хитай далай лама билән «тоғра йолға қайтса» сөһбәтлишишни халайдиғанлиқини билдүрди

хитай даирилири дүшәнбә күни «вәтәнни парчилаш» мәйданидин ваз кәчсә, далай лама билән сөһбәтлишишкә очуқ икәнликини билдүрди, әмма сүргүндики тибәт һөкүмити байанат илан қилип бу тәклипни рәт қилди.

хитай ташқи ишлар министирликиниң байанатчиси го җйакүн 10-февал дүшәнбә мундақ дегән: әгәр далай лама «тоғра йолға қайтса» вә бир қанчә алдинқи шәртни һазирлийалиса, хитай униң билән шәхсий кәлгүсини музакирә қилишни халайду.

байанатчи го йәнә: «далай лама шизаңниң хитайниң айрилмас бир қисми икәнликини, тәйвәнниң хитайниң айрилмас бир қисми икәнликини, җуңхуа хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң пүтүн хитайға вәкиллик қилидиған бирдинбир қанунлуқ һөкүмәт икәнликини ашкара етирап қилиши керәк».

нобел тинчлиқ мукапати саһиби далай лама 7-айда 90 йашқа кириду. у 1959-йили хитайниң һөкүмранлиқиға қарши кәң көләмлик қозғилаңдин кейин һиндистанға қечип кәткән болуп, у һайат вақтида тибәткә қайтиш арзусини ипадилигән.

ройтерс агентлиқиниң 10-феврал хәвәр қилишичә, го җйакүнниң сөзи далай ламаниң чоң акиси гйало тондупниң (Gyalo Thondup) өлүми тоғрисидики хәвәргә җавабән ейтилған иди. сүргүндики тибәт һөкүмити шу күнидики байанатида гйало тондупниң 8-феврал һиндистанда 97 йешида вапат болғанлиқини дәлиллигән иди.

гйало тондуп илгири далай ламаниң һиндистанға қечишини пиланлиған, кейин бейҗиң билән тибәт мәсилисидә нурғун қетим сөһбәт елип барған. у дең шйавпиң, ху йавобаң вә ши җоңшүн қатарлиқ хитай рәһбәрлири билән қәрәллик көрүшкән.

лекин, сүргүндики тибәт парламентиниң муавин байанатчиси долма тсириң дихаң (Dolma Tsering Teykhang) бейҗиңниң сөзини рәт қилди. у: «һөрмәтликләрдин йалған сөзләшни тәләп қилиш мумкин әмәс, буниң болуши мумкин әмәс» деди.

у һиндистанниң дарамсала шәһиридики ишханисидин мундақ деди: «әгәр улар уни тибәтниң хитайниң айрилмас бир қисми дейишкә зорлиса, бу тарихни бурмилиғанлиқ болиду, әгәр тарих бурмилинип кәтсә, тинч вә достанә һәл қилиш чариси болмайду».

далай лама 3-айда өзиниң йеңи китаби «авазсизлар авази: мениң земиним вә хәлқим үчүн хитай билән болған он нәччә йиллиқ күрәш» намлиқ китабни нәшр қилишни пиланлиған болуп, бу әсәрдә униң хитай рәһбәрлири билән болған сөһбәт вә күрәшлири көздин кәчүрүлидикән.

игилинишичә, далай лама 2011-йили сүргүндики тибәт һөкүмитиниң сийасий рәһбәрликидин айрилған. 

2025-йили 11-феврал