тайландниң малайсийадики баш әлчиханисиға уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ һәққидә мәктуп сунулди

истанбулға җайлашқан «хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики»ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузханниң X һесабида билдүрүшичә, йеқинқи йилларда қурулған «уйғур-малайшийа мунасивәтлири тәшкилати» билән малайсийадики тәсир күчкә игә тәшкилат - «мусулман йашлар һәрикити» абим (ABIM) әзалиридин тәшкилләнгән намайишчилар 24-йанвар малайшийада турушлуқ тайланд әлчиханиси алдида намайиш өткүзгән вә байанат елан қилған.

уйғур-малайсийа мунасивәтлири тәшкилати мудири умуру ханим малай тилида байанат елан қилип, тайланд һөкүмитидин 48 уйғурни қойуп беришни тәләп қилди. 

мәлум болушичә, умуру ханим  уйғур-малайшсйа мунасивәтлири тәшкилатиниң мудири һәмдә малайсийа мусулман йашлар һәрикитиниң әзаси болуп, мәзкур тәшкилат малайсийада хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликигә вакалитән хизмәт қилмақта.

мусулман йашлар һәрикитиниң рәиси фәһми шәмсуддин вә униң вәкиллиридин тәшкил тапқан бир һәйәт 24-йанвар тайландниң куалалумпурда турушлуқ баш әлчиханисини зийарәт қилған.

һәйәт бу җәрйанда әлчиханида әмәлдарлири билән тайландта тутқунда туруватқан 48 уйғурниң хитайға қайтурулмаслиқи тоғрисида пикир алмаштурған вә тайланд һөкүмитигә йәткүзүш үчүн бир парчә мәктуп сунған. мәктупта шәрқий түркистан хәлқиниң нөвәттики еғир вәзийити, шундақла тайланд һөкүмити мәзкур уйғурларни хитайға өткүзүп бәргән тәқдирдә келип чиқидиған еғир ақивәтләр тәпсилий байан қилинған.

малайсийа мусулман йашлар һәрикити хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики билән һәмкарлиқ орнатқан бир исламий тәшкилат болуп, нөвәттә тайландтики уйғурларни қутқузуш үчүн малайшийа һөкүмитиниму һәрикәткә атландуруш һәққидики тиришчанлиқлирини давамлаштурмақтикән.

гәрчә тайланд баш әлчиси вә тайланд мудапиә министири он нәччә йилдин бери тайландтики қайтуруш мәркизидә тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға қайтурмайдиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма тайланд һөкүмитиниң йеқинда хитайға қилидиған зийарити сәвәбидин, бу хәвп йәнила йоқалмиған. уйғурларниң һәрвақит хитайға қайтурулуши мумкинлики һәққидики әндишиләр давамлиқ күчәймәктә.

2024-йили 25-йанвар