сүрийә инқилабиниң рәһбири дөләтниң мувәққәт президенти болди

бәшшар әсәд һакимийити ағдурулуп икки айға йеқин вақиттин кейин, сүрийәниң йеңи рәһбири әһмәд шара 29-йанвар чаршәнбә күни рәсмий һалда өткүнчи президент дәп елан қилинди.

сүрийәдики асаслиқ қораллиқ тәшкилатлардин шамни азад қилиш тәшкилати (һәйәт тәһрир шам) ниң рәһбири болған вә әсәд ағдурулғандин кейин әмәлий һоқуқни тутуп туруватқан әһмәд шәра һөкүмәт әмәлдарлири вә һәр қайси қораллиқ гороһларниң вәкиллири қатнашқан йиғинда сөз қилип: «аллаһниң йардими билән кишәнни үзүп, зулумға учриғанларни азад қилдуқ вә пайтәхт дәмәшқ үстидики харлиқ тозанлирини тазилидуқ, сүрийә қуйаши қайта парлиди» дегән вә сүрийәниң нөвәттики асаслиқ нишаниниң һакимийәттики бошлуқларни толдуруш, ички тинчлиқни қоғдаш, дөләт органлирини қуруш, иқтисадий тәрәққийатниң асасий қурулмисини шәкилләндүрүш вә сурийәниң хәлқаралиқ вә районлуқ абруйини қайтидин тикләш икәнликини билдүргән.

сүрийә ташқи ишлар министири шәйбани өзлириниң сурийә хәлқиниң үмидлирини әкс әттүридиған бир кимлик оттуриға чиқиришқа, хәлқниң тәләплирини қандуридиған бир сурийә кимлики бәрпа қилишқа мувәппәқ болғанлиқлирини елан қилған.

шәйбани сөзидә йәнә сурийә ташқи сийаситиниң асаслиқ нишаниниң өзара һәмкарлиқ, һөрмәт вә истратегийәлик шериклик асасида шәкилләнгән районлуқ вә хәлқаралиқ йахши муһит йаритишқа төһпә қошуш икәнликини тәкитлигән.

бәшшар әсәдниң партийиси тарқитиветилиду

рәсмий байанатларға қариғанда, шара өткүнчи мәзгилдә сүрийәниң президенти болуп, хәлқара ишларға вәкиллик қилиду. шуниң билән бир вақитта, йеңи һөкүмәт бәшшар әсәд һакимийитидики армийә, хәлқ әскәрлири вә барлиқ бихәтәрлик органлириниң тарқитиветилгәнликини елан қилди;

60 йашлиқ сүрийә әрәб сотсийалистик (Baath) партийиси вә миллий тәрәққийат сепидики башқа сийасий партийәләрниң тарқитиветилгәнлики елан қилинди.

шуниң билән биргә, шара рәһбәрликидики шамни азад қилиш бригадисини өз ичигә алған барлиқ һәрбий гуруһлар тарқитилиду вә улар дөләт органлири билән бирләштүрүлиду.

бу бир қатар тәдбирләрни сүрийәниң әң йуқири һәрбий қарар чиқириш оргини болған һәрбий һәрикәт оргининиң байанатчиси һәсән абдул ғәни елан қилди.

абдулғәни байанатида йәнә 2012-йили асасий қанунниң әмәлдин қалдурулғанлиқини, нөвәттә ағдурулған бәшшар әсәд түзүмигә тәвә армийә, бихәтәрлик бөлүмлири вә парламентниң тарқитиветилгәнликини тәкитлигән.

у байанатида әсәд реҗими ағдурулған 8-декабир күниниң сурийәниң дөләт байрими қилип бекитилгәнликини, бәс партийәси вә униңға тәвә пүтүн комитет, орган вә тәшкилатларни қайта қурулмайдиған тәриқидә тарқитиветидиғанлиқини елан қилған.

дәмәшиққә тунҗи чәтәл дөләт башлиқи зийарити

у вәзипигә олтуруп бир күн кейин, сүрийә бәшшар әсәд һакимийити йимирилгәндин буйанқи тунҗи чәтәл дөләт рәһбирини күтүвалди - қатар әмири шәйх алсани пәйшәнбә күни дәмәшиқтә зийарәттә болди. у әшшара билән һәмкарлиқ вә қайта қуруш мәсилилири үстидә сөһбәт елип барған.

сүрийәниң йеңи һөкүмити чаршәнбә күни мәвҗут парламентни тарқитиветидиғанлиқини вә дөләтниң 2012-йилдики асасий қанунини тоңлитидиғанлиқини елан қилди. сүрийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, шара дөләтниң мәңгүлүк асасий қануни тәстиқлинип күчкә игә болғучә вәзиписини өтәйдиған «өткүнчи қанун кеңиши» қурушқа мәсул болиду, әмма униң мәшғулат вақти елан қилинмиди. хәвәрдә ейтилишичә, бу тәдбир чаршәнбә күни кәчтә шара әсәд һакимийитини ағдурушқа қатнашқан бир қанчә қораллиқ гуруһниң рәһбәрлири билән көрүшкәндин кейин елан қилинған.

2025-йили 30-йанвар