муһәммәд йүсүп
һайатимиз һәрхил таллашлар билән толған болуп, тоғрисини таллап қарар қилиш үчүн чоқум маһарәт кетиду. бу йәрдики маһарәт қарар қилмақчи болған ишниң характерини обдан билиш, қарардин келип чиқидиған пайда-зийанни мөлчәрләш, еһтийаҗ билән риғбәтниң пәрқини айриш, өз имканийитиниң чәк-чегрисини билиш қатарлиқлардур.
тоғра қарар қилишимиз үчүн бизгә йардәмчи болидиған ишлар төвәндикичә:
1. нишаниңизни бәлгиливелиң
нәгә баридиғанлиқни билиш компасқа охшаш болуп, маңидиған йолиңизни таллишиңизға йардәмчи болиду. навада сиз икки ишниң бирини таллашта гаңгирап қалған болсиңиз, бу сизниң нишаниңизни йаки асаслиқ мәқсәтни билмигәнликиңиздин болиду. мәсилән: сиз бүгүн чүштә немә йейишни таллимақчи болғанда, тамақ йейиштики мәқситиңиз тән сақлиңизни сақлашму йаки пәқәтла ләззәтлинишму? таварлириңизға баһа бәлгилимәкчи болғиниңизда, херидарларниң байлар тәбиқисидин болушини алдинқи орунда қойамсиз йаки нормал инсанларниму? буларни билгиниңиздә сизниң қилмақчи болған қарариңиз техиму ениқ вә рошән болған болиду.
2. йетәрлик мәлумат топлаң
бирәр иш һәққидә тоғра қарар қилиш үчүн сиздә шу ишқа мунасивәтлик чоқум толуқ мәлумат болуши лазим. мәлумат болғандиму ениқ вә илмий болуши керәкки, көп кишиләрниң қилғанлиқи йаки көп елан берилгәнлики вә нурғун кишиләрниң махтиғанлиқи үчүн әмәс, шу ишниң мунасип болуп-болмаслиқиға қарап қарар қилиш керәк.
3. йезивелиң
қилмақчи болған ишниң иҗабий вә сәлбий тәрәплирини тәпсилий йезип чиқиш сизниң тоғра қарар чиқиришиңизға йардәмчи болиду. чүнки, сиз ишниң болидиған вә болмайдиған тәрәплирини ениқ йазғиниңизда таллаш оңайлишиду, көп таллашлар арисида гаңгирап қелиштин сақланғили болиду вә хата қарар қилиш нисбити аз болиду.
4. қарарниң чарчитип қойушидин сақлиниң
бу һәқтики тәтқиқатлар бирәр ишни қарар қилалмай узун вақит һәпилишишниң зеһинни чарчитип тоғра қарар қилиш күчини азайтиветидиғанлиқини байқиған. чүнки инсан һерип қалған вақтида ишниң арқа-кәйнини көп ойлап кәтмәйла оңай қарар қиливетиду. мәсилән: сиз бир күн кәчкичә зеһний әмгәк билән қаттиқ ишләп, кәчтә өйгә һарғин пети кәлгиниңиздә, пәрзәнтлириңиз сиздин нормалда сиз ойнашқа рухсәт қилмайдиған ойунларни ойнашни тәләп қилип турувалса, пәқәт зеһниңизни раһәтләндүрүш вә уларниң тәлипидин қутулуш үчүнла рухсәт қилисиз. андин узун өтмәй бу қарарниң хаталиқини билип йетисиз.
5. һессийатқа берилмәң
адәм һайаҗанланған чағда һессийатқа көпрәк берилгән болиду. шуңа бундақ чағда әқилниң йол көрситишигә пурсәт бериш лазим. ундақ болмиғанда тоғра қарар қилғили болмайду. чүнки, биз бирәр иштин йаки нәрсидин қаттиқ тәсирләнгән йаки һайаҗанланған чеғимизда әқилға мухалип қарарларни қилишимиз мумкин. шуңа ислам қанунида қази (сотчи) ғәзәпләнгән һалитидә һөкүм чиқириштин мәни қилиниду. ғәзәптин әқлини йоқатқили тас қалған адәмниң талиқини һесаб қилмайду. чүнки у чағда әқил ишниң сиртида қалған болиду.
6. қарардин кейин иккиләнмәң
бирәр ишни қилишқа қарар қилип болғандин кейин, уни башлаш келиду. у чағда мәзкур қарарниң тоғра- хаталиқини ойлап олтуруш биһудиликтур вә вақит исрапчилиқидур. шуңа қарар қилип болғандин кейин зеһнимизни шу қарарни иҗра қилишқа беғишлишимиз лазим. чүнки, аллаһ таала қуран кәримдә: ) фَإِذَа عَзَмْтَ фَтَоَкَّлْ عَлَи аллَّهِ( « бир ишқа бәл бағлисаң, аллаһқа тәвәккүл қилғин» дәп көрсәткән.
еһтийаҗиңиз билән риғбитиңизни айривелиң
һәр заман еһтийаҗни қандуруш риғбәтни әмәлгә ашуруштин зөрүр болиду. чүнки, еһтийаҗни шараит бәлгиләйду, әмма риғбәтни өзимиз бәлгиләймиз. мәсилән: сиз өзиңизни дунйадики он байниң бири дәп пәрәз қилиң. бир күни сиз өзиңизниң шәхсий айропилани бир қақас сәһрада чүшүп кәтти, сиз болсиңиз өлүмдин қутулуп қалдиңиз, әмма күнниң пижғирим иссиқида бир йутум суға зар болдиңиз. мубада сиз тапалмисиңиз уссузлуқтин өлидиғанлиқиңиз қаш билән кирпикниң арисидики бир иш болуп қалди. шу чағда сиз бир ботулка үчүн пүтүн байлиқиңизни беришкә рази боламсиз? мәндә қилчә иккиләнмәй берисиз. чүнки, у чағда сизниң байлиқиңиз шу бир ботулка сучилик муһим әмәс.
бу сизниң байлиқиңизниң қиммитини йоқатқанлиқидин йаки бир ботулка суниң шундақ қиммәтлишип кәткәнликидин әмәс, бәлки еһтийаҗ йүзисидиндур. бундақ шараитта қарар қилишни кечиктүрүш чоң хаталиқ болиду.
бу мисалдин қарарлиримизға еһтийаҗ вә шараитниң қандақ тәсир көрситидиғанлиқини көрүвелишқа болиду.
хата қарар қилиштин сақлиниң
биз көп вақитларда хата қарарларни қилип қойимиз. бу бизниң еһтийаҗ, риғбәт вә имканийәтләрниң пәрқини айрийалмиғанлиқимиздин болиду. һәммимиз имканийитимизниң сиртидики ишларниму әмәлгә ашурушқа риғбәтлинимиз, әмма биз шу ишларға расттинла еһтийаҗлиқму? йақ. бәзисигә еһтийаҗлиқ, бәзисигә риғбитимиз бар. шуңа хата қарар қилмаслиқ үчүн еһтийаҗимиз билән риғбитимизниң пәрқини айривелишимиз лазим.
хата қарар қилишимизниң йәнә бир сәвәби аччиқимиз келип қалғанда йаки бәк алдираш вақитта йаки үмидсизләнгәндә қилған қараримиздур. шуңа бундақ вақитларда қарар қилиштин сақлиниш лазим.
хуласә калам, һәрқандақ бир ишта тоғра вә сағлам қарар қилиш үчүн, һессийаттин, бир тәрәплимиликтин вә сиртқи тәсирләрдин сақлиниш лазим.
муһим қарарларни чарчап қалғанда йаки алдирап турғанда қилмаслиқ лазим. бир оқуғучиниң мудирдин тәләп қилидиған йоллуқ бир тәлипи бар болуп, оқуғучи муәллимидин қандақ қилса мудирниң мувапиқәтчиликини алалайдиғанлиқини сориғанда, муәллим оқуғучиға: «мудир чарчиған, қорсиқи ечип кәткән вә өйигә беришқа алдирап турғанда чағда униңға тәлипиңни тәқдим қил» дәйду. оқуғучи: «қайси вақит әң мунасип?» дәп сорайду. муәллим: «мудир иштин чүшкили қопқанда» дәп җаваб бериду. нәтиҗидә, оқуғучи шундақ қилиду вә расттинла мудирниң мувапиқәтчиликини алиду.
ибрәт:
- һессийат, шәхсий еһтийаҗ, шараит қатарлиқлар бизниң күндилик қарарлиримизға тәсир көрситиду.
- хата қарар қилип өзиңизгә маламәт қилмай десиңиз, қарар қилмақчи болған ишниң характерини, иҗабий вә сәлбий тәрәплирини толуқ өгиниң, андин йүрикиңизни тиңшаң вә истихарә қилиң.
- алдирап турған йаки ғәзәпләнгән йаки чарчап кәткән вәйаки иккилинип турған вақтиңизда қарар қилмаң.
- муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори
2025-йили 3-феврал