муһәммәд йүсүп
мусулманлар растчил болуш, вәдигә вапа қилиш, аманәткә ишәнчлик, сөйгү – вапалиқ, иман ـ етиқадлиқ болуш, аилисидикиләргә меһрибан, ата – аниға вападар, уруқ – туғқанларға көйүмчан, қошниларға әпучан, һайванларға рәһимдил болуш, мәйли дунйалиқ болсун, мәйли ахирәтлик болсун өз вәзиписини билиш вә өз вақтида орундаш, хаталиқини дадил етирап қилиш, әдәплик, җасарәтлик, сехий, мәрд, пакиз, мәдәнийәтлик, көкси–қарни кәң болуш, һәр ишта һәқиқәтни көзләш, өзигә ишиниш, өзигә йөлиниш, виҗданлиқ, ғурурлуқ болуш, номусини сақлашни билиш, вәтәнгә, хәлққә вә пүтүн инсанларға мәнпәәтлик болуш дегәндәк исламий гүзәл әхлаққа буйрулған.
улар йалған ейтиш, алдамчилиқ қилиш, һарам йейиш, ата – анини қақшитиш, аилисидикиләрни рәнҗитиш, қошниларға азар бериш, хизмәтдашлириға чоңчилиқ қилиш, башқиларға дүшмәнлик қилиш, төһмәт қилиш, һәсәт қилиш, қорқунчақлиқ, сөзидә турмаслиқ, һайванларни қийнаш, һурунлуқ, тәмәхорлуқ, пурсәтпәрәслик, питнихорлуқ, ғәйвәтхорлуқ дегәндәк начар қилиқлардин мәни қилинған. мусулманниң һайатидики әң хәтәрлик үч апәт төвәндикичә:
1. кибир
пәйғәмбәр әләйһиссалам кибирни тонуштуруп: «кибир _ һәқни қобул қилмаслиқ вә кишиләрни көзгә илмаслиқтур»([1]) дегән. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу икки җүмлилик ихчам сөз билән интайин чоңқур вә кәң мәнини айдиңлаштурған.
һәқиқәтни қобул қилмаслиқ дегәнниң мәниси: өзиниң нәзиридә, йүз – абруйда, йаки байлиқта, йаки мәнсәптә, йаки һөрмәттә, йаки нәсәбтә төвән саналған, йаки өзи йақтурмайдиған бириниң һәқ сөзини, йаки униңдики һәққаний тәрәпләрни қобул қилмаслиқ дегәнликтур.
кишиләрни көзгә илмаслиқ дегәнниң мәниси: пеқирларниң, адәттики кишиләрниң йениға кәлгинидә, өзини уларға тәң қилмиғанлиқтин ғадийип, өзини чоң тутуш, уларға сөз қилиштин қисилиш, уларниң сөзлирини хош йақмиған қийапәттә аңлаш вә көргәнла мусулманға салам қилмаслиқ қатарлиқларни ипадиләйду. мундақ қилиш инсанларниң һөрмәттин ибарәт аллаһ таала ата қилған тәбиий һәққини дәпсәндә қилғанлиқ, уларни азарлиғанлиқ вә өзини аллаһ тааланиң җазасиға тутқанлиқтур.
һечким инкар қилалмайдиған, һәтта динсизларму рәт қилалмайдиған һәқиқәт шуки, өзини чоң тутидиған, кишиләрни көзгә илмайдиған адәм сөйүлүшкә һәқлиқ болмайду, һаман бир күни у чоқум хар болмай қалмайду!
аллаһ таала өзини чоң тутқучиларни һәр заман чөктүрүп, кәмтәрлик қилғучиларниң шәнини йуқири көтүрүп кәлди. өзини йәр йүзиниң илаһи дәп елан қилған пирәвн, байлиқиға ишинип һәқиқәтни қобул қилиштин баш тартқан қарун, мәнсипигә ишинип һәқиқәткә қарши чиққан әбу җәһил қатарлиқ залимларниң ибрәтлик ақивәтлири буниң типик мисалидур.
2. һәсәт
һәсәт пәйғәмбәр әләйһиссаламниң тәбири бойичә, «кесәллик»тур. худди микроблар бәдәнни кардин чиқарғинидәк, һәсәт һәсәт қилғучиниң роһини пүчәкләштүриду, чиритиду. һәсәт һәсәт қилинғучи үчүн һечбир зийан йәткүзәлмәйду, бәлки барчә зийини һәсәт қилғучиниң өзигә болиду. башқиларға һәсәт қилидиған адәм роһий җәһәттин һәмишә биарамлиқта өтиду, кейинчә, бу биарамлиқ униң бәдинигә тәсир қилиду ــ дә, шуниң билән униңдики мәниви кесәллик маддий кесәлликни пәйда қилиду, ахири шуниң билән түгишиду.
иблисниң капир болуп кетиши, йәр йүзидә тунҗи қатиллиқ делосиниң садир болуши, нурғун кишиләрниң һәқиқәтни қобул қилмаслиқи, өз вақтидики мәккилик каттибашларниң мусулман болмаслиқи қатарлиқларниң һәммисиниң сәвәбчиси һәсәттур.
һәсәт икки хил болуп, бири, мәндә болмиған нәрсә һечкимдә болмисун, дейиш, йәнә бири, униңда болмай мәндә болсун, дейиштур. буниң һәр иккилиси һәсәт қилғучиниң қанчилик рәзил, қанчилик пәс мәхлуқ икәнликини көрситиду. әмма униңда болған нәрсә мәндиму болса болатти, дейиш һәсәт әмәс, бәлки қизиқиштур. буни әйиблиғили болмайду. гүзәл әхлақ, ибадәт, тәқвалиқ вә йахши ишларда башқиларға қизиқиш саваблиқ иштур. чүнки, аллаһ таала «йахши ишларға алдираңлар» дәп көрсәткән.
3. ачкөзлүк
ачкөзлүк адәмни барлиқ йаманлиқларға елип бариду. чүнки қанаәт қилмайдиған ачкөз адәм йалған ейтишни, алдамчилиқни, сахтипәзликни өзигә рава көридиған инсандур. шуңа у ачкөзлүки сәвәблик көпрәк тапай дәп содида алдамчилиқ қилиду, ачкөзлүки сәвәблик барға қанаәт қилмай йалған ейтиду, ачкөзлүки сәвәблик мәнпәәт үндүрүвелиш үчүн әң йеқин кишилириниму алдайду.
ачкөзлүк өзиниң қиммитини чүшүргәнлик вә өз ихтийари билән харлиқни таллиғанлиқтур.
ачкөзлүк инсанларниң көңлини биарам қилидиған вә уларни түрлүк гунаһларға, байларни монополчилиқ қилип, иқтисадқа бузғунчилиқ қилишқа, йоқсулларни һарам йейишкә елип баридиған еғир апәттур.
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң заманида нәҗдилик мәшһур шаир әша ибни қәйс дегән киши мусулман болуш вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенида туруш үчүн мәдинигә қарап йолға чиқиду. мәккидики қурәйш каттибашлири бу әһвалдин хәвәр тепип, «муһәммәдниң йенида һәссан ибни сабит дәп бир шаир бар. әмди бу шаирму қошулса бизгә йахши болмайду» дәп ойлап, уни йолидин қайтурушқа тиришиду. улар әша ибни қәйскә исламниң һарақни, зинани һарам қилғанлиқини, әгәр мусулман болса, гунаһ қилиш әркинликидин мәһрум қалидиғанлиқини ейтқанда, әша уларға өзиниң зинани вә һарақни йаман көридиғанлиқини ейтип йолидин қайтмайду. андин қурәйш каттилири униңға йолидин қайтип кетиш бәдилигә 100 төгә беридиғанлиқини вәдә қилғанда, әша уни қобул қилиду вә иман етйтмай йуртиға қийтиду. у 100 төгини арқисиға селип йутиға йеқинлашқанда, аттин чүшүп кетип өлиду. ачкөзлүк бу адәмни имандин вә мал дунйадин бирақла айриветиду.
муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори
2025-йили 12-феврал