айалиниң егиз пашнилиқ хурум айақ билән кетип қалғанлиқи вә пакар пашнилиқ йумшақ айиғини тапалмай қалғанлиқини байқапту. айали еғир бой мәзгили икән. у һамилигә вә айалиға бир зәхмәт йетип қалмаслиқ үчүн, у йумшақ пакар пашнилиқ айақни пийадә икки саәт йол меңип қейин анисиниң өйигә апирип берипту. буни көргән қейинатси, көзигә йаш елип вә униң пишанисигә сүйүп туруп дәпту:
----- мән адәм өлтүрүп йүргән кишиләрни бунчивала көйөмчан вә бағри йумшақ болиду дәп ойлимаптикәнмән.
бу чағда калламға уштумтут бир соал кәлди:
---- вәтәндә балилириңиз бармити?
---- айалим бар иди, әмма пәрзәнтлирим йоқти.....
вәнәндә 43 йашқичә йашап пәрзәнтлик болалмаслиқниң сәвәбиму айдиңлашти: йармәмәт 1997 -йили 18 йешида, 5 -феврал ғулҗа вәқәсигә қетилғанлиқи үчүн 10 йиллиқ кесилипту. җаза муддитини түгүтүп чиқип бир йилдин кейин, йәни 2008 -йилниң бешида той қипту, той қилип 4 айдин кейин, бейҗиң олимпики бихәтәрлик тәдбирлириниң иҗраси давамида, у сабиқ мәһбуслар қатарида тутқун қилинип, 6 ай қамақта тутуп турулупту. униңдин кейин йәнә һәр қетимлиқ мәмликәтлик мурасим йаки чәтәл дипломатлириниң зийарәтлири давамида, у 15 күн билән 45 күн арисида «сийасий үгиниш"кә әкитилипту. нәтиҗидә той қилип икки йилға йеқин вақит ичидә пәқәт 4 айла айали билән бир өйдә йашалапту.
ахири аваричилиқтин қутулушниң чариси сүпитидә, 2009 -йили майда айали билән үрүмчигә көчүп берипту, у берип 2 айдин кейин 5 -ийул үрүмчи вәқәси партилапту.
у шу күни вәқә мәйданида болмиған болсиму, әтисидики тазилаш һәркитидә тутуп әкитилипту. униңға сорақ нөвити кәлгичә бир йил өтөпту. ақлинип қойуп берилгәндә, қейинатси қизини бу «чатиқи түгимәйдиған» күйоғулдин қутулдуруш үчүн, ғулҗиға елип кетипту.
әслидә бу йалғуз йармәмәтниңла қисмити әмәс. әркин асийа радийосиниң хәвәр қилишичә, чапчал җағистайлиқ илһам иминҗан 21 йаш вақтида 15 йиллиқ кесилиду, алтун дәвриниң түрмидә өтүп кетиватқиниға ечинған аилисини уни түрмидин чиқишиғила өйливетинишниң планини түзүп турғинида, униң түрмидә җаза муддитиниң йәнә узартилғанлиқи хәвирини алиду. бу җәһәттә җағистайдики йағаччи әркин иминҗан бираз " тәләйлик" , у икки қетим җаза өтәп чиқишниң арилқида өйлиниду, бир йил өтиду вә бир пәрзәнтлик болиду. у һазир үчинҗи қетимлиқ җазасини өтәш үчүн түрмидә, айали тул, балиси йетим. қазақистандин қайтурулған мәшһур сийасий панаһланғучи әршидин исраилму 3 нөвәт түрмигә ташлиниду, нәтиҗидә униң айали 25 йиллиқ аилә турмушиниң пәқәт 4 йилидила йолдиши билән биллә болалайду, қалған мәзгилини түрмидин телипон вә мәктуп күтүп өткүзиду.
бу реаллқини әслигинимдә, йармәмәтниң төвәндики мәмнунийәт һиссийатиға тәбиий һалда ортақлаштим:
---- әлвәттә, вәтән-милләт үчүн техичә бирәр иш қилип берәлмидим, йүрәк ечишиду, әмма шәхсий һайатимни ойлисам , әһвалим бәзи кишиләр ич ағритип кәткәндәк дәриҗидә ечинишлиқ әмәс, вападар айалим бар, омақ балилирим бар, аллаһға миң қәтри шүкри. маңа бу нимәтләрни бәргән аллаһ, вәтән-милләт үчүн чоңрақ бир ишни қилиш пурситиниму бериду дәп ишинимән вә тиләймән.
өткән бәш йиллиқ түркийә сәпиримдә көпинчиси тасаддипий сәвәпләр билән сүрийәдин кәлгән бир қомандан, икки офитср вә бирқанчә җәңчи билән учришиш пурситим болди. арзу-арманлиримизда, қиззиқиш-һәвәслиримиздә алаһидә бир пәрқни күрмүдүм; пәқәт олтуруп қопушлуримизда, буларниң намазға чачрап орнидин туруши бар, бир минутму вақитни өткүзмәслики бар; бу әлвәттә қисмән вә өлгилик пәрқ, аллаһ һәммимизгә мустәһкәм иман ата қилғай!
https://bitterwinter.org/