тайланд 11 йил әсир тутқан 40 уйғурни хитайға тапшуруп бәрди

тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни қаттиқ қаршилиқларға қаримай, 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бериши, муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмитини өз ичигә алған кәң тәрәпләрниң күчлүк наразилиқи вә әйиблишигә учримақта. 

тайланд һөкүмити йеқинқи айлардин буйан бу уйғурларниң хитайға қайтурулидиғанлиқи һәққидә чиққан хәвәрләрни қайта-қайта рәт қилип, өзлириниң бу ишни хәлқара кишилик һоқуқ низами бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән. һалбуки, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә тайланд ахбарат васитилири шу йәр вақти сәһәр саәтлиридә деризилири қара йопуқлар билән етиветилгән бир нәччә йүк машинисиниң баңкоктики бу уйғурлар тутуп турулуватқан көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидин айрилғанлиқини һәмдә шималға қарап шәһәрниң дон муйаң айродурумиға қарап маңғанлиқини, бу аптомобиллар ичидә уйғурларниң болуши мумкинликини хәвәр қилғаниди.

harita ve şunu diyen bir yazı 'CSN5246 CZ5246 B788 Southern rlines flightrodar24 flightradar24 LAGARTINTA ក្កតត្ិមើបចឡូ 03: :18UTC Find flights, airports and more lima-Yarkee-Carlie Q 1 Kazakhstan DMK BANGKOK Ulaanbaatar- VIEW Map N/A NOT AVAILABLE Uzbekistan ACTUAL Mongolia CSN5246 4:48 yzstan Turkmenistan ESTIMATED N/A AIRCRAFT TYPE B788) Dreamliner MONGOLIA REGISTRATION B-2788 Afghanistan COUNTRYC REG. NUMBER (MSN) GE May 34932 10years NorthKorea CATEGORY Passenger TUnited Emirates SHANDDNG SouthKorea B-2788 flights BAROMETRICA SPEED fpm TRACK GPSALTITUDE Hydarabad Myanmar Altitude Taiwan ArabonSea Route 赤 Follow 000 Google சென்னை Share More Phippnesia Anaimen Vietnam Cambodia SriLanka aMarila Philippine: Settings Weather T Filters FiMORES Misitio Malaysia ualaLumpur Widgets Playbark Singapore' görseli olabilir

таратқуларниң из қоғлап тәкшүрүши нәтиҗисидә, мәхсус аҗритилған хитай җәнуб авийатсийәсиниң әтигән саәт 4:48 дә дон муйаңдин айрилған бу айропиланиниң учуш мәнзилиниң қәшқәр икәнлики айдиңлашқан. 40 нәпәр уйғур олтурған айропиланниң баңкоктин қозғилип удул қәшқәргә йетип барғанлиқи хитай һөкүмәт таратқулири тәрипидинму дәлилләнди. 

тайланд баш министири пейтоңтарн шинаватра вә сақчи башлиқи китрат пенфет дәсләптә бу уйғурларниң қайтурулғанлиқи һәққидә бир нәрсә демәй турувалған болсиму, бирақ шу йәр вақти чүштин кейин болғанда хәвәрниң тоғрилиқини дәлиллигән. сақчи башлиқи китрат мухбирларға қилған сөзидә, 40 нәпәрниң уйғурниң хитайға қайтурулғанлиқини дәлиллигән. тайланд түрмисидә 48 уйғурниң тутуп турулуватқанлиқи мәлум болсиму, тайланд вә хитай ахбаратлириниң һәр иккиси қайтурулған уйғурларниң санини 40 нәпәр дәп көрсәткән.

бу уйғурларниң қайтурулуши б д т мусапирлар али мәһкимиси, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә муһаҗирәттики уйғурларниң қаттиқ наразилиқиға учриған болсиму, әмма тайланд муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири фунтам вечайачай (Phuntham Wechayachai), хитайниң 27-феврал қайтурулған бу 40 уйғурға йахши муамилә қилиш һәққидә капаләт бәргәнликини илгири сүргән.

лекин тайландтики «хәлқләр һоқуқини күчәйтиш фунди тәшкилати» ниң директори чалида таҗаронсук, 40 уйғурниң мәсилисидә тайланд һөкүмитигә «һәргиз ишәнмәйдиғанлиқи» ни билдүрмәктә. чалида таҗаронсук 27-феврал мундақ дигән: «тайланд һөкүмити хитайниң уйғурларни қайтуруп беришни рәсмий тәләп қилип, уларниң хитай гираждани икәнликини испатлиғанлиқини, иккинчидин, уларниң өз ихтийарлиқи билән қайтқанлиқини қәйт қилмақта. бирақ биз уларниң өз ихтийарлиқи билән қайтқанлиқиниң син хатирисини соришимиз керәк. чүнки, мән өткән айда елан қилған байаннамидә уларниң (хитайға) қайтишни халимайдиғанлиқини көрисиз».

тайладнта 11 йилдин артуқ вақиттин бери тутуп турулуватқан 48 уйғурдин 43 кишиниң, бу йил тайланд сот мәһкимисигә сунған әрзи қобул қилинип, уларниң тунҗи қетимлиқ соти 14-феврал тайландниң җәнубий баңкок җинайи ишлар сотида өткүзүлгән. шу қетимлиқ сотта, тутқунларниң адвокати чучарт канпай, мустәқил тәтқиқатчи нирола әлима вә уйғур тутқунлириниң вакаләтчиси бәхтийар бөрә гуваһлиқ бәргән. һалбуки, 18-феврал күни өткүзүлгән 2-қетимлиқ сотта, сотчи тайланд көчмәнләр идариси мәсуллириниң 27-март күни сот мәһкимисигә келип, бу уйғурларни немә үчүн 11 йилдин бери тутуп турғанлиқиға чүшәнчә беришини буйруған иди.

28-феврал түрмидики уйғурларни йоқлап барған 37 йашлиқ марзерйа исимлик бу киши, әркин асийа радийоси қармиқидики «бенар хәвәрлири» гә сөз қилип, «улар 40 достиниң хитайға қайтурулғанлиқини аңлап көңли қаттиқ бузулди» дегән. марзерйаниң ейтишичә, «улар һечқачан йиғлап бақмиған болсиму, әмма бу қетим йиға-зарә қилишқан». марзерйа, уларниң достлириниң тәқдиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
 
нөвәттә, баңкокниң клоң прем түрмисидә 5 нәпәр уйғур йетиватқан болуп, бу кишиләр илгири көчмәнләр мәркизидин қечип тутулуп қалғандин кейин, қамақ җазасиға буйрулған. марзерйаниң билдүрүшичә, у 28-феврал күни бу кишиләрни түрмигә йоқлап берип, улардин төт киши билән көрүшкән. нөвәттә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари волкер түрк, бәзи учур мәнбәлири җаза муддити тошқандин кейин бу кишиләрниңму хитайға қайтурулидиғанлиқини қәйт қиливатқан пәйттә, тайландта даирилириниң қәп қалған бу уйғурларни болсиму, хитайға қайтурмаслиққа капаләтлик қилишини тәләп қилған.

2025-йили 28-феврал