истанбул университетида «илһам тохтиниң һайати вә униң шәрқий түркистан дәвасидики орни» темисида муһакимә йиғини өткүзүлди

25-йанвар шәнбә күни истанбул университетида «илһам тохтиниң һайати вә униң шәрқий түркистан дәвасидики орни» дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлди. мәлум болушичә, бу йиғинни түрк дунйаси тәтқиқатлири вәхпи, истанбул университети түркологийә тәтқиқатлири институти, әйса йүсүп алиптекин вәхписи, уйғур академийәси вәхписи вә илһам тохтини қоллаш гурупписи қатарлиқ тәшкилат вә органлар бирликтә уйуштурған.
 
игилишимизчә, йиғинға истанбул университети түркологийә тәтқиқатлири институтиниң пирофессори өмәр қул рийасәтчилик қилған болуп, йиғинда әгә университети оқутқучиси пирофессор алимҗан инайәт, истанбул университети оқутқучиси доктор раилә кашғарли, истанбул университети оқутқучиси пирофессор муәлла уйду йүҗәл, илһам тохтини қоллаш гурупписиниң рәиси әнвәр җан қатарлиқлар сөз қилди.
 
әркин асийа радиоси мухбири муса арсланташниң хәвәр қилишичә, йиғинда сөз қилған истанбул университети түркологийә тәтқиқатлири институтиниң пирофессори өмәр қул әпәнди, хитайниң истанбулдики консулханисиниң дипломатлириниң түркийә һөкүмәт даирилири билән көрүшүп бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилғанлиқини билдүрди. өмәр қул әпәнди бу һәқтә хитай дипломатлириниң зомигәрлик қилғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «бу йиғинниң уқтуруши иҗтимаий таратқуларда елан қилинғандин кейин хитай дипломатлири худди олҗиға еришкән булаңчиларға охшаш һәрикәткә өтүп түркийәниң һәм ички һәм ташқи ишлар идарилири билән учришип бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилди һәмдә буниң түркийә билән хитай оттурисида астанада елип берилған учришиштин кейинки икки дөләт мунасивитиниң тәрәққий қилишиға зийан йәткүзидиғанлиқини козир қилип йиғинни бикар қилишни тәләп қилған».
 
пирофессор өмәр қул әпәнди, хитайниң бу йиғинни бикар қилиш тәлипини рәт қилип, йиғинниң ечилишиға пурсәт йаритип бәргән түркийә ташқи ишлар министирлиқиға, йиғинни уйуштурған түрк дунйаси тәтқиқатлири вәхписи қатарлиқ тәшкилат вә органларға тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди. у, йәнә түркийәдә уйғурлар тоғрисида бирәр йиғин вә паалийәт уйуштурулса хитай дипломатлириниң биарам болуп кетидиғанлиқини, бу қетимқи йиғинни уйуштуруштинму биарам болуп бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилғанлиқини, бирақ йиғин бикар қилинмастин бәлгиләнгән вақтида ечилғанлиқини тәкитлиди.
 
пирофессор өмәр қул әпәнди мундақ деди: «түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтни тәрәққий қилдурушни әмәлгә ашуруш, шәрқий түркистанда тинчлиқ бәрпа болуш вә бихәтәрликкә капаләтлик қилиш билән һәл болиду, йәнә бир нуқта болса шәрқий түркистанниң келәчики һәққидә шәрқий түркистан хәлқи қарар бериду, униң сиртида һеч ким өзи чағлап қарар берәлмәйду».
 
пирофессори өмәр қул әпәнди илһам тохтиға баһа берип мундақ деди: «бир әркинлик күрәшчиси болған илһам тохти зораванлиқ билән әмәс бәлки асасий қанунда йезилған бойичә уйғурларниң қануний җәһәттики һәқ-һоқуқиниң әмәлий иҗра қилинишини тәләп қилғанлиқи үчүн бөлгүнчи дегән қалпақ билән тутқун қилинған академик кәсипдишимиз, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип хитайниң түрмисидә йетиватқан илһам тохтиниң ақивитидин хәвәр алалмайватимиз, қандақ қийин-қистақ вә искәнҗиләргә учраватқанлиқини биләлмәйватимиз».
 
йиғинниң ечилишида сөз қилған түрк дунйаси тәтқиқатлири вәхписи тәлим-тәрбийә вә мәдәнийәт бөлүми мудири метин көсә әпәнди бу йиғинни уйуштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: «һәммимизгә тонушлуқ вә шәрқий түркистан дәвасиниң символлуқ исимлиридин биригә айланған вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип, 10 йилдин буйан хитай түрмисигә қамилип йетиватқан илһам тохтини қайтидин күнтәртипкә кәлтүрүш вә түрк дунйаси вә дунйа җамаитиниң диққитини тартиш үчүн бу йиғинни уйуштурдуқ».
 
йиғинда сөз қилған пирофессор алимҗан инайәт әпәнди мундақ деди: «илһам тохти уйғурларниң виҗдани вә уйғурларниң авази шундақла һәқ-һоқуқ вә адаләт үчүн күрәш қилған әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқ җәңчиси һәм қоғдиғучисидур. у, 2014-йили хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди, илһам тохтиға хитайниң асаси қанунида йезилған уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң толуқ берилишини тәләп қилғанлиқи үчүн қамақ җазаси берилди. хитай бу арқилиқ уйғурларға һәқиқий аптономийә һоқуқини бәрмәйдиғанлиқини, ассимилйатсийә сийаситини давамлаштуридиғанлиқини көрсәтти».
475106598_9098543400213503_6304881424791399701_n
 
йиғин ахирида хуласә доклати елан қилинған болуп, хуласә доклатида, илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши үчүн хәлқара җамаәт һәрикәткә өтүшкә чақирилди. хитай һакимийитигә агаһландуруш чақириқи қилинип, нәччә миң йиллиқ дөләт әнәнисигә игә шәрқий түркистан хәлқиниң миллий мәдәнийитини қоғдаш, хитай асас қануни вә миллий территорийәлик аптономийә қанунидики уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдиғанлиқи сәвәбидин тутқун қилинип, хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә вә хитайниң асасий қануниға хилап һалда муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған пирофессор илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши тәләп қилинди.
 
йиғинда сөз қилған илһам тохтини қоллаш гурупписиниң рәиси әнвәр җан әпәнди, илһам тохтиниң уйғурларниң миллий кимликини, мәдәнийити вә дини етиқадини қоғдашни нишан қилғанлиқини, шу сәвәбтин түрмигә қамалғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: «әзиз түрк миллити вә қиммәтлик академикларниң илһам тохти һәққидә хитайға беридиған әң гүзәл рәддийәси илһам тохти әпәндини қоллап уни дунйа нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситиштин ибарәттур».
 
йиғинниң ечилишида, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмит қарахан, әйса йүсүп алиптекин вәхписи рәиси җаһид дак вә түрк дунйаси тәтқиқатлири вәхписи рәиси саадәт пинар йилдирим қатарлиқлар сөз қилип илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши вә шәрқий түркистан мәсилисиниң әһмийити тоғрисида тохталди.
 
мәлум болушичә, йиғинда йәнә илһам тохтиниң һайат иш-излири тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилгән. 
 
2025-йили 27-йанвар