12-айда, хитай һөкүмити 20 шәхс билән бирликтә уйғур һоқуқини тәшәббус қилиш қурулуши вә канада тибәт комитетидин ибарәт икки канада тәшкилатиға системилиқ җаза бәрди. бу бейҗиңниң узундин буйан уйғур паалийәтчилири вә журналистларни нишан қилған программисидики әң йеңи вастә, чүнки хитай уларни дунйави образиға тәһдит дәп қарайду.
бу һоқуқ тәшәббусчилири өз хәлқиниң бастурулуши һәққидә сөз қилди. буларниң ичидә хитайниң ғәрбидә нәччә милйон уйғур вә башқа милләтләр қамалған нәччә йүзлигән җаза лагерлири мәсилисиму бар.
канада узундин буйан өзини хәлқара кишилик һоқуқтики майак қилип тәсвирләп кәлгән. канада уйғурниң һоқуқини қоғдашниң зөрүрлүки тоғрисида нурғун сөзләрни қилди. әмма бу сөзләрни һазир һәрикәткә айландуруш керәк.
парламент бу мәсилини ирқий қирғинчилиқ дәп атайдиған қарар мақуллиши керәк. шундақла, канада мәҗбурий уйғур әмгәк күчи билән йасалған хитай импортини үнүмлүк чәкләшни йолға қойуп, уйғур мусапирлириниң бу йәргә келип олтурақлишишини асанлаштуруши керәк.
шуни унтуп қалмаслиқ керәкки, кәм дегәндә йүзмиңлиған уйғур вә башқа аз санлиқ милләт топидики кишиләр йәнила хитайниң «тәрбийиләш лагерлири» да.
бу лагерлардин аман қалғучилар болса кәң көләмлик дөләт тәшвиқати билән биргә һәр хил шәкилдики җисманий вә җинсий паракәндичиликләрни паш қилди.
канаданиң 10 миң уйғур мусапирни қобул қилиш вәдиси йахши башлиниш, әмма у техиму системилиқ тәдбир қоллиниши керәк.
биринчидин, рәһбәрлиримиз бир пикиргә келиши керәк. бу партийәви мәсилә әмәс. һәммә партийә рәһбәрлири хитай вә башқа җайлардики уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрниң һоқуқлирини қоллаш үчүн техиму көп иш қилишниң зөрүрликини билдүрди.
авам палатасида партийә һалқиған аваз арқилиқ уйғурлар учриған муамилини ирқий қирғинчилиқ дәп қарилишини қайта тәстиқлаш вақти йетип кәлди.
иккинчидин, канада хитайдики мәҗбурий әмгәк зәнҗиригә иштирак қилған мәһсулатларни импорт қилишқа тәвә болған мәһсулатларни чәкләйдиған бир дөләт системиси қуруши вә қоллиниши керәк – бу нәччә вақиттин бери уйғур вә башқа җәмийәт тәшкилатлириниң тәләплири иди.
уйғурларниң кәм дегәндиму 2016-йилдин башлап мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқиға дәлил-испатлар бар. америка әмгәк министирлики вә хәлқара көзитиш тәшкилатлириниң доклатлирида көрситилгәндәк, буларниң ичидә кийим-кечәктин тартип машиниға қәдәр кәң даиридә мәһсулатлар бар.
канадада валмарт вә башқа ширкәтләрниң мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи бар йоқлуқи һәққидә тәкшүрүшләр болди, лекин техиму системилиқ йөнилиш зөрүр.
америка чегра вә таможна идариси бундақ бир системини "уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни" арқилиқ қурған болуп, 2022-йилидин башлап тәхминән 5,000 парахут хитай импорт маллирини қайтурған.
ахирида, канадаға уйғур панаһланғучиларниң киришини асанлаштуруш вә уларниң йеңи һайатқа маслишиши үчүн мунасивәтлик ишларни қилиш керәк.
2023-йили парламент бир қарарни мақуллиди, униңға асасән канада 2024-йилиниң бешидин итибарән 10 миң уйғур панаһланғучини қобул қилишни вәдә қилди.
биринчи уйғур панаһланғучиниң бу йеңи программа арқилиқ йетип келиши үчүн тәхминән тоққуз ай вақт кәтти вә мәзкур пиланниң илгирилиши бәк аста болди.
канада имканийәтниң баричә үчүн йолларни асанлаштуруши, бу йеңи кәлгән кишиләрниң хитай чеграсидин қутулған болсиму, һелиһәм хитай коммунист һөкүмитиниң пайлақчилириниң паракәндичиликигә учриватқанлиқини чүшиниши керәк.
хитайниң канада җәмийитигә сиңип кириш қилмишлириниң башқа сийасий арлишишлар қәдәр көп диққәт тартмаслиқи кишини әпсусландуриду.
мәсилән, көпчилик 2001-йили өктәбир ейида канадаға кәлгән вә канада пуқралиқиға өткән уйғур паалийәтчиси һүсәйин җелилни унтуп қалди. у өзбекистанға сәпәр қилғанда, тутқун қилинип хитайға тәслим қилинған.
хитай һөкүмити һүсәйин җелилға тән җазаси бәргән вә ойдурма бир сот ечитштин бурун уни мәҗурий иқрарнамигә қол қойғузған. шуниңдин бери униң һәққидә асасән һеч қандақ учур болмиди. канада һүсәйин җелилни өзиниң аилисигә қайтуруш үчүн йеңидин бесим қилиши керәк.
йеқинқи йиллардики доклатлар хитай һөкүмити җасуслириниң канада ичидә башқа қанунсиз ишларрни қиливатқанлиқини ашкарилиди.
булар җүмлидин мәхпи сақчилиқ ишлири билән шуғуллиниш, шундақла хитайдики азсанлиқ милләтләрниң һоқуқлирини илгири сүрүш үчүн өткүзүлгән йиғинларға тәсир көрситиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.
канада өзиниң чегриси ичи вә сиртида көрүниватқан бу йеңи тәһдитләргә қарши туруш вә уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлирини қоллайдиған бир мукәммәл пиланни қуруш вақти йетип кәлди.
бизгә техиму көп һүсәйин җелил өрники керәк әмәс. униң аилиси униң қәйәрләрдә икәнлики вә немә күн күрүватқанлиқини биләлмәй қабаһәтлик һайат кәчүрмәслики керәк.
у вә хитайниң ғәрбидики милйонлиған уйғурлар хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәбири бойичә «боғма йилан мәнзириси» ичидә йашимақта.
канада йәршари кишилик һоқуқиға қаритилған бу зор тәһдиткә қарши туруши керәк. биз сүкүт қилалмаймиз. биз шерик болалмаймиз.
йазғучи: стивин җо (Steven Zhou)
мәнбә: IRPP (сийасәт тәтқиқати институти)