йавропа иттипақида өткүзүлгән «йавропа парламентиниң тайландтики демократийә вә кишилик һоқуқ, болупму лесе-маҗеста қануни вә уйғур мусапирлирини қоғлап чиқиришқа даир қанун лайиһәси» музакирә йиғинидин көрүнүш. 2025-йили март, страсбург, фирансийә.
13-март күни, йавропа парламенти тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәргәнликини әйибләш һәққидә қарарнамә мақуллиған. йавропа парламентиниң бу һәқтики қарарнамисидә мундақ дейилгән: «йавропа парламенти уйғур мусапирлириниң хитайға қайтурулуп берилишини әйибләйду вә тайландни мусапирларни һайатий хәвпи мәвҗут дөләтләргә қайтурушни тохтитишқа чақириду.»
тайланд һөкүмити тайланд түрмисидики 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин америка, б д т вә йавропа иттипақиға әза бәзи дөләтләр һәмдә кишилик һоқуқ органлири тайланд һөкүмитиниң хәлқара әһдинамиләргә хилаплиқ қилғанлиқини қаттиқ әйибләп кәлгән иди.
игилинишичә, 12-март күни йавропа иттипақиниң страсбургдики мәркизидә «йавропа парламентиниң тайландтики демократийә вә кишилик һоқуқ, болупму лесе-маҗеста қануни вә уйғур мусапирлирини қоғлап чиқиришқа даир қанун лайиһәси» музакирә қилинған. музакирә йиғиниға д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса, муавин рәиси зумрәтай әркин вә д у қ ахбарат-тәшвиқат мәркизиниң мәсули иптихар тәңриқут қатарлиқларму қатнашқан.
13-март күни фирансийәниң страсбург шәһиридики йавропа иттипақиниң мәркизидә өткүзүлгән парламент әзалириниң йиғинида «йавропа парламентиниң тайландтики демократийә вә кишилик һоқуқ, болупму лесе-маҗеста қануни вә уйғур мусапирлирини қоғлап чиқиришқа даир қанун лайиһәси» авазға қойулуп мақулланған. парламент әзалири йәнә йавропа комиссийәсини әркин сода келишими сөһбитидин пайдилинип туруп, тайланд үстидики бесимини ашурушини тәләп қилған. игилинишичә, йавропа парламентиниң тайландни әйибләш һәққидики қарарнамиси 57 гә қарши, 482 беләтниң қоллиши билән мақулланған.
йавропа парламент әзалири, тайланд һөкүмитидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиға толуқ һоқуқ берип, уларниң тайландта түрмидә йетиватқан барлиқ уйғур панаһлиқ тилигүчиләрни чәклимисиз зийарәт қилиши вә уларниң әһвали һәққидә ениқ учур елишиға капаләтлик қилишини тәләп қилған.
парламент әзалири йәнә мундақ дегән: «тайланд хитай билән өткүзүп бериш шәртнамисини тохтитиши керәк, хитай чоқум сүргүн қилинған уйғурларниң асасий һоқуқиға һөрмәт қилип, уларниң ақивитиниң очуқ-ашкара болушиға капаләтлик қилиши, б д т мусапирлар мәһкимисиниң әркин киришкә рухсәт қилиши вә қолға елинғанларни қойуп бериши керәк.»
мәзкур қарарда йәнә, тайланд һөкүмитиниң йуқириқи қилмишлири арқилиқ йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлиригә зийан салғанлиқи, тайландниң кишилик әркинлик вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши лазимлиқи, тайланд түрмисидә һелиһәм тутуп турулуватқан уйғурларға мунасивәтлик мәлуматларни ашкарилиши, қайтурулса еғир тән җазаси вә дәпсәндичиликләргә учрайдиған дөләтләргә мусапирларни қайтурушни тохтиши лазимлиқи қатарлиқ мәзмунларму орун алған.
2025-йили 13-март