хитай тәрипидин имбарго қойулған америка ташқи ишлар министири марко рубио

америкиниң сабиқ кеңәш палата әзаси вә йеңидин тәйинләнгән ташқи ишлар министири марко рубиохитайниң әң күчлүк тәнқидчилириниң бири, шундақла муһаҗирәттики уйғурларға тонуш болған бир сийасион. у, хитайниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә хоңкоңдики демократийәгә қарши һәрикәтлирини күчлүк тәнқид қилғанлиқи сәвәблик икки қетим хитайниң имбарго тизимликигә киргүзүлди. доналд трамп вәзипигә олтуруп әтиси күни, марко рубио 21-йанвар қәсәм берип ташқи ишлар министири болди.

һалбуки, бейҗиңниң имбарго тизимликигә киргүзүлгән кишиләрниң хитайға кириши чәклиниду. бу әһвал хитай марко рубиоға қаратқан имбаргони бикар қиламду-йоқ? дегәндәк соалларни оттуриға чиқарди.

хитайниң имбарогисиға учриған ташқи ишлар министири

2020-йили, америка хәзинә министирлики шәрқий түркистан вә хоңкоңдики әмәлдарларға кишилик һоқуқ җазаси бәргәндин кейин, хитай компартийисиниң кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ тәнқид қилған флорида кеңәш палата әзаси марко рубийо икки қетим бейҗиңниң өч елиш җазасиға учриған.

2025-йили 1-айниң 20-күни кеңәш палатаси марко рубиониң ташқи ишлар министири болушини җәзмләштүрүлгәндин кейин, рубио хитайниң имбаргосиға учрап туруп вәзипиәә олтурған тунҗи ташқи ишлар министири болуп қалди.

бейҗиң йәнә 2021-йили 1-айниң 21-күни америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейоға җаза бәрди, бу дәл тунҗи трамп һөкүмити вәзиписидин айрилғандин бир күн кейинки күн иди.

рубиониң хитайдики хатириси

кеңәш палата әзаси марко рубиониң ташқи ишлар министири болуп вәзипигә тәйинлиниши 20-йанвар америка кеңәш палатаси тәрипидин бирдәк мақулланди.

рубио кеңәш палата әзаси болуш сүпити билән, хитайға мунасивәтлик 150 кә йеқин қанун лайиһиси оттуриға қойған болуп, буларниң ичидә кишилик һоқуқни йахшилаш; хитай компартийисиниң америка техникиси, мәблиғи вә федератсийә баҗ киредитигә еришишини чәкләш арқилиқ америкиниң санаәт күчини қоғдаш; хитайниң америкидики тәсири вә җасуслуқиға қарши туруш қатарлиқ қанун лайиһәлири бар.

у йәнә 2020-йилдин 2021-йилғичә кеңәш палатаси ахбарат комитетиниң мувәққәт рәиси, 2017-йилдин 2019-йилғичә болған арилиқта хитай ишлири бирләшмә комитетиниң рәиси болған.

кишилик һоқуқ мәсилисидә, рубиониң хизмәтлири америкиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хоңкоңдики демократик системиниң йимирилишигә қарши бир қатар қанунларниң оттуриға чиқишида муһим рол ойниди.

рубио 2021-йили оттуриға қойулған вә 2022-йили ийундин башлап иҗра қилинған «уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни»ниң ортақ қоллиғучиси.

2025-йили 23-йанвар