95 йешида америкида вапат болған пешқәдәм инқилабчи ғуламидин пахта нйуйоркта дәпнә қилинди

америкида йашаватқан пешқәдәм инқилапчи, сийасәтчи, һармас паалийәтчи вә җамаәт әрбаби ғуламидин пахта әпәнди 2025-йил 2-айниң 19-күни сәһәрдә нйу-йоркта 95 йешида вапат болди. 2-айниң 20-күни мәрһумниң мейити нйу-йоркниң узун арал (Long Island) районидики мусулманлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинди. шундақ қилип, америкадики тунҗи әвлад уйғур муһаҗири, шәрқий түркистан давасиниң һармас җәңчиси ғуламидин пахта бу дунйадин кәтти.

мәрһумниң вапат болғанлиқ хәвири фесбок қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә тарқалғандин кейин, дунйаниң һәрқайси җайлирида йашаватқан уйғурлар вәтәнпәрвәрлики, милләтпәрвәрлики билән һөрмәткә сазавәр болған мәрһум ғуламидин пахтиниң вапатидин чоңқур қайғуға чөмди вә тәзийәлирини билдүрүшти.

мәрһум 1930-йили 15-апрел қәшқәрдә оқумушлуқ аилидә дунйаға кәлгән болуп, униң дадиси әхмәт пахта қәшқәрдә ата мирас пахта тиҗарити билән шуғуллинип кәлгән, өз дәвриниң оқумушлуқ затлиридин болуп, 1933-1934-йиллири шәрқий түркистан ислам җумһурийитидә муһим вәзипиләрни өтигән. у, өз вақтида генерал мәһмуд муһитиниң қоллишиға еришкән. 1937-йил мәһмуд муһити қәшқәрни ташлап чәт әлгә кетишкә мәҗбур болғандин кейин шең шисәй қәшқәрдә даңлиқ уйғур байлири вә зийалийлирини тутқун қилиду. әхмәт пахтиму чәт әлгә кетишкә мәҗбур болиду, аилисидикиләр уни өлүп кәтти дәп билиду. қәшқәрдә балилиқ дәврини өткүзгән ғуламидин пахта аридин 14 йил өткәндә дадисиниң түркийәдә һайат икәнликидин хәвәр тапиду вә түркийәгә келип дадиси билән җәм болиду.

Discover Uyghur - ғуламидин пахтаниң дадиси әхмәт пахта билән истанбулда  җәм болғанда чүшкән сүрити. 1950-йиллар, түркийә. | Facebook

ғуламидин пахтаниң дадиси әхмәт пахта билән истанбулда җәм болғанда чүшкән сүрити. 1950-йиллар, түркийә.

ғуламидин пахта 1955-йил германийәгә оқуш үчүн барған вә кейинки йилларда «азадлиқ радийоси», «америка авази» радийосида хизмәт қилип, уйғурларниң авазини дунйаға, хусусән ғәрб дунйасиға йәткүзүшкә зор төһпә қошқан.

 1960-йилларда у радийо тәрипидин нйу-йорктики баш иштабиға әвәтилип, оттура асийа хәвәрлирини аңлитидиған мухбирлиққа тәйинлиниду. у бир йақтин «азадлиқ радийоси» үчүн ишлисә, бир йақтин «америка авази» радийосиниң өзбекчә қанилидики «асийаға ечилған нәзәр» сәһиписи үчүн мақалә йазиду. кейин у америкада «америка түркистанлиқлар бирлики» тәшкилатини қуруп, өз миллити вә оттура асийадики қериндашлириниң әркинлик тәләплирини америкаға йәткүзиду һәм дунйаға аңлитиду. униң үчүн көп йил паалийәт қилиду.

америкадики тунҗи әвлад уйғур муһаҗири, шәрқий түркистан давасиниң һармас җәңчиси ғуламидин пахтаниң дәпнә мурасими көрүнүшлири. 2025-йили 20-феврал, нйу-йорк

 ғуламидин пахтаниң дәпнә мурасими көрүнүшлири. 2025-йили 20-феврал, нйу-йорк.

2025-йили 20-феврал