мәркизи түркийәниң истанбулға шәһиригә җайлашқан «хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики» ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан һәққидә оттуриға чиққан «ашнидарчилиқ» вә «башқиларға тәһдит селиш» әйибләшлиридин кейин, мәзкур тәшкилатниң тәптиш һәйити 17-феврал байанат илан қилип, мәсилә тәкшүрүлүп айдиңлашқанға қәдә һидайәтуллаһ оғузханниң рәислик вәзиписидин тохтитилғанлиқини билдүрди.
бир нәччә күндин буйан аммиви таратқуларда еқип йүргән рәсим, син вә йазмилардин мәлум болушичә, һидайәтуллаһ оғузхан өз сепидики уйғур вә мусулман қериндиши давут кашғәрли (муһәммәт) корийәдә ишләмчи болуп йүргән мәзгилләрдә униң айали билән « ашндарчилиқ вә бузуқчилиқ қилған» дәп әйибләнгән. шундақла һидайәтулла оғузханниң өзиниң күчи вә нопузидин пайдилинип, бу ишни тунҗуқтурмақчи болғанлиқи, дилодики айалниң болса йолдиши үстидин сотқа әрз сунғанли оттуриға чиқмақта.
шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң тәптиш һәйити илан қилған байанатта, алди билән һидайәтуллаһ оғузханниң хизмәтлири муәййәнләштүрүлгән вә бу иш қануний йол билән ениқланғучә униң вәзиписидин вақтлиқ тохтитилғанлиқи билдүрүлгән.
байанат мәзмуни төвәндикичә:
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики тәшкилий органлири, әза тәшкилатлири вә хәлқимизниң диққитигә:
«биз, хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики тәптиш һәйити тәшкилатимизниң низамнамиси вә ички түзүмлиригә асасән, төвәндики қарарни елан қилимиз.
тәптиш һәйити бирлик рәиси һидайәт оғузханниң тәшкилатимизниң қурулушидин бурун, қурулушида вә қурулушидин кейинки җәрйанда тәшкилатимизниң тәрәққийати вә шәрқий түркистан дәвасиниң йүксилиши үчүн оттуз йилдин буйан барлиқ күчи билән кечә-күндүз хизмәт қилип кәлгән, шәрқий түркистан хәлқиниң һәқ-һоқуқини қоғдаш вә әркинлик дәвасини илгири сүрүш йолида нурғунлиған төһпә қошқан бири икәнликини муәййәнләштүриду.
бирлик рәиси һидайәт оғузханни, тәшкилатимизни вә дәвани нишан қилған һуҗумларниң шәрқий түркистан дәвасини аҗизлаштуруш вә бирликимизни итибарсизлаштүрүшни мәқсәт қилғанлиқи очуқ бир һәқиқәттур. бирликимиз шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи йолида мустәһкәм давам қилиду.
тәптиш һәйити, бирлик рәиси һидайәт оғузханниң өзи һәққидики төһмәтләрни рәт қилиш позитсийәсини һөрмәтләйду вә қануний җәһәттин өзини ақлишини, қоғдишини қоллайду.
бирлик тәптиш һәйити пәрқлиқ тәрәпләр вә мунасивәтлик шәхсләр билән елип барған әстайидил сөһбәтләр нәтиҗисидә, бирлик рәиси һидайәт оғузханниң гунаһсизлиқини испатлаш, етибарини қоғдаш вә төһмәтләргә қарши қануний һоқуқини тәләп қилиш җәрйанида шәрқий түркистан дәвасиниң мәнпәәти вә тәшкилий хизмитимизниң сағлам давам қилиши үчүн, бирлик рәиси һидайәт оғузханниң вәзиписидин вақитлиқ тохтитилип турушини қарар қилдуқ.
бу қарар тәшкилатимизниң муқимлиқи вә бирликини сақлаш, шундақла хизмәтләрниң нормал елип берилишини капаләткә игә қилиш мәқситидә чиқирилди.
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики тәптиш һәйити
17/02/2025»
шу күни йәнә, истанбулдики «шәрқий түркистан өлималар бирлики» байанат илан қилип, мәзкур тәшкилатни бу мәсилини җиддий һәл қилишқа чақирған. байанатта мундақ дейилгән: «дәва йолида хизмәт қиливатқан һәр қандақ рәһбәр вә шәхисниң, диний әдәб ـ қаидилиримиз, миллий әнәнә вә адәтлиримизгә риайә вә һөрмәт қилиши ваҗиптур. чүнки, диний вә миллий қизил сизиқлар бизләрни бирләштүридиған вә иттипақлиқимизни сақлайдиған асаслиқ амиллардин һесаблиниду.
биз шәрқий түркистан өлималар бирлики, хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәһбәрлирини бу һәқтә җидди тәдбир елишқа, һәр заман адаләт вә һәққанийәт йолида һәрикәт қилишқа вә хәлқимизгә бу мәсилә тоғрисида вақтида қанаәтлинәрлик изаһат беришкә чақириқ қилимиз.»
2025-йили 18-феврал