қәшқәр тописи билән нйо-йоркқа көмүлгән зат

нәбиҗан турсун ( тарих пәнлири доктори)
 
миладийә 2025-йили 2-айниң 20-күни, 92 йил илгири киндик қени төкүлгән муқәддәс вә әзизанә қәшқәр тупрақлириға 15 йешида айрилиш билән иккинчиләп қәдәм басалмиған бир зат йәнила вәтинидин кәлтүргән қәшқәр тописи, вәтән тописи билән нйо-йорк шәһиригә көмүлди! у йәнила уйғурларға вәтән сөйгүсидин ахирқи дәрсини берип кәтти!
 
миладийә 1934-йили 4-айда туғулғинида көк байраққа йөгәлгән бир бовақ, миладийә 2025-йили 2-айниң 20-күни йәнила көк байраққа йөгинип ахирәткә кәтти! бу бовақни ата-аниси вә шу дәврниң уйғур байриқини тиклигән қәһриманлири йүксәк арзулар билән көк байраққа ориған болса, мана бүгүнму йәнә шу уйғурлар уни көк байраққа йөгиди! улар униң көк байраққа йөгәлгән тавутини көтүрүп, көз йашлирини аққузди вә қоллирини дуаға көтүрүшти! бу, шәрқий түркистан бовиқидин шәрқий түркистан бовийиғичә болған 92 йашлиқ һайатлиқ мусаписини бир өмүр көк байрақ астида өткүзгән адәм-ғоламидин әһмәт пахта иди!
 
«өз байриқи болмиған милләтниң һәқиқий мәнидики қәдри-қиммити болмайду, өз байриқини тикләшкә вә қоғдашқа өзини пида қилалмиған милләтниң көз йашлири әбәдий қуримайду !» дегән иди мәрһум ғоламидин әһмәт пахта әпәнди илгирики көп қетимлиқ сөһбәтлиримизниң биридә.
 
шундақ! байрақ сөйгүси, байрақтин пәхирлиниш роһи йоқ милләт тарихтин өчүрүлүш тизимликиниң алдинқи ретидин орун алған болиду, һәтта өз байриқини вә миллий қәдри-қиммитини тикләш үчүн күрәшкән, зәрдаб чәккән вә шу йолдин һеч йанмиған адәмлириниң қиммәт-қәдирини билмигән милләт әбәдий қуллуқ тамғисини өзигә өзи бесип өтиду! мундақ милләт мәнмәнчилик, абруйпәрәслик, питнихорлуқ, шәхсий адавәтни өз миллитиниң мәнпәәтиниң үстигә қойидиған, өз байриқидин қорқидиған, йаки униңдин қачидиған, әмма шәхсий рәқибидин өч елиш үчүн һеч қорқмастин йатларниң һәтта миллий рәқиблириниң қоллири билән шапилақ уридиған, роһи кесәлликләрниң һәммә түрлирини өзидә ипадә қилидиған характерләрни йетилдүриду. мана бу характерләр бәк узун вақитлиқ мәһкумлуқ нәтиҗилириниң бири сүпитидә шәкиллиниду. әпсуски, бир өмүр байрақ туйғуси вә миллитим һәм әзизанә туприқим! әзизанә қәшқирим! дәп йиғлиған, күрәш қилған, тохтимай вәтән нәписидә йашиған бу инсанни йол йирақлиқи вә башқа түрлүк сәвәбләр түпәйлидин америкадики он нәччә миң уйғурдин пәқәт 20 нәччисила дәпнә қилди! әсли у, ана вәтинидә болса, худди абдуреһим өткүрдәк, турғун алмастәк вә башқилардәк миңлап адәм тавутини талишип көтүридиған адәм иди! һәй мусапирлиқ! һәй вәтәнсизлик! һәй роһи кәмтүклүк!
 
уйғур миллитиниң буниңдин кейинки әсирләрдики миллий мәвҗутлуқи әң җиддий бир басқучқа, йәни һалакәт кризисиға киргән бир дәврдә нами бу милләткә тәвә болсиму, лекин роһи униңға тәвә әмәс, бәлки роһи өлүп болған аталмиш « уйғур» ларниң сани шиддәт билән көпийип өзлириниң җисми үчүн өзлири гөр қезиватқан бу күнләрдә уйғур хәлқиниң адәмлик җисмий мәвҗутлуқи әмәс, бәлки омуми миллий мәвҗутлуқи йолида пүтүн өмрини һеч айимастин, қорқмастин, иккиләнмәстин сәрп қилалиған, ашу тунҗи җумһурийәт байриқи ләпилдигән әзизанә қәшқәр асмини астидики муқәддәс тупрақта апиридә болған бир зат, йәни туғулғанда ашу тунҗи уйғур миллий көк байриқиға йөгәлгән шәрқий түркистан җумһурийити бовиқи 92 йешида йәнә шу көк байраққа йөгилип, қәшқәрдин 11 миң километир неридики атлантик окйан қирғиқиға қәшқәр тописи билән биргә дәпнә қилинди!
 
нами көп йиллардин буйан маңа тонушлуқ болған бу зат-ғоламидин пахтани тунҗи қетим 1998-йили 4-айниң 6-күни униң нйо-йорктики өйидә көргән идим. шу йили 5-айниң 28-күни пайтәхт вашингтон йенидики пентагон шәһиридики бир мурасимда ғоламидин әһмәт пахта әпәндиниң: « мениң исмимниң арқисидики пахта сөзигә қарап мени йумшақ, асанла езилип кетиду дәп ойлап қалмаңлар, әмәлийәттә ташни сундуруш, чеқиш, езиш мумкин, лекин пахтини һечким сундуралмайду, чақалмайду, мән шу ғоламидин пахта, мени һечким сундуралмайду!» дегән йалқунлуқ сөзлири маңа күчлүк тәсир қалдурғаниди.
 
һәқиқәтән, шундақ иди! ғоламидин әһмәт пахта әпәндиниң дадиси әһмәт пахта 1933-йили 12-нойабир қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң банка-пул муамилә саһәсиниң тәшкиллигүчилиридин бири болуп, 1934-йили 1-айниң 13-күни җумһур рәис хоҗанийаз һаҗи қәшқәргә кәлгәндин кейин, баш министир сабит дамолла қатарлиқ шәрқий түркистан ислам җумһурийити рәһбәрлики бу дөләтниң хәлқаралиқ етирап қилинишини қолға кәлтүрүш мәқситидә совет иттипақи, әнглийә, афғанистан, германийә, түркийә қатарлиқ әлләргә вәкилләр әвәтти. әнә шу қетимда җумһурийәт һөкүмити совет иттипақиниң етирап қилиши һәм қорал-йарағ йардимигә еришиш хам хийалида мәхсус мосул муһити башчилиқида 5 кишилик бир һәйәтни зор миқдардики алтун вә үнчә-мәрвайитлар билән ташкәнткә әвәтти. һәқиқәтән, бу өмәк ташкәнткә берип қизғин күтүвелишқа еришти. әһмәт пахта әнә шу һәйәтниң рәһбирий әзалиридин бири иди. вәһаләнки, улар 1 йерим ай әтрапида ташкәнт вә башқа җайларда турғузулуп, ахири қуруқ қол йолға селинди. чүнки, москва аллибурун пилан түзүп болған болуп, улар өз контроллуқи астидики оттура асийаниң йенида мундақ бир түркий-ислами мустәқил җумһурийәтниң вә йаки ма җоңйиң башчилиқидики туңганларниң «мусулман дөлити» ниң мәвҗут болушини қоллимай, әксичә өзини совет иттипақиға садиқ вә униңға баш егип хизмәт қилиш вәдиси билән оттуриға чиққан хитай-милитаристи шең шисәйни қоллаш һәм йардәм бериш қарарини чиқирип болғаниди. шәрқий түркистан ислам җумһурийити вәкиллири елип барған зор миқдардики алтун-үнчә мәрвайитлар совет һөкүмити тәрипидин елип қелинип, москваниң хәзинисигә кирип кәтти. арқидин москва шәрқий түркистан ислам җумһурийити қошунлириниң ма җоңйиң қошунлири тәрипидин тармар қилиниш шараитлирини йаратти. шәрқий түркистан ислам җумһурийити ички -ташқи амиллар вә дүшмәнләрниң сәвәбидин ахирлаштурулди.
 
ғоламидин пахтаниң кейинки паспортқа йезилған туғулған йили 1930-йили, шундақ болғанда бу зат бу йил 95 йаш болиду, лекин ғоламидин әпәндиниң маңа көп қетим сөзләп беришичә, у әнә шу дадиси ташкәнткә кәткәндә анисиниң қорсиқида 6 айлиқтин артуқ болуп, дадиси қайтип кәлгәндин кейин туғулғаникән. униң дунйаға кәлгән вақти шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң әнә шу ахирқи күрәш басқучлириға тоғра кәлгәниди. ғоламидин пахта дунйаға кәлгән 1934-йили 4-айниң 15-күни дәл рәис җумһур хоҗанийаз һаҗи, һәрбий қомандан мәһмуд муһити, ички ишлар министири йунус бәг қатарлиқлар баш министир сабит дамоллам, өзбекләрдин зерип қари һаҗи, султанкбек қатарлиқ бирқисим җумһурийәт рәһбәрлирини қолға елип совет иттипақи вә җаллат шең шисәйгә тапшуруп бериш үчүн йәкәндин ақсуға қарап йолға чиққан, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң башқа өзбек әмәлдарлири тушму-туштин чәткә қачқан, қәшқәрлик-атушлуқ уйғур -қирғиз башлиқлири тағларға йошурунған шуниңдәк шәрқий түркистан ислам җумһурийити һөкүмити үзүл-кесил йоқ болған уйғур трагедийәсиниң әң ечинишлиқ күнлири иди. лекин буниң билән шәрқий түркистан мустәқиллиқи, уйғур хәлқиниң азадлиқ арзуси ахирлашмиди. у, 1937-йилиғичә дадиси әһмәт пахтаниң тәрбийәси астида вә генерал мәһмут муһити қатарлиқларниң ғәмхорлуқида өтти. бу дәл мәһмут муһити башчилиқида совет иттипақиниң сақта вәдилиригә ишәнгән затларниң уйғурларниң миллий һөкүмитини қайта қуруш йолида милләтпәрвәрлик, мәрипәтпәрвәрлик вә қайта қозғилишқа тәййарлиқ қиливатқан басқучлири иди. совет җасуслуқ органлири бу вақиттики вәзийәтни « уйғурлар арисида, һәтта қәшқәрдики уйғур һәрбийлири, йуқири һоқуқлуқ кадирларғичә уйғуристан идийәси күчийип кәтти» дәп баһалап москвани агаһ болушқа үндигәниди.
 
һәқиқәтән, 1937-йили 4-айда мәһмут муһити чәт әлгә йардәм елишқа кәтти вә абдунийаз камал башчилиқида 6- уйғур атлиқ девизийәси иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан уйғур җумһурийити қуруш шоари астидики азадлиқ күришигә атланди. лекин, москва, « ошский», « наринскй» дегән мәхпий намларға қолланған совет қизил армийәсиниң айропилан, танка, зәмбирәкләр билән қоралланған қошунлирини уйғур елигә киргүзүп, қозғилаңни бастурди. мана шу вақитта қолға елинған рәис җумһур хоҗанийаз һаҗи башлиқ нәччә онмиңлиған уйғурлар қатарида ғоламидин пахтаниң дадиси әһмәт пахтиму қолға елинди вә 1938-йиллири арисида түрмидин қечип чәтәлгә һиҗрәт қилиш йоли билән сақ қалди. өсмүр ғоламидин дадисизлиқ туйғусида, йәни дадам өлди дегән туйғуда таки 1949-йили дадисиниң һайатлиқ хәвирини аңлиғанға қәдәр йетимлик һессийатлирини баштин кәчүрди. чәтәлгә чиқип дадиси билән көрүшүш ирадисигә кәлгән өсмүр ғоламидин қәшқәрдики өзи мустәқил башқурған сода дукинида шу вақиттики қәшқәрниң сақчи вә паспорт ишлирини башқуридиған гоминдаңчи хитай әмәлдари билән тонушуп қелип униңға пара бериш йоли билән йол хети һәл қилип, 1949-йилиниң кәч күзидә әйса әпәнди, муһәммәд имин буғра әпәнди башчилиқидики миңлиған уйғурлар бир қатарда вәтәндин айрилип чәтәлгә һиҗрәт қилип, тағ-даванларни, деңизларни бесип өтүп әң ахирқи мәнзили - түркийәгә йетип келип дадиси билән бирләшти.
 
өсмүр ғоламидин пахта 1945-1949-йиллири арисидики қәшқәрдики сийасий күрәшләрниң актип иштиракчиси иди. у, 1944-йили 12-нойабир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә тәлпүнгән вә униң қәшқәрни азад қилишини төт көз билән күткән йашларниң бири иди. у, 1947-йили 5-айда қәшқәрдә әхмәтҗан қасиминиң йалқунлуқ нутуқлирини аңлиди, онмиңлиған қәшқәрликләр қатарида йеңишәһәрдин конашәргичә болған айродром йолида әхмәтҗан қасимини қарши елип, шәрқий түркистан инқилабчилириға нусрәт тилигәнләрниң бири болса, 1947-йили 5-айниң биринчи һәптисидики қәшқәрдики чоң намайишларға актип қатнишип «йоқалсун җаң җиҗоң !, җаң җиҗоңни йоқитайли! хитай қошунлири шәрқий түркистандин чиқип кәтсун !» дәп шоар товлап җаң җиҗоң қатарлиқларни қәшқәрдин қечишқа мәҗбур қилған намайишчиларниң биригә айланғаниди.
 
ғоламидин әһмәт пахта әпәнди 1950-йилидин етибарән чәтәлләрдики шәрқий түркистан сийасий күриши қайнимиға қошулуп кәткән болуп, 1950-йилларда түркийә, йавропада йашап, арқидин америкаға келип, һайатлиқ мусаписини америка башлиғаниди. у америкиға кәлгән давут осман қатарлиқ тунҗи уйғурларниң бири сүпитидә паалийәтлирини биркүнму тохтатмиди.
 
ғоламидин әһмәт пахта 1940-вә 1950-йилидин таки 21-әсирниң биринчи йеримиғичә болған 80 йилдин артуқ вақиттин буйан давамлашқан шәрқий түркистан/уйғуристан миллий сийасий дәвасиниң байрақдарлиридин бири вә 100 йиллиқ күрәш тарихиниң шаһид-символлиридин бири. у, чәтәлләрдики уйғурлар ичидә бу хилдики йиғинлар, хәлқаралиқ йиғинлар, намайишлар вә башқа һәр хил паалийәтләргә әң көп қатнашқан вә әң узун вақит қатнашқан бирдин бир уйғурдур! хәлқара сәһнидә әң бурун вә әң узун паалийәт қилған уйғурдур!
 
ғоламидин пахта өмүр бойи уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә һәр хил материйалларни тинимсиз топлиған, оқуған һәм йазған шәхстур. у, тарихқа аит мақалилири тунҗи болуп америкада инглиз тилида чиққан уйғур иди. у, сан-санақсиз материйалларниң игисидур. у бәлки америка, һәм чәт әлләрдә уйғур тилидики һәр хил материйалларни әң бурун йиғишни башлиған, әң көп йиғқан вә сақлиған әрбабларниң бири болса керәк. бу һәм униң өз хәлқи үчүн қалдурған бир мәниви хәзинисидур!
 
ғоламидин пахта уйғурлар арисида шәрқий түркистан байриқини әң бурун, әң узун вақит, әң көп вә әң изчил һәм әң тәврәнмәй көтүргән заттур. башқиларниң бу байрақниң йениға кәлгинигә, қорқмайдиған болғанлиқиға аран 5-6 йил болған болса, ғоламидин пахта әнә шу байраққа йөгилип вә уни 92 йил көтүрди.
 
у, пүтүн өмүр бойи өз ишханиси, өз өйидики иш үстилигә вә өйигә шәрқий түркистан көк байриқини есип қойуп һәр күни әнә шу байраққа қарап һайатлиқ саәтлирини башлиған адәм иди. мундақ уйғурдин йәнә қанчиси бар?
 
мән, ғоламидин пахта дегән бу исимни вә униң авазлирини 1985-1986-йиллири үрүмчидә америка авази радийосиниң өзбекчә долқунлиридин аңлиған вә шуниңдин башлап бу кишини тонуғанидим. униң йеқимлиқ авазлири маңа вә әтрапимдики хели көп йашларға чоңқур тәсир қалдурғаниди.
 
тәқдирниң орунлаштуруши билән 1998-йилидин кейин америкада бу зат билән бир вәтәндаш болуш һәм охшаш вәтән һәсритини чекип, ашу йирақта қалға ана вәтән тупрақлирини сеғиниш мусаписигә ериштим, униң билән нәччә он қетимлап көрүшүп, сөһбәтдаш болдум, тарих вә вәтән темиси сөһбитимизниң 90% тин көпрәкини игиләйтти. әлвәттә, мән билән көрүшкән һәр қандақ уйғур тарих темисида сөзләшмәй кәтмәйду, әмма мән ғоламидин әхмәт пахтадин өзүм тарих сорайттим, тарихий шәхсләрни сорайттим, у кишидин көп мәнпәәтдар болдум, шуниң үчүнму « уйғур омумий тарихи» ниң 1931-1937-йиллиридики шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан җумһурийити томлирида бу затниң исмини көп йәрдә мәнбә қилип алдим.
 
һазирғичә 20-әсир тарихида өткән йүзлигән муһим вә мәшһур тарихий әрбаблар билән сөһбәтдаш болуп, хатириләр қалдурған болсам, ғоламидин әһмәт пахта әнә шуларниң муһимлиридин бири сүпитидә әслимилирим, хатирилирим вә китаблиридин орун алди.
 
ғоламидин әһмәт пахтаниң вапати қандақтур 100 йиллиқ бир әсирниң ахирлишиши әмәс! тарих ахирлашмиди бәлки тарих йәнә йеңидин башланди! уйғур тарихи буниңдин кейинки дунйа сийасий вә күч -қуввәтләр тоқунушиниң сәһипилиригә киргүси!
 
ғоламидин әһмәт пахта әпәндимниң басқан излири уйғур тарихиниң миллий мәвҗутлуқ күрәш сәһипилиридин орун алғуси! уйғур хәлқиниң дунйа йүзидики нопуси әң көп болған 100 нәччә милләтниң бири болуш сүпитидә өз арзу-арманлири, өз кимлики, мәдәнийити, сийасий вә миллий кимликини тикләш һәм мәвҗутлуқи үчүн күришиши тәбиий. ғоламидин әһмәт пахта әпәнди әнә шундақ бир уйғур иди. әнә шу сәвәбтин уйғур миллитиниң униң роһиниң фирдәвс җәннәттин болушини тиләйдиғанлиқи шүбһсиздур!
 
ахирида шуни әсләтким келидуки, уйғур нәдила болса униң үчүн йиғлайдиғанларму уйғур, уни күлдүридиғанму, йиғлитидиғанму вә ахирида көмүдиғанму уйғурдур! мәрһум ғоламидин әһмәт пахта әпәндим ахирида шу реаллиқни йәнә бир қетим әсләтти!
 
ғоламидин әһмәт пахта әнә шу уйғур байриқиға йөгилип туғулуп әнә шу байраққа йөгилип дунйадин кетишни уйғурларға өгәткәнләрниң бири болуп қалди!
 
2025-йили 25-феврал