америка дөләт мәҗлиси қармиқидики һәр икки партийә әзалиридин тәшкиллинип қурулған америка-хитай риқабити пәвқуладдә комитети ( Select Committee on the CCP) уйғурларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин «уйғур һәрикити» ни вә һәмдә иҗтимаий таратқуларда «ли муәллим» дегән тәхәллус билән билингән хитай паалийәтчи ли йиңни 2025-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткәнликини җакарлиған.
5-феврал күни мәзкур комитетниң рәиси болған җумһурийәтчи авам палата әзаси җон моленар (John Moleenar) билән мәзкур комитетниң һәйәт әзаси демократчи авам палата әзаси раҗа кришнаморти (Raja Krishnamorthi) ортақ байанат елан қилип, һәр икки намзатни тәбриклигән.
раҗа киришнаморти байанатида мундақ дегән: «биз ‹уйғур һәрикити› тәшкилати вә ли муәллимни уларниң кишилик һоқуқ вә инсаний ғурур үчүн көрситиватқан һармас тиришчанлиқи сәвәблик нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрсәткәнликимиздин шәрәп һес қилимиз. улар дәвримиздики әң җиддий кишилик һоқуқ киризиси алдида адаләтсизликкә җәң елан қилмақта вә җимиқтурулғанларниң авази болмақта.»
җон моленар әпәнди байанаттики сөзидә, «‹уйғур һәрикити› тәшкилати һармай-талмай тәшвиқ қилиш, җәсурлуқ билән гуваһлиқ бериш арқилиқ, дунйаниң уйғур қирғинчилиқидин ибарәт һәқиқәтни нәзәрдин сақит қилмаслиқиға капаләтлик қилип, зийанкәшликкә учриғучиларниң авазини йәр шари сәһнисигә елип чиқти. хитай компартийәсиниң сүкүт темини бузуп ташлиди» дегән.
игилинишичә, бундин илгири, америка дөләт мәҗлисидики «уйғур достлуқ гурупписи» ниң қош рәислиридин болған демократчи авам палата әзаси том сузи билән җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофер симит «уйғур һәрикити» тәшкилати вә «уйғур кишилик һоқуқ қурулуши» ни 2022-йиллиқ нобел тенчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткән иди. 2023-йили дунйа уйғур қурултийи канада парламент әзалири тәрипидин нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилгән. илһам тохти вә рабийә қадир ханимларму илгири айрим-айрим һалда нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилгән иди.
2025-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкүчи шәхс йаки тәшкилатлар бу йил 10-айда норвегийә нобел комитети тәрипидин елан қилинидиған болуп, мукапат тарқитиш мурасими 12-айда өткүзүлидикән.
2025-йили 7-феврал