тайландтики 48 нәпәр тутқун уйғур тоғрисида гуваһлиқ

бүгүн банкок җәнуби сотида 11ـ12 йилдин бери тайландта наһәқ тутуп туруливатқан уйғур әрләр үчүн ечилған испат аңлаш йиғинида нәйрула әлима мутәхәсис гуваһчи сүпитидә гуваһлиқ бәргән.
 
нәйрула ханим уйғур мәҗбурий әмгәк вә мусапир уйғурлар тоғрисида дунйани зил -з илигә салғудәк тәтқиқат мақалилирини йизип киливатқан уйғур айал болуп, тайландтики тутқунда туриватқан уйғурларниң әркинлики үчүн нәччә йилдин бири кичә- күндүз көрәш қилип киливатиду.
 
тайландики уйғур қириндашларниң хиттайға қайтурулуш хәвпи барлиқи ашкара болғандин кийин, бәзи хәвәрләрдә тайланд һөкүмитиниң уларни қайтурмайдиғанлиқи, түркийә һөкүмитиниң у уйғурларни сақлап қалғанлиқи дигәндәк ишәнчисиз, дағваз хәвәрләр оттуриға чиқип алқишланди. ишниң һәқиқитидә болса, мәйли амрика һөкүмити йаки түркийә һөкүмити йаки тайланд һөкүмити болсун 48 нәпәр уйғурниң хиттайға қайтурулмайдиғанлиқи вә әркинликигә капаләт бирип ашкара байанат йаки вәдә бәргини йоқ. әксинчә, у хил ишәнчисиз учурлар қамақтики 48 нәпәр уйғурниң әркинликкә иришишигә сәлбий тәсир пәйда қилмақта.
 
шу вәҗидин бу ишларниң алди - кәйнидә изчил, бошашмай тиришиватқан нәйрула ханимниң бүгүнки сотта бәргән гуваһлиқи уйғурчиға тәрҗимә қилинип тарқитилди. қириндашлиримиз һилиһәм хәтәрдә!
 
гуваһлиқиниң уйғурчиси төвәндикичә:
 
гуваһлиқ байанати:
 
нәйрула әлима
 
1. мениң исимим нәйрула әлима, мән уйғур мәҗбурий әмгәк вә хиттайниң диаспорадики уйғурларға йүргүзивартқан дөләт һалқиған зийанкәшликлирини нуқтилиқ тәтқиқ қилидиған бир мустәқил тәтқиқатчи. мән 2012- йилидин 2014 – йилиғичә болған арилиқта уйғур районидин чәтәлгә адәм бидикчилики йоллири билән мусапир болған уйғурларниң мәсилисини тәтқиқ қиливатимән. улар вийтнам, лаос, камбоджа, тайланд вә малайсийаларни кисип өтүп ахирида түркийәгә йитип барған.
 
2. бу мусапирларниң көпинчиси, 11 йилдин буйан тайланд суанпило көчмәнләр мәркизидики 43 нәпәр уйғур қошулуп, илгири аддий диһқан, ушшақ тиҗарәтчиләр еди. уларниң нурғунлири йашлар болуп, улар илгири мәҗбурий әмгәк йаки ишсизлиқ сәвәбидин оқуштин тохташқа мәҗбур болған. улар миллий, диний кимлики сәвәблик йүрүш – туруш әркинликигә қаттиқ чәклимә қойулған, хизмәт издәштә еғир кәмситилгән, шу вәҗидин ишсизлиққа мәһкум болған. айаллар болса пиланлиқ туғут сийасити астида мәҗбурий һамилә чүшүрүшниң обиктигә айланған. диһқанларниң йәрлири тартивилинған, андин тартивилинған йәрләр хиттай көчмәнләргә бирилгән. уларниң өйлири хиттай һөкүмити тәрипидин йәр тәврәштә бихәтәрлик болуш бәлгилиримигә хилап дигән асаста даимла чеқип түзливитилгән, йиңи силинған өйлири йәнә аллиқандақ йиңи баһаниләр билән чеқивитилгән.
 
3. ундин башқа, уларниң әң асасий инсаний һоқуқлири систимилиқ һалда улардин тартивилинған. уларниң халиғанчә кийим – кичәк кийиниш һоқуқи, тәстиқланмиған оқушлуқларни оқуш, һөкүмәт контироллуқисиз тилифун ишлитиш һоқуқлири инкар қилинған. уларниң күндилик һайати һөкүмәт бәлгилигән чидиғусиз контироллуқ вә чәклимәләр тәрипидин боғулған. нурғунлиған уйғурлар болупму йашлар сәвәпсиз тутулуп соланған. әнә шундақ шараитлар астида, миңлиған уйғур йашлар адәм бидикчилики йоллири билән қичип чиққан, чүнки уйғурларниң паспортқа иришиш һоқуқидинму мәһрум қалдурулғаниди. нурғунлиған уйғурлар түркийәгә кәлгән болсиму, йәнә нурғунлири мйанмар, камбоджадин қайтуривитилгән йаки вийтнам чиграсида етип ташланған.
 
4. бүгүн, 48 нәпәр уйғур 11 йилдин буйан тайландтики бир нәччә қамақханиларда тутуп туриливатиду., уларниң арисида кәм дигәндә үчи техи бала. 43 нәпәр әр киши тайлант пайтәхти банкоктики суанпилу көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә һайати хәвп ичидә йашаватиду. улардин бәш киши банкок мәркизий түрмсидә, түрмидин қичишқа урунуш җинайити билән тутуп туриливатиду.
 
5. улар наһайити чәклик һалда давалиниш бойумлириға иришәләйду, әмма уларниң саламәтлики еғир әһвалда, шикәр кисили, бөрәк зәиплишиш, йүрәк вә өпкә кисәлликлири бар. уларға еғир дәриҗидә озуқлуқ йитишмәйду, улар айрим һаләттә қамап қойулғили он йилдин ашти. улардин 5 киши давалиналмаслиқ сәвәбидин өлүп кәткән, өлгәнләрниң иккиси кичик бала.
 
6. 2015- йили, 173 нәпәр балилар вә айаллар түркийәгә йолға силинған, әмма 109 йаки ундин артуқ адәм мәҗбурий һалда хиттайға қайтурулған. хиттайға қайтурулғанларниң һазирқи әһвали намәлум, бу адәмни толиму әнсиритиду. хиттайға қайтурулған 109 нәпәр адәм тоғрулуқ бирдинбир учур мәнбәси шинҗаң хәвәрлири болуп, қайтурулғанларниң түрмиләргә қамалғанлиқи ийтилған. улардин бәзиси өзлириниң «гунаһини» мәҗбурий иқрар қилған вә гуваһлиқ бәргән. биши йариланған бири:« мән айдиромда қаршилиқ билдүрдүм» дигән вә йариланған бишиға ишарәт қилған. бар учур әнә шула, ундин башқа улар тоғрулуқ һичқандақ учур йоқ. уларниң түркийә вә йавропадики уруқ – туғқанлири хиттайға қайтурулғанларниң һазирқи әһвалидин һич хәвәрсиз.
 
7. 2009- йили, камбоджа 20 нәпәр уйғур мусапирни хиттайға қайтуривәткән, улар б д т мусапирлар ишханисиға илтимас қилип, мусапирлиқ салаһийитигә иришкән уйғурлар болуп, уларниң бәзисигә мәңгүлүк қамақ җазаси бирилгәнлики хәвәр қилинған.
 
8. хиттайниң уйғурларға қиливатқан зийанкәшлики хәлқара органлар тәрипдиин тәпсилий хатирәләнгән. мәзкур райондики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләр зор көләмлик қалаймиқан тутуш, миллий, диний һоқуқларға қаттиқ чәклимиләр, мәҗбурий әмгәк вә мәҗбурий қайта тәрбийәләш пиланлири, ирқий кәмситиш характирлик мәҗбурий туғмаслиқ опратсийәси йүргүзүш сийасәтлири вә башқа чәклимиләргә дуч кәлмәктә. чәтәлгә чиқип баққан уйғурлар йаки уларниң уруқ – туғқанлири узун муддәтлик түрмә җазасиға йолуққан. шуңа, тайлантики уйғурлар хиттайға қайтурулса болмайду. уларла әмәс, уларниң йуртида қалған туғқанлири, қошнилири вә достлири бу сәвәплик қаттиқ қийнаш вә тән җазасиға йолуқуши мумкин.
 
9. мәзкур дило үстидә йиллардин бири издиниватқан бир тәтқиқатчи болуш сүпитим билән, мән уларниң бирәр җинайәт садир қилғанлиқиға даир инавәтлик испат көрмидим, бәлки улар зийанкәшликтин қичип панаһлиқ тилигәнләрдур. уларниң көпинчисиниң ата-аниси, айали, балилири, достлири уларни башқа дөләтләрдә сақлап туриватиду. шундақла, бир нәччә дөләт уларға панаһлиқ биришкә қошулидиғанлиқини билдүрди.
 
10. көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидики 43 нәпәр әр вә түрмидики 5 нәпәр әр уларниң панаһлиқ илтимасини б д т мусапирлар ишханисиға сунған болсиму, б д т мусапирлар ишханиси йәнила тайланд көчмәнләрни тутуп туруш орнидики уйғурлар билән көрүшүшкә рухсәт бирилмиди.
 
гуваһлиқ байанати:
нийрола әлима
1. мениң исимим нийрола әлима, мән уйғур мәҗбурий әмгәк (A) вә хиттайниң диаспорадики(B) уйғурларға йүргүзивартқан дөләт һалқиған зийанкәшликлирини нуқтилиқ тәтқиқ қилидиған бир мустәқил тәтқиқатчи. мән 2012- йилидин 2014 – йилиғичә болған арилиқта шинҗаңдин чәтәлгә адәм бидикчилики йоллири билән мусапир болған уйғурларниң мәсилисини тәтқиқ қиливатимән. улар вийтнам, лаос, камбоджа, тайланд вә малайсийаларни кисип өтүп ахирида түркийәгә йитип барған.
 
2. бу мусапирларниң көпинчиси, 11 йилдин буйан тайланд суанпило көчмәнләр тутуп туруш мәркизидики 43 нәпәр уйғур қошулуп, илгири аддий диһқан, ушшақ тиҗарәтчиләр еди. уларниң нурғунлири йашлар болуп, улар илгири мәҗбурий әмгәк йаки ишсизлиқ сәвәбидин оқуштин тохташқа мәҗбур болған. улар миллий, диний кимлики сәвәблик йүрүш – туруш әркинликигә қаттиқ чәклимә қойулған, хизмәт издәштә еғир кәмситилгән, шу вәҗидин ишсизлиққа мәһкум болған. айаллар болса пиланлиқ туғут сийасити астида мәҗбурий һамилә чүшүрүшниң обиктигә айланған. диһқанларниң йәрлири тартивилинған, андин тартивилинған йәрләр хиттай көчмәнләргә бирилгән. уларниң өйлири хиттай һөкүмити тәрипидин йәр тәврәштә бихәтәрлик болуш бәлгилиримигә хилап дигән асаста даимла чеқип түзливитилгән, йиңи силинған өйлири йәнә аллиқандақ йиңи баһаниләр билән чеқивитилгән.
 
3. ундин башқа, уларниң әң асасий инсаний һоқуқлири систимилиқ һалда улардин тартивилинған. уларниң халиғанчә кийим – кичәк кийиниш һоқуқи, тәстиқланмиған оқушлуқларни оқуш, һөкүмәт контироллуқисиз тилифун ишлитиш һоқуқлири инкар қилинған. уларниң күндилик һайати һөкүмәт бәлгилигән чидиғусиз контироллуқ вә чәклимәләр тәрипидин боғулған. нурғунлиған уйғурлар болупму йашлар сәвәпсиз тутулуп соланған. әнә шундақ шараитлар астида, миңлиған уйғурлар адәм бидикчилики йоллири билән қичип чиққан, чүнки уйғурларниң паспортқа иришиш һоқуқидинму мәһрум қалдурулғаниди. нурғунлиған уйғурлар түркийәгә кәлгән болсиму, нурғунлири мйанмар, камбоджадин қайтуривитилгән йаки вийтнам чиграсида етип ташланған. (C)
 
4. бүгүн, 48 нәпәр уйғур 11 йилдин буйан тайландтики бир нәччә түрмиләрдә тутуп туриливатиду., кәлгән вақитида уларниң арисида кәм дигәндә үчи техи бала. 43 нәпәр әр киши тайлант пайтәхти банкоктики суанпилу көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә һайати хәвип ичидә йашаватиду. улардин башқа йәнә бәш уйғур әрләр банкок мәркизий түрмсидә, түрмидин қичишқа урунуш җинайити билән тутуп туриливатиду. (D)
 
5. улар наһайити чәклик һалда давалиниш бойумлириға иришәләйду, әмма уларниң саламәтлики еғир әһвалда, шикәр кисили, бөрәк зәиплишиш, йүрәк, терә, үчәй вә өпкә кисәлликлири бар. (E) бирсиниң төүәндики бәдини паләчлик болуп кәткән иди. уларға еғир дәриҗидә озуқлуқ йитишмәйду, улар айрим һаләттә қамап қойулғили он йилдин ашти. улардин 5 киши давалиналмаслиқ сәвәбидин өлүп кәткән, өлгәнләрниң иккиси кичик бала. (F)
 
6. 2015- йили, 173 нәпәр балилар вә айаллар түркийәгә йолға силинған, әмма 109 йаки ундин артуқ адәм мәҗбурий һалда хиттайға қайтурулған. хиттайға қайтурулғанларниң һазирқи әһвали намәлум, бу адәмни толиму әнсиритиду. хиттайға қайтурулған 109 нәпәр адәм тоғрулуқ бирдинбир учур мәнбәси шинҗаң хәвәрлири болуп, қайтурулғанларниң тутуп туруш орунларға қамалғанлиқи ийтилған. улардин бәзиси өзлириниң «гунаһини» мәҗбурий иқрар қилған вә гуваһлиқ бәргән. биши йариланған бири:« мән айдиромда қаршилиқ билдүрдүм» дигән вә йариланған бишиға ишарәт қилған. бар учур әнә шула, ундин башқа улар тоғрулуқ һичқандақ учур йоқ. уларниң түркийә вә йавропадики уруқ – туғқанлири хиттайға қайтурулғанларниң һазирқи әһвалидин һич хәвәрсиз.
 
7. 2009- йили, камбоджа 20 нәпәр уйғур мусапирни хиттайға қайтуривәткән, улар б д т мусапирлар ишханисиға илтимас қилип, мусапирлиқ салаһийитини издигән уйғурлар болуп, уларниң бәзисигә мәңгүлүк қамақ җазаси бирилгәнлики хәвәр қилинған. (G)
 
8. хиттайниң уйғурларға қиливатқан зийанкәшлики хәлқара органлар тәрипдиин тәпсилий хатирәләнгән. мәзкур райондики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләр зор көләмлик қалаймиқан тутуш, миллий, диний һоқуқларға қаттиқ чәклимиләр, мәҗбурий әмгәк вә мәҗбурий қайта тәрбийәләш пиланлири, ирқий кәмситиш характирлик мәҗбурий туғмаслиқ опратсийәси йүргүзүш сийасәтлири вә башқа чәклимиләргә дуч кәлмәктә. чәтәлгә чиқип баққан уйғурлар йаки уларниң уруқ – туғқанлири узун муддәтлик түрмә җазасиға йолуққан. (H) шуңа, тайлантики уйғурлар хиттайға қайтурулса болмайду. уларла әмәс, уларниң йуртида қалған туғқанлири, қошнилири вә достлири бу сәвәплик қаттиқ қийнаш вә еғир җазасиға йолуқуши мумкин.
 
9. мәзкур дило үстидә йиллардин бири издиниватқан бир тәтқиқатчи болуш сүпитим билән, мән уларниң бирәр җинайәт садир қилғанлиқиға даир инавәтлик испат көрмидим, бәлки улар зийанкәшликтин қичип панаһлиқ тилигәнләрдур. уларниң көпинчисиниң ата-аниси, айали, балилири, достлири уларни башқа дөләтләрдә сақлап туриватиду. шундақла, бир нәччә дөләт уларға панаһлиқ биришкә қошулидиғанлиқини билдүрди.
 
10. көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидики 43 нәпәр киши вә түрмидики 5 киши әр уларниң панаһлиқ илтимасини б д т мусапирлар ишханисиға сунған болсиму, б д т мусапирлар ишханиси йәнила тайланд көчмәнләрни тутуп туруш орнидики уйғурлар билән көрүшүшкә рухсәт бирилмиди.
 
 
 
2025-йили 14-феврал