әнглийәдики уйғур, тибәт вә хоңкоңлуқларниң демократийә вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини өз ичигә алған 30 ға йеқин тәшкилат лондонда хитайниң «дәриҗидин ташқири әлчихана» қуруш пиланиға қарши кәң көләмлик намайиш өткүзди.
«муһапизәтчи» ториниң хәвәр қилишичә, 8-феврал чүштин кейин, лондон мәркизидики ханлиқ пул қуйуш завути (Royal Mint Court) ниң кесишмә биналар мәйданида, нәччә миңлиған намайишчи хитайниң бу җайда ғайәт зор көләмдики әлчихана қурушиға қарши намайиш қилған. намайишчиларниң көп қисми хоңкоңлуқлардин тәшкил тапқан болуп, улар мәхсус машина билән намайиш мәйданиға тошуп келингән.
миңлиған намайишчи әлчихана селиш пиланланған җайға йиғилип, «хитайниң лондонда йеңи әлчихана селишиға қарши туримиз», «хитай мәхпий сақчилириниң әнглийәдә пәйда болушиға қарши туримиз» дегәндәк шоарларни товлашқан.
намайишни тәшкиллигүчиләрниң билдүрүшичә, бу намайишқа тәхминән 4000 адәм қатнашқан. намайишчилар лондондики муһим тарихий орун болған ханлиқ пул қуйуш завути районида хитайниң йеңи әлчихана селиш пиланиға қарши турған, шундақла әнглийә һөкүмитидин бу пиланни тәстиқлимаслиқини тәләп қилған.
бу намайишқа әнглийәдики сийасий әрбабларму қатнашқан болуп, әнглийә парламент әзаси, сабиқ дөләт хәвпсизлик министири том тугендат (Tom Tugendhat), әмгәк партийәсиниң парламент әзаси бләйир макдугал (Blair McDougall) вә адаләт министирлиқиниң секретари роберт җенрик (Robert Jenrick), консерватиплар партийәсиниң сабиқ әзаси данкин симис (Duncan Smith) қатарлиқлар намайишчиларни қоллиған һәм сөз қилған.
том тогендант намайишта қилған сөзидә мундақ дегән: «хитай компартийәсиниң тибәт, шинҗаң вә хоңкоңда елип барған қилмишлири дунйаниң һәр қайси җайлиридики кишиләрниң, җүмлидин тибәтләр, хоңкоңлуқлар, уйғурлар вә башқа мусулманларниң қаршилиқиға дуч кәлди. чүнки хитайниң қиливатқанлири бастуруш вә зулум. мана һазир лондонниң шәһәр мәркизидә намайиш башлинип кәтти, бу җайда хитай әлчиханиси мәвҗут болмаслиқи керәк. бизгә бу йәрдә хитай компартийәсиниң чоң әлчиханиси лазим әмәс».
намайишқа қетилған әнглийә парламент әзалири йәнә әнглийә истихбарат органлириниң әндишисини оттуриға қойуп, лондондики бу тарихий җайға хитай әлчиханиси селинип қалса, униң хитайниң әң чоң җасуслуқ мәркизигә айлинидиғанлиқини, у һалда униң хоңкоңлуқларғила әмәс, уйғур вә тибәтләргиму, һәтта әнглийә пуқралириғиму тәһдит пәйда қилидиғанлиқини билдүргән.
лондондики бу намайишни тәшкилләштә актиплиқ билән күч чиқарған дунйа уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири, «уйғур қирғинчилиқини тохтат» намлиқ тәшкилатниң башлиқи рәһимә мәһмут ханим «бу бәлким лондонда йеқинқи йилларда өткүзүлгән әң чоң намайиш болуши мумкин» дегән.
мәлум болушичә, хитай 2018-йилила лондондики бу ават җайни, йәни 200 йиллиқ тарихқа игә ханлиқ пул қуйуш завути орнини сетивелип, әлчихана салмақчи болған, бу әлчиханиниң көлими әслидики әлчиханиниң 10 һәссисигә тоғра келидиған болуп, әгәр қурулуш тамамланса, у хитайниң чәт әлдики әң чоң әлчиханиси болуп қалидикән. 2024-йилиниң ахири лондон шәһәрлик сақчи идариси бу йәргә ғайәт чоң көләмдики әлчихана селишқа мас кәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойуп, әнглийә һөкүмитиниң бу пиланни тәстиқлимаслиқини тәләп қилған. һалбуки, бу йил 1-айда әнглийә ички ишлар министирлиқи вә ташқи ишлар министирлиқи сақчи тәрәпниң бу илтимасини рәт қилған.
2025-йили 10-феврал