тайландтики уйғурлар һәққидә 2-қетим сот ечилди

тайландлиқ адвокат чучарт канпай баңкок җәнубий җинайи ишлар сотиниң сиртида мухирларға сөз қилди, 2025-йили 18-феврал. (лукит кусумарн / BenarNews)

тайландниң пайтәхти баңкокниң җәнубий баңкок сот мәһкимиси өткән һәптә йәни 14-феврал җүмә күни тайландтта тутқунда туруватқан 43 нәпәр уйғур мусапириниң қойуп берилиши үчүн сунған әрзи һәққидә тунҗи қетимлиқ сот ечип, сотниң кейинки һәптә қайта ечилишини қарар қилған. тайланд сот мәһкимиси 18-феврал күни 2-қетимлиқ сот ечип, әрздарларниң һәқлиқ тәрәплириниң барлиқи, тайланд көчмәнләр даирилириниң келәр қетимлиқ сотта, уларни немә үчүн қойуп бәрмәй һазирғичә тутуп турғанлиқиға чүшәнчә беришини буйруған.

игилинишичә, өткән һәптидики тунҗи қетимлиқ сотта, уйғур тутқунлириниң адвокати чучарт кампай (Chuchart Kanpay), әрздарларниң вакаләтчиси, австралийәдә турушлуқ паалийәтчи бәхтийар бөрә, шиветсийәдә турушлуқ тәтқиқатчи нирола әлима (Nyrola Elimä) гуваһлиқ бәргән болсиму, әмма 18-февралдики сотта муназирә йаки гуваһлиқ бериш болмиған. сотчи пәқәт келәр қетимлиқ сотниң бу йил 27-мартта ечилидиғанлиқини елан қилған.

әркин асийа радийосиниң қармиқидики «бинар хәвәрлири» ниң билдүрүшичә, сот мәһкимисиниң қарарида мундақ дейилгән: «сот әрздарларниң шаһитлирини тиңшиғандин кейин, әрздә һәқлиқ тәрәпләрниң барлиқини байқиди, шундақла көчмәнләр идарисиниң комиссари йаки униң вәкилиниң 27-мартта сот мәһкимисигә чиқишини буйруқ қилди. »

 әрздарларниң адвокати чучарт канпай шу күни «бинар хәвәрлири» ниң зийаритини қобул қилғанда, сотниң уйғур мусапирлирини давамлиқ тутуп турушта қанунсизлиқ барлиқини көрүп йәткәнликини ейтқан. чучарт канпай мундақ дегән: «сот бу тутқунда йошурун бир қанунсизлиқ барлиқини көрүп йәтти. сот бу 43 нәпәр уйғурниң чеградин қанунсиз кириш җазасини чекишидин кейинму, немә үчүн давамлиқ тутуп турулғанлиқини сүрүштүриду. әгәр сот тутуп турушта бирәр қанунсизлиқ байқиса, уларни қойуп беришкә буйруши йаки 3-бир дөләткә орунлашқичә башқа органларниң вақитлиқ капаләтлик қилишиға йол қойуши мумкин.»

игилинишичә, нөвәттә тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапилириниң сани 48 нәпәр болсиму, әмма бу қетимлиқ сотниң бурун тайланд тутуп туруш мәркизидин қечип қайта тутулуп қалған түрмидики бәш нәпәр уйғурни өз ичигә алмиғанлиқи мәлум. бу 48 уйғур илгири хитайниң зийанкәшликидин қечип чиқип, тайландта тутулуп қалған уйғурларниң бир қисмидур. 2015-йили бу уйғурлардин балилар вә айалларни асас қилған 179 нәпирини түркийә қобул қилған. тайланд улардин 109 нәпирини хитайға өткүзүп берип, хәлқараниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди. 

мәлум болушичә, 18-феврал күнидики 2-қетимлиқ соттиму, әрздарлардин 43 уйғур тутқун сотқа чиқмиған.

2025-йили 19-феврал