ризиқниң кәң вә бәрикәтлик болушиға түрткә болидиған 9 амил

ризиқниң кәң вә бәрикәтлик болушиға түрткә болидиған 9 амил

1.     қуран оқуш

шәксизки, қуран кәрим маддий вә мәниви бәрикәтниң бәнбәсидур. шуңа қуран оқуш ризиқниң кәң вә бәрикәт болушиға түрткә болиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «бәқәрә сүрисини оқуңлар. чүнки уни оқуш бәрикәт, тәрк етиш һәсрәттур. һорун адәмләр буни қилалмайду»[1]. бир адәм өмәр ибни хәттаб рәзийәллаһу әнһуға келип, өзиниң йоқсуллуқидин дәрдлиниду. өмәр униңға: «сән өмәргә мураҗиәт қилмақчиму йаки аллаһқиму? қуранни өгәнгин, шундақ қилсаң өмәрниң қешиға келишкә һаҗитиң қалмайду» дәйду. шуниңдин кейин өмәр бу адәмни узун вақит көрмәйду. бир күни уни учритип қелип, әһвалини сориғанда, у адәм: «қуран оқудум, аллаһ мениң һаҗитимни өмәргә чүшүрмәйдиған болди» дәйду. өмәр: «қурандин немини өгәндиң?» дәп сорайду. адәм «"асманда силәрниң ризқиңлар вә силәргә вәдә қилинған нәрсиләр бар" дегәнни өгәндим» дәйду. өмәр буни аңлап үн селип йиғлап кетиду.

һәр әтигини йерим парә болсиму қуран оқушни өзигә адәт қиливалған кишиләр һәмишә маддий вә мәниви бәрикәт ичидә болиду.

2.     әтигән туруш

ахшими бурун йетип, әтиси сәһәр туруш ризиқ һасил қилишниң, ризиқниң кәң вә бәрикәтлик болушиниң әң капаләтлик йолиду. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам : «и аллаһ! үммитимгә әтигәнниң бәрикитини бәргин»[2] дәп дуа қилатти, әлчи әвәтсә әтигәндә әвәтәтти, әскәр чиқарса сәһәрдә чиқиратти. реаллиқ шуни испатлайдуки, әтигән туруп ишқа тутушидиған милләтләр тәрәққий қилмақта, уларниң байлиқи ашмақта. әмма әтигәндә ухлайдиған милләтләр гәрчә мусулманлар болсиму тәрәққийатта, байлиқта вә пән-техникида арқида қалмақта. йавропа дөләтлиридә әтигән саәт бәшләрдә йоллар тиқилип кетидикән, саәт сәккиз- тоққузларда йоллар бошап қалидикән, ахшамлири саәт тоққузда кочиларда адәм қалмайдикән. әмма әпсуски, мусулман дөләтләрдә иш тамамән әксичә болмақта. шуңа мусулман дөләтлиридә шунчилик көп тәбиий байлиқлар бар туруқлуқ, улар һечқандақ тәбиий байлиқи йоқ йапонийәгә йетәлмигән. чүнки, улар ахшими бурун йетип, әтиси сәһәр туруш арқилиқ аллаһ таала тәбиәттә қойған қанунийәт билән зитлашмайду, әмма биз бу қанунийәт билән зитлашқанлиқимиз үчүн бәрикәттин мәһрум йашимақтимиз. ғәрб дөләтлиридә ишчи – хизмәтчиләр аз дегәндә күндә сәккиз саәт ишләйдикән, әмма мусулман мәмликәтлиридә иш башқичә болуп, бәзи дөләтләрдә он йәттә минут, бәзисидә он икки минут ишләйдикән. уларниң иш орниға барғанлиқи һесаб әмәс, ишлигән саити муһим. шуңа америкида саәтлик иш һәққи бериду вә шқа кәлгәнликини әмәс, иш қилғанлиқини һесаблайду.

3.     тәқвалиқ

тәқвалиқ – аллаһ тааладин қорқуп, униңға вә мәхлуқатқа қарита мәсулийәт туйғуси билән иш көрүш дегәнлик болуп, тәқвадарлиқ ризиқниң кәң болушиға түрткә болиду. аллаһ таала мундақ дегән: «кимки аллаһтин қорқидикән, аллаһ униңға чиқиш йоли бериду вә ойлимиған йәрдин ризиқ бериду»[3]. йәнә бир айәттә «(пәйғәмбәр әвәтилгән) йуртларниң аһалиси иман ейтқан вә (гунаһ _ мәсийәттин) сақланған болса иди, әлвәттә, уларға асман _ земинниң бәрикәтлирини йағдуруп берәттуқ»[4].

4.     шүкүр

аллаһ таала ата қилған немәтләргә шүкүр қилиш ризиқниң кәң болушиға түрткә болидиған әң чоң амилдур. чүнки, аллаһ таала: «әгәр шүкүр қилсаңлар, немитимни техиму зийадә қилимән»[5] дәп вәдә бәргән. мәлумки, шүкүр тил, дил вә әмәл билән болиду. тил вә дил билән болидиған шүкүрни чүшәндүрүшкә һаҗәт йоқ, чүнки уни һәрким билиду. әмәл билән болидиған шүкүрни чүшәндүрүш керәк. әмәл билән болидиған шүкүр немәтни таәт-ибадәт вә йахши ишларға ишлитиш, уни гунаһ ишларға ишләтмәсликтур. шундақ қилған кишиләрниң ризқини аллаһ таала кәң вә бәрикәтлик қилиду.

5.     гүзәл әхлақ

ризиқниң кәң вә бәрикәтлик болушиға түрткә болидиған гүзәл әхлақ түрлири интайин көптур. растчиллиқ, вападарлиқ, сехийлиқ, рәһимдиллиқ қатарлиқлар шуларниң җүмлисидин санилиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам «рәһимдиллиқтин мәһрум қалған адәм йахшилиқниң һәммисидин мәһрум қалиду» [6]дәп көрсәткән. қуран кәримдә пул-мал «йахшилиқ»[7] дәп аталған. буниңдин башқа, йалған ейтмайдиған, сөзидә туридиған, қоли кәң вә рәһим-шәпқәтлик кишиләрниң бәрикәт тапидиғанлиқи вә ризқиниң кәң болидиғанлиқи һечким инкар қилалмайдиған реаллиқтур.

йәнә бир тәрәптин ейтқанда, инсанлар содида растчил, аманәткә ишәнчлик адәмләр билән муамилә қилишни йахши көриду. шуңа улар билән иш қилиду вә улар билән тиҗаритини кеңәйтиду. биллә иш башлиған шерикләрму бир-биригә растчил, вападар вә ишәнчлик болса уларниң иши ронақ тапиду. чүнки, у чағда аллаһ таала уларға йардәм бериду вә ишиға бәрикәт ата қилиду.

 

6.     сехийлиқ

аллаһ таала ата қилған пул-малдин аилисигә вә еһтийаҗлиқ кишиләргә кәңташа ишлитиш ризиқниң кәң вә бәрикәтлик болушиға түрткә болиду. аллаһ таала мундақ дегән: «силәр (аллаһ йолида) немини бәрсәңлар, аллаһ униң орнини толдуруп бериду, у ризиқ бәргүчиләрниң әң йахшисидур»[8]. аллаһ таала йәнә һәдис қудсийда «и адәм балиси! (еһтийаҗ игилиригә) бәргин, мән саңа беримән» дегән. турмушимиздики реаллиқму буни испатлайдуки, қоли кәң, сехий, мәрд кишиләрниң мал-дунйаси хәҗлигәнсери көпийип бармақта. әксичә, көп мал-дунйаси болсиму, сиқип йалайдиған пихсиқ кишиләр бәрикәтттин мәһрум қалғанлиқтин, уларниң мал-дунйаси йа өзигә йаки башқиларға пайда бәрмигән. уларниң толиси мал-дунйасини сақлашниң ғемидә һәрхил кесәлликләргә гириптар болмақта.

7.     тәвбә-истиғпар

тәвбә- қилған гунаһлириға пушайман қилиш, истиғпар- аллаһ тааладин мәғпирәт тиләш дегәнлик болуп, бу иккиси кәң вә бәрикәтлик ризиққа еришишниң әң түрткилик амилидур. аллаһ таала нуһ әләйһиссаламниң қәвмигә дегән сөзини байан қилип мундақ дегән: «(уларға) ейттим: <рәббиңлардин мәғпирәт тиләңлар, у һәқиқәтән наһайити мәғпирәт қилғучидур. (шундақ қилсаңлар) у силәргә мол йамғур йағдуруп бериду, силәрниң мал _ мүлүкүңларни вә оғуллириңларни көпәйтип бириду, силәргә бағларни, өстәңләрни ата қилиду»[9]. чүнки, ризиқниң тарлиқиға сәвәб болидиған амилларниң бири гунаһ-мәсийәттур. шуңа гунаһлириға тәвбә қилған адәмниң ризқи кәң болиду.

8.     туғқандарчилиқни давамлаштуруш

ата-аниниң хизмитини обдан қилип, уларниң дуасини елиш, уруқ-туғқанларға маддий вә мәниви йадәмләрни сунуп уларни хуш қилиш ризиқниң кәң вә бәрикәтлик болушиға әлвәттә түрткә болиду. чүнки, ата-анисиниң дуасини алған кишиләрниң намратлишип қалғанлиқи йаки харланғанлиқи көрүлмигән. турмуши, бәхтлик, бай-байашатлиқ ичидә йашаватқан кишиләрни тәкшүрүп көридиған болсақ, уларниң мутләқ көп санлиқиниң ата-анисини рази қилған вә уларниң дуасини алған кишиләр болуп чиқидиғанлиқи ениқтур. чүнки тәҗрибиләр вә реаллиқ шуни испатлап турмақта.

уруқ-туғқанларға йахшилиқ қилиш арқилиқ туғқандарчилиқни давамлаштурушниң пайдиси һәққидә пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «кимки ризқиниң кәң болушини, абруйиниң мәңгү қелишини халиса, туғқандарчилиқни давамлаштурсун»([10]).

9.     бойтақлиқтин қутулуш

балдур өйлиниш йоқсуллуқтин қутулушниң вә бәрикәт тепишниң йолидур. аллаһ таала өйләнгүчиләрниң турмушини бай қилидиғанлиқиға вәдә берип мундақ дегән: «араңлардики бойтақ әр вә айалларниң, өйлинишкә лайақәтлик қул -чөрилириңларниң бешини оңшап қойуңлар; әгәр улар йоқсул болса, аллаһ уларни өз пәзли билән бай қилиду»[11]. ибни аббас рәзийәллаһу әнһу бу айәткә асаслинип, «өйлиниш арқилиқ ризиқ тиләңлар» дегән. мушу айәткә болған имани билән өйләнгән адәмни аллаһ таала чоқум кишиләрдин биһаҗәт қилиду, турмушини моллуқ вә бәрикәт билән бейитиду.

пәйғәмбәр әләйһиссалам буни тәкитләп мундақ дегән: «аллаһ үч хил кишигә йардәм қилишни үстигә алған. улар: аллаһ йолидики муҗаһид, қуллуқтин қутулуш үчүн пулға моһтаҗ болған адәм вә иппәтлик болуш үчүн өйләнмәкчи болған адәмдур»[12]. шуңа йашлар пулсизлиқ сәвәблик өйлиништин қорқмаслиқи вә аллаһ тааланиң вәдисигә ишиниши лазим.

[1] имам муслим ривайити.
[2] имам әһмәд, әбудавуд вә тирмизи ривайити.
[3] тәлақ сүриси: 2- айәт.
[4] әраф сүриси: 96- айәт.
[5] ибраһим сүриси: 7- айәт.
[6] имам муслим ривайити.
[7] адийат сүриси 8- айәт.
[8] сәбә сүриси: 39- айәт.
[9] нуһ сүриси: 10-12- айәтләр.
([10])  һаким ривайити
[11] нур сүриси: 32- айәт.
[12] имам тирмизи ривайити.

 

муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори