тайланд һөкүмитиниң 10 йилдин артуқ вақттин буйан тутуп турулуватқан уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқи илгири сүрүлди. бу айниң бешидин буйан, тайландтики көчмәнләр мәркизидә начар шараитта туруватқан 48 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнлики һәққидики хәвәрләр муһаҗирәттики уйғурлар арисида әндишә пәйда қилған болуп, шәрқий түркистан тәшкилатлири, уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиған сийасионлар вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири түрлүк байанат вә чақириқларни илан қилған иди. түркийәдики и һа һа инсанпәрвәрлик фонди җәмийити вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқи һәққидики учурни дәлиллиди.
игилинишичә, мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң муавин рәиси нурмуһәммәд түркистаний вә баш катип абдурешит әминһаҗи тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни қутулдуруш үчүн, 27-йанвардин тартип тайландта һәрикәт башлиған болуп, бу җәрйанда тайланд шәйхулислам ишханисида шәйхулислам арун бончом билән көрүшкән.
һәйәт бу җәрйанда пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң тәләплирини вә тайланд мусулманлириниң узун йиллардин буйан тайландтики 48 уйғурға қилған йардәмлиригә мәмнунийитини йәткүзгән. һәйәт шәйхул исламға 48 уйғурни хитайға қайтуруп беришниң хәтәрлик икәнликини, бу мәсилә 2015-йилидики паҗиәниң тәкрарлиниши болуп қалидиғанлиқини, уйғурларни хитайға қайтуруш беришниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини тәкитлигән, шундақла дунйа мусулманлириниң бу җәһәттики мәсулийәтлирини әсләткән.
тәшкилатлар бирлики тайланд зийарити җәрйанида йәнә тайланд дөләтлик инсан һәқлири комитети әзаси доктор сучарт биләнму көрүшүп, нөвәттики 48 уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәтләшкән вә 48 уйғурниң үчинчи бир дөләткә йөткилиши, тайландта туруш җәрйанида барлиқ инсаний һоқуқлардин бәһримән болалиши тоғрисидики тәләпләрни йәткүзгәндин башқа, бу һәқтә ишлинидиған ортақ хизмәтләрни музакирә қилған.
сөһбәт җәрйанда тайландтики 48 уйғурни хитайға қайтуруп бериш еһтималлиқиниң һөкүмәт күнтәртипидә йоқ икәнлики билдүрүлгәндин башқа, 28-йанвар тайланд парламентида бу мәсилиниң музакиригә қойулуп, хитайға қайтуруп бәрмәслик һәққидики қарарда илгириләш болғанлиқи уқтурулған.
билдүрүлүшичә, 48 уйғур 10-йанвардин башлап ачлиқ елан қилип наразилиқ билдүргән болуп, улар һәққидә чиқирилған хитайға қайтурмаслиқ қараридики илгириләшләр һәмдә вәзийәтниң йахшилиниши сәвәблик, 20 күн давам қилған ачлиқ елан қилишни бүгүндин етибарән ахирлаштурған. ачлиқ елан қилиш тайландтики уйғурларни хитайға қайтурулуштин қутқузуш үчүн хәлқ дипломатийәси һәрикитиниң башлинишида муһим рол ойниған.
түркийәдики зор тәсиргә игә аммиви тәшкилат – и һа һа инсанпәрвәрлик йардәм вәқфи (IHH) тайландики уйғурлар үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткән болуп, тайландниң алақидар министирлири билән көрүшүп, тәләплирини йәткүзгән.
инсаний йардәм вәқфиниң музакирә һәйити башлиқи абдуллаһ алтай әпәнди бүгүн x һесабида учур һәмбәһриләп, тайландниң көрүшүшләр нәтиҗисидә, уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқи һәққидә капаләт берилгәнликини, бу һәқтики тиришчанлиқлирини давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.
мәзкур һәйәт йәнә тайланд шәйхулислами арун бончом билән көрүшкән болуп, алақидар йардәмләрни йәткүзүш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқи билдүрүлди.
2025-йили 29-йанвар