австралийә парламент әзалири уйғурларға өз авазини аңлитидиған вә хитай зулмини паш қилидиған бир мунбәр тәминләш мәқстидә парламентта бир алаһидә гуруппа қурған.
11-феврал күни, канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән «партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи» (AAPPGU) ниң рәсмий қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийитигә мәзкур гуруппиниң рәислиридин парламент әзаси тоний заппийа (Tony Zappia) вә парламент әзаси андрев валлис (AndrewWallace) билән «австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уйушмиси» һәмкарлиқта саһибханилиқ қилған.
австралийә парламентидин мәзкур гуруппиға әза болған һәр қайси партийәләрниң парламент әзалири, австралийәниң һәр қайси җайлирида паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилат вәкиллири вә бир қисим уйғурлар болуп күп санда киши паалийәткә иштирак қилған.
«австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уйушмиси» ниң рәиси рамилә чанишев ханим, йумилақ үстәл сөһбитидә сөз қилип, австралийә парламенти партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписиниң қурулғанлиқини, австралийәдики уйғур җамаити шундақла пүтүн уйғурларға вакалитән қизғин тәбриклигән, һәмдә у гуруппиниң қурулушида күч чиқарған парламент әзалириға тәшәккүр билдүрүп, мәзкур гуруппиниң қурулушиниң муһаҗирәттики уйғурларға, болупму һелиһәм ирқи қирғинчилиқниң қурбани болуватқан, кимлик, мәдәнийәт, тил вә һәр җәһәттин йоқитишқа учраватқан уйғурлар үчүн интайин әһмийәтлик иш икәнликини билдүргән.
австралийә парламентида бу гуруппиниң қурулуши үчүн йиллардин бери һәрикәт қилип келиватқан «австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уйушмиси» канберрадики австралийә парламентида өткүзүлгән бу мурасимни бирликтә уйуштурған вә паалийәт залини җәмийәттики актип уйғур ханим қизларниң чевәрлик билән уйғур мәдәнийәт пуриқиға бай қилип раслиған зал уйғурларниң хаслиқ, миллий мәдәнийәт алаһидиликлирини, сәнитини намайәндә қилидиған доппилар, әтләс гүллүк буйумлар, уйғур сазлири, өй сәрәмҗанлири билән безәлгән шундақла уйғур татлиқ түрмә вә мәззилик чайлири билән интайин достанә вә азадә кәйпийат йаритилған. достлуқ кәйпийати ичидә парламент әзалириға уйғур кимлики тонуштурулған.
әркин асийа радиосиниң хәвәр қилишичә, уйғурларни изчил қоллап келиватқан шундақла мәзкур уйғурларни қоллаш гурупписиниң қурулушида ачқучлуқ рол ойниғучи парламент әзалиридин фатимә пайман (Fatima Payman) ханим, мурасимдин кейин мундақ дегән: «бу уйғур достлуқ гурупписиниң қурулушиниң әһмийити шуки, бу, мән вә башқа һәмкарлиқтики парламент әзалириниң австралийә һөкүмитидә давамлаштуридиған бир дийалоги болуп қалиду. достлуқ гурупписидики парламент әзалири қатарлиқ хизмәтдашлирим билән биллә биз, достлуқ гурупписида оттуриға қойулған 3 тәләпниң етирап қилиниши һәмдә толуқ әмәлийлишиши үчүн һәрикәт қилимиз. биз бу ирқий қирғинчилиқниң узунға созулғанлиқини, уйғурларға қаритилған миллий қирғинчилиқниң австралийә вә дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға кәлтүргән азаблирини тонушимиз керәк. биз парламентта уйғурларниң авазини күчәйтиш билән тәң, уйғурларға қарши йүз бериватқан шундақла дунйаниң һәр қайси җайлирида йүз бериватқан вәһшийлик вә малиманчилиқларни ахирлаштурушқа һәрикәт қилишимиз лазим.»
«партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи», парламент әзалириниң австралийә һөкүмитигә, уйғур ирқий қирғинчилиқи билән алақиси болған хитай мәмурлириға җаза йүргүзүш, австралийә-хитай сода келишимлири вә бу келишимләрни иҗра қиливатқан хитай ширкәтлири, мәмурлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәттә болғанлирини җазалаш қарарлирини елишиға түрткә болуш, муһаҗирәттики уйғур мусапирлирини қойниға елишқа һәрикәт қилиш, австралийәдики уйғур җамаитиниң тәләплиригә, иҗабий тәдбирләр арқилиқ җаваб қайтуруш үчүн һәрикәт қилидикән.
2025-йили 15-феврал