хитай: 40 нәпәр «хитай пуқраси» тайландин қайтуруп келинди

тайландта 10 йилдин артуқ вақттин буйан тутуп турулған 48 нәпәр уйғурниң тәқдири әндишә қозғаватқан бир пәйттә, хтай җамаәт хәвпсзлик минстрлики шу җай вақти 27-феврал сәһәрдә тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр «хитай пуқрасини» хтайға өткүзүп бәргәнликини җакарлиди. тайланд баш министири болса уйғурлар һәққидә соралған соалған җаваб бериштин өзини қачурди. 
 
хтайниң шнхва агенитлиқи, хәлқ тори, сумруғ қатарлиқлар бу хәвәрни бәс-бәстә җәзимләштүрди. хитай җ х министирлиқи 27-чесла мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп бу учрни дәлиллиди. хтай уларни «чеградин қанунсз өткән хтай пуқралири»дәп атиған. 
 
хтай җ х мснтрлики өткүзгән ахбарат илан қилиш йеғинида, «бу қетим қайтурулған хитай пуқралири җинайи гуруһларниң алдишиға учрап, қанунсиз чеградин чиқип тайландта қалған болуп, улар вә уларниң аилилиригә зор зийан йәткән, уларниң туғқанлири хитай һөкүмитидин уларни тезрәк вәтәнгә қайтуруп, туғқанлири билән қайта бирлишиш үчүн нурғун қетим йардәм тәләп қилған. қайтуруш ишиға түрткә болуш хитай сақчи органлириниң өз пуқралириниң қануний һоқуқ-мәнпәәтлирини әмәлий қоғдиғанлиқиниң ипадисидур» дегән. хитай таратқулири бу кишиләрниң айродромда «аилиси билән җәм болғанлиқи»ни тилға алған. 
 
хәлқара җәмийәт, америка һөкүмити, уйғур тәшкилатлири вә уйғур мәсилсигә көңүл бөлидиған парламент әзалири йиллардин бири тайланд һөкүмитини уйғурларни хтайға өткүзүп бәрмәсликкә чақирип кәлгән иди. тайландниң пайтәхти баңкокниң җәнубий баңкок сот мәһкимиси 18-феврал 43 нәпәр уйғурниң дилоси һәққидә сот ечип, келәр қетимлиқ сотниң 27-март ечилидиғанлиқини елан қилған иди. 
 
ройтерс агентлиқиниң 27-феврал хәвәр қилишичә, тайланд баш министири пейтоңтарн шинаватрадин 48 уйғурниң әһвали тоғрисида соралғанда, у бу мәсилини техи әмәлдарлар билән музакирә қилмиғанлиқини ейтқан. у мухбирға мундақ дегән: «бу хил мәсилә, һәр қандақ бир дөләт үчүн қанун, хәлқара җәрйан вә кишилик һоқуққа әмәл қилиши керәк».

тайландниң көчмәнләр сақчилири, хитай ташқи ишлар министирлики вә банкоктики баш әлчиханиси пәйшәнбә күни мәзкур агентлиқниң баһа бериш тәлипигә дәрһал җаваб қайтурмиған.

хтай йәнә мундақ дигән:«бу қетимқи қайтуруш хитай-тайланд икки дөләт қануни, хәлқара қанун вә хәлқара адәткә асасән елип берилған болуп, бу қанунға бойсунған һалда чеградин қанунсиз өтүш қатарлиқ чеградин һалқиған җинайәтләргә қарши туруш һәмкарлиқи, хитай пуқралириниң қануний һоқуқлирини әмәлий қоғдаш тәдбиридур. чеградин қанунсиз өтүш паалийити хәлқарада етирап қилинған қанунсиз җинайи һәрикәт болуп, нормал чеградин кириш-чиқиш тәртипигә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ салиду. хитай сақчи органлири хәлқара қанунни иҗра қилиш һәмкарлиқини давамлиқ күчәйтип, алақидар дөләтләр билән бирликтә чеградин қанунсиз өтүш қатарлиқ чеградин һалқиған қанунсиз җинайи паалийәтләр елип кәлгән хирисларға тақабил туриду, қанун бойичә хитай-чәтәл кишилириниң бихәтәр вә тәртиплик чеградин өтүшигә капаләтлик қилиду, чеградин кириш-чиқиш қилғучиларниң қануний һоқуқлирини әмәлий қоғдайду.​​​​​​​​​​​​​​​​»
 
бу уйғурлар 2014-йили хитай зулмидин қечип чиққан вә тайландта тутуп қалған йүзләрчә уйғурниң бир қисми болуп, 2015-йили тайланд һөкүмити 109 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргән иди. арқидин көпинчиси айаллар вә балилар болған 180 дәк уйғур түркийәгә елип келинди. қалған уйғурлар болса шуниңдин буйан «қанунсиз чегридин киргән» дегән әйибләш билән интайин начар шараитларда тутуп турулди. бу җәрйанда, бир өсмүрни өз ичигә алған бир нәччә уйғур түрмидә бу дунйа билән хошлашти. 
 
2025-йили 27-феврал