ришат аббас америка дөләт мәҗлисидә уйғур тили, мәдәнийити вә йазма хатирисини қоғдашқа техиму көп иқтисад аҗритишқа чақирди

ришат аббас америка дөләт мәҗлисидә уйғур тили, мәдәнийити вә йазма хатирисини қоғдашқа техиму көп иқтисад аҗритишқа чақирди

6-декабир күни өткүзүлгән «хатирини сақлап қелиш: хитай компартийәсиниң тарихни бурмилиши вә мәдәнийәтни йоқитиши» намлиқ гуваһлиқ йиғини, америка дөләт мәҗлисиниң тунҗи қетим хитайниң тәһдитигә учратқан милләтләрниң ана тили, мәдәнийити вә хатирисини қоғдишиға қандақ йардәм бериш мәсилисини музакирә қилишидур.

хитайниң уйғур кимликини қайта шәкилләндүрүш урунуши уйғур тарихи, уйғур ана тили, мәдәнийити вә уйғур йазма хатирисиниң мәвҗутлуқиға җиддий хирис пәйда қиливатқан бир пәйттә, америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети гуваһлиқ йиғини чақирип, хитай тәвәликидики милләтләрниң, болупму уйғурларниң йазма хатириси, ана тили вә мәдәнийитини қандақ қоғдап қелишни музакирә қилди. уйғур, тибәт, моңғул вә хитай мутәхәссисләр һәм паалийәтчиләр гуваһлиқ бәргән бу йиғинда, «уйғур академийәси» ниң рәиси, доригәрлик мутәхәссиси, доктор ришат аббас гуваһлиқ берип, хитайниң мислисиз йоқитишиға дуч келиватқан уйғур тили, мәдәнийити вә уйғур йазма хатирисини қоғдап қелишниң уйғурлардин һалқиған бир мәсилә икәнликини, муһаҗирәттики уйғурларниң буни қоғдап қелиши үчүн американиң техиму көп қоллиши вә иқтисад билән тәминлишигә еһтийаҗлиқ икәнликини көрсәтти.

2024-йили 6-декабир