алдирапла кәтмисиңиз чоқум нәтиҗә қазинисиз

муһәммәд йүсүп

сәуди әрәбистандики «әлбейк» тез йемәклик ашханилириниң игиси рами әбу ғәзалә өзиниң кәчүрмишлирини байан қилип мундақ дәйду:« мундин қириқ йил илгири дадам чәтәлгә чиқип, фирансийәниң «брост» тез йемәклик ширкити билән иттипақ түзүп, бу ширкәтниң сәуди әрәбистандики вәкили болди. дадам фирансийәдин келип ашхана ачти, бростниң хуручлири франсийәдин келәтти. бундақ тез йемәкликләр 1974_ йилларда сәуди әрәбистан җәмийитигә нисбәтән йеңилиқ иди. шуңа херидар интайин аз ид, һәтта бир йилда ашханимизға келидиған херидар сани йүздин ашмайтти. кирим, аз болғанлиқтин дадам ашханиға ишчиму алмиған болуп, һәммә иш өзи қилатти, херидарларни өзи күтәтти, тамақни өзи пушуратти, тазилиқни өзи қилатти. чүнки биз кичик идуқ, бизни оқуңлар дәп ашханиниң ишиға салмайтти. дадам шундақ ишләпму ашханиниң чиқимлирини аран чиқиратти, пайда йоқ иди.

икки йилдин кейин дадам вапат болди. фирансийәдики ширкәт дадамниң өлүми билән иттипақни әмәлдин қалдурди. дадамниң тартқан җапалири бикар кәтти, бир қанчә йилдин бери ачқан ашханиси тақилил қалди. бу арида банкидин хәт кәлди, биз банкиға милйон рийалдин көпрәк қәрздар икәнмиз. банка бизгә икки чиқиш йоли көрситипту: йа барлиқ игидарчилиқимиздики нәрсиләрни банкиға өткүзүп берип қәзрни төләш йаки икки йил ичидә аз_ аздин төләштин ибарәт иди. биз иккиинчисини таллидуқ. укам билән иккимиз қаттиқ ишләп қәрзни төләшкә бәл бағлидуқ. шундақ қилип биз дадамниң ишини давамлаштуруш үчүн, кичик бир тез тамақхана ачтуқ. өрә турсақ бешимиз тақишип қалидиған кичиккинә бир өйдә тамақ тәййарлайттуқ, ашпәзму өзимиз, ишчиму өзимиз, тазилиқчиму өзимиз болдуқ. чай, қәһвә дегәнләрни, алий тамақларни өзимизгә һарам қиливәттуқ. наһайити иқтисадчанлиқ билән иш көрүп , һәммини өзимиз қилдуқ, һәтта хуручларни өзимиз йасап чиқтуқ. чүнки фирансийәниң хуручлири бәк қиммәт иди. херидарларни бу йеңи хуручқа көндүрүш үчүн үч, төт йил кәтти, ишимиз интайин аста меңивататти. чүнки шу чағларда җиддә шәһиридә 400 дин артуқ тез тамақханиси бар иди. биз башқиларниңкидин пәрқлиқ алаһидә бир иш қилишмиз керәк иди.
 
биз аста_ аста чоңийишқа башлап, аишчиларни алидиған сәвийәгә кәлдуқ, уларни тез хизмәт қилишқа көндүрүш үчүн тириштуқ. хуручларни һечкимгә көрсәтмәй мәхпий һалда өзимизла тәййарлайттуқ. шундақ қилип сәуди әрәбистандики әң мәшһур «әлбейк» тез йемәклик ашханилирини барлиққа кәлтурдуқ».
 
 
мувәппәқийәт қазиналмаслиқтин қорқмаң
 
мувәппәқийәт қазиналмаслиқтин қорқмаң. чүнки һайат тәҗрибиләрдин ибарәт болуп, мувәппәқийәтсизлик мувәппәқийәт қазинишниң йолидур. мувәппәқийәт қазиналмаслиқтин қорққан адәм һечқандақ иш қилалмайду. мувәппәқийәт қазиналмаслиқ қорқунчлуқ иш әмәс, бәлки мувәппәқийәт қазинишниң муқәддимисидур.
 
мувәппәқийәт қайта_ қайта урунуп беқишниң, ваз кәчмәсликниң вә тохтап қалмаслиқниң мәһсулидур. чүмүлини мисал қилидиған болсақ, чүмүлә өзиниң һәҗимидин нәччә һәссә чоң нәрсиләрни көтүрүп маңиду, сиз бармиқиңиз билән йаки алдиға бир нәрсә қойувелиш билән униң йолини тосувалсиңиз, у дәрһал башқа йолдин йолини давамлаштуриду, зади тохтап қалмайду, игизгә чиқиду, чүшиду, ишқилип қилмақчи болған ишини қилиду.
 
инсанийәтниң иптихарлиқ үлгиси һәзрити муһәммәд әләйһиссалам аллаһ тааланиң динини йәр йүзидә барлиқ динлардин үстүн вә ғалиб қилиш ғайисидин қилчә ваз кәчмиди, үмидсизләнмиди, дәвити бир қетим мәғлуб болса, йәнә қайта башлиди, мәккидикиләр қоласқ салмиса, таифқа бериип дәвәт қилди, дәвитини туғқанлири қобул қилмиса, башқа қәбилиләргә барди. өз дәвитини давамлаштуруш йолида гаһ кишиләрни өйигә зийапәткә чақриди, гаһ сафа теғиға чиқип туруп һәммә қәбилигә нида қилди, гаһ кишиләрниң өйлиригә берип дәвәт қилди.
 
ишқилип дәвәттин ваз кҗәчмиди. мушриклар үстигә төгиниң ичи_ қеринлирини артип қойғандиму ваз кәчмиди. таифлиқлар таш етип путини қан қиливәткәндиму ваз кәчмиди.
 
саһабилирини «бу дин кечә билән күндүз йетип барған җайларниң һәммисигә чоқум йетип бариду»( ) дәп риғбәтләндүрди. ахири ғәлибә қилди.
 
дизни ширкитиниң қурғучиси валт дизни мәзкур ширкәтни қуруш җәрйанида нурғун қетим мувәппәқийәтсизликкә учриған, көп қетим зийан тартқан икән .
 
җорҗ бирнардшов тоққуз йил һармай_ талмай йезиқчилиқ билән шуғулланған болсиму, йазған нәрсилиригә бир тийин тапалмиған. күндә бәш бәт мақалә йезип турупму, бирәр мақалиси баһаға еришәлмигән икән. шундақ туруқлуқ қәтий ваз кәчмигән вә йезишни давамлаштурған болуп, ахири дунйаниң әң мәшһур йазғучилиридин болған икән.
 
франклин розвелт бир қанчә йил вақтини сәрп қилип йезип чиққан илмий әмгики кино ширкити йәрипидин рәт қилинғанда қаттиқ биарам болған болсиму, қилчә үмидсизләнмәй, ваз кәчмәй тиришиш арқилиқ ахири мувәппәқийәт қазанған вә америкиниң оттуз иккинчи рәиси рәис болған икән.
 
һенри форд өзиниң мәшһур форд ширкитини қуруштин бурун бәш қетим чоң зийан тартип иқтисадта нөлгә чүшүп қалған икән.
 
мувәппәқийәт бир мувәппәқийәтсизликтин йәнә бир мувәппәқийәтсизликкә йөткилишниң нәтиҗисидур.
_черчил
 
арзуни мумкин әмәс қилип қойидиған бирла нәрсә бар. у болсиму, мувәппәқийәт қазиналмаслиқтин қорқуштур.
_ павлу койилһо
 
бизниң әң чоң аҗиз тәрпимиз ваз кечиветиштур, бизни мувәппәқийәткә елип баридиған йолларниң әң йахшиси ваз кәчмәсликтур.
_ томас едисон
 
генирал моторз ширкитиниң қурғучиси һайатиниң ахирқи вақитлирида ширкәтни башқуридиған бир адәм издәп нурғунлиған йуқири сәвийәлик вә тәҗрибилик кишиләрниң арисидин бирини таллап чиқққан болуп, униң билән сөһбәт өткүзүш җәрйанида, униң һайатида бир қетимму мувәппәқийәтсизликкә учрап бақмиғанлиқини аңлап, уни ишқа елиштин ваз кәчкән икән.
 
томас едисон лампучкини кәшип қилиш үчүн 40 миң бәтликтин артуқ хатирә йазған. лампучкиниң қилини йасашта 5 миң қетим мувәппәқийәтсизликкә учриған. лампучка бүгүнки күндә һечбир һәйран қаларлиқ иш әмәс. әмма 1880-йилдин бурун, електир чирағ техи омумйүзлүк ишлитилмигән болуп, шу чағда йай нурлуқ чирағлар әң мода болди. униң үчүн наһайити зор күч сәрп қилишқа вә издинишқа тоғра келиду. бәзи алимлар уни бир сараң дәп мәсхирә қилди, бәзиләр уни қуруқ лап етиватиду, ухлимай чүш көрүватиду дәп мазақ қилди. йәнә бир қанчә алимлар математика арқилиқ униң бу тәтқиқати мувәппәқийәт қазиналмайду, дәп испатлапму бәрди. лекин едисон баштин-ахир толуп ташқан ишәнч билән синақ қилди.
 
у кечә-күндүз тохтимай пүтүн зеһнини лампучка қилини тәҗрибә қилишқа сәрп қилди, пәқәт өсүмлүк түридин 6000 хилдин артуқни тәҗрибә қилди. униң тәҗрибә хатириси 200дин ашиду, җәмий 400 йүз миң бәттин артуқ болуп, мушуниңғила илгири-кейин болуп үч йилдин артуқ вақит кетиду. 1880-йилиниң алдинқи йеримиғичә, едисонниң лампучка қили синиқи йәнила һечқандақ нәтиҗигә еришәлмәйду. әмма у һармай- талмай тәҗрибә қилиш арқилиқ ахири лампучкиниң қилини йасап чиқишта мувәппәқийәт қазиниду.
 
кувейтта чиқидиған« әл муҗтәмә»журнилиниң 2012_ йили13_ април санида елан қилинған «фордниң ғәлибиси»дегән бир мақалидә, әң қәдимий аптомобил«форд»ниң иҗадкари һенри фордниң қисқичә тәрҗимиһалини тонуштурған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
 
һенри форд мәлум бир електер ениргийә ширкитидә исләйдиған адди бир ишчи иди. у күндә 11 саәт ишләш бәдилигә һәптидә 11 доллар иш һәққи алатти. һенри күнлүк 11 саәтлик җапалиқ әмгәктин кейин, өйигә қайтип келип, өйиниң арқисидики кичиккинә кәписигә киривелип йеңи бир мотор йасаш йолида йерим кечигичә ишләйтти. һенриниң ата _ аниси униң кечә ухлимай қиливатқан бу ишлирини әһмийәтсиз ислар дәп қарайтти вә һенриниң чоң ишларни қолға кәлтүрүшигә ишәнч қилмайтти. һәммә униңға күләтти, достлириму уни мәсхирә қилатти. пәқәт униң айали униңға ишәнч қилатти вә униң кәлгүсидә катта бир ишни әмәлгә ашуридиғанлиқидин үмидвар иди. шуңа у еригә һәмишә мәдәт берәтти, ишини давамлаштурушқа риғбәтләндүрәтти. кечилири униң билән биллә шу кичиккинә кәписидә униңға һәмраһ болатти. қиш күнлири кечилири соғуқтин қоллири титрәп туруп, еригә җин чириқини тутуп берәтти, еригә йардәм қилиштин қәтий зерикип қалмайтти. шу сәвәбтин болса керәк, һенри һайатиниң ахириға қәдәр айалини махтайтти вә униңға болған чоңқур сөйгүсини изһар қилатти.
 
һенри форд кисиләрниң мәнситмәсликигә, достлириниң мәсхирә қилишлириға вә ата _ анисиниң ишәнмәсликигә қаримай, вападар айалиниң қоллиши вә йардәм қилиши билән үч йил җапалиқ әмгәк сәрп қилиш бәдилигә дунйадики тунҗи аптомобил «форд» аптомобилини йасап чиқиду. һенри форд һайаҗанға толған һалда, һелиқи кичиккинә кәпидин төт чақа билән маңидиған моторлуқ бир һарвини һәйдәп чиққан чағда кишиләр көзлиригә ишәнмәй қалған икән. бу дәл 1893 _ йилиниң йаз айлири иди».
 
( бәхт- саадәтниң 40 ретсипи) намлиқ әсәрдин елинди.