үч йерим йилдин буйан аилисидин айрилип маракаш түрмисидә тутуп турулуватқан идирис һәсән сақ саламәт америкиға йетип барған.
уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң рәиси өмәр қанат әпәнди 15-феврал фейсбук һесабида йоллиған учурида бу хәвәрни ашкарилиди. у мундақ деди: «хитай һөкүмитиниң бесими билән маракәштә 3 йерим йил тутуп турулғандин кейин, қериндишимиз идрис һәсән узун вә бошашмай тиришчанлиқ нәтиҗисидә, америка дипломатик органлириниң йардими билән қойуп берилип, бүгүн бихәтәр һалда вашингтонға кәлди».
түркийәдики түрлүк бесимлар сәвәблик 2021-йили 7-айда маракәш арқилиқ йавропаға бериш үчүн йолға чиққан идрис һәсән 19-ийул касабланка айродромида қолға елинған болуп, шуниңдин буйан наһәқ тутуп турулмақта иди. әйни вақтта, маракәш даирилири хитайниң тәлипи билән хәлқара сақчи тәшкилатиниң қизил рәңлик тутуш буйруқи бойичә идрис һәсәнни қолға алғанлиқини билдүргән. кейинчә бу тутуш буйруқи әмәлдин қалдурулған болсиму, даириләр уни қойуп беришни рәт қилип кәлгән иди.
идрис һәсәнниң түркийәдә қалған айали вә үч нарәсидә пәрзәнтиниң әһвали билән униң хитайға қайтурулуш иһтималлиқи муһаҗирәттики уйғурлар арисида әндишә пәйда қилған иди. идрис һәсәнни қутқузуш үчүн дунйаниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири паал тиришчанлиқ көрситиватқан болуп, кишиләр хитайниң уйғурлар үстидә йүргүзүватқан қирғинчилиқ сийасәтлиригә четилип қалмаслиқи үчүн маракәш даириләрни агаһландурған.
норвигийәдики уйғур паалийәтчи абдувәли айупниң билдүрүшичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши идрисниң аиләсини бир йилдин артуқ иқтисади йардәм билән тәминлигән. Safeguard Defenders намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати маракәштә икки адвукат тәклип қилип үч йерим йил тиришчанлиқ көрсәткән.
2025-йили 15-феврал