үрүмчи айродроминиң нами рәсмий өзгәртилгән

хитай хәлқ авийатсийә идариси йеқинда орган тор бекитидә пуқралар айродурумлириниң намини өзгәртилиши һәққидә уқтуруш чиқарған болуп, үрүмчи дивопу хәлқара айродуруминиң намини «үрүмчи тийаншан хәлқара айродуруми»ға өзгәрткән. бу үрүмчи дивопу хәлқара айродуруминиң намини өзгәртиш рәсмийитиниң рәсмий тамамланғанлиқидин дерәк беридикән.

хитайниң шәрқий түркистандики йәр-җай намлирини халиғанчә өзгәртиши, һәтта әсирләр бойи давамлишип кәлгән уйғурчә йәр-җай намлирини өзгәртип, униң орниға хитайчә намларни бекитип ишлитиши, һәр саһә кишилириниң күчлүк диққитини қозғимақта. нурғунлиған уйғур мәһәллилириниң исми коммунизм идиологийисини әкис әттүридиған йеңи исимларға өзгәртилди. мутәхәссисләр бу ирқий қирғинчилиқниң бир қисми болуп, уйғур мәдәнийити вә миллий кимликигә қаритилған зәрбә дәп қариди. буниңдин башқа «тәңритағ» қатарлиқ уйғур әдәбийат-сәнити вә мәтбуатлирида кәң омумлашқан символлуқ мәнигә сөзләрму йеқинқи йилларда хитайчә тәләппузиға асасән «тйаншан» дәп өзгәртилди.

хитай хәлқ ториниң 21-март хәвәр қилишичә, 2024-йил 23-ийул аталмиш шинҗаң айродурум гуруһи дивопу хәлқара айродуруминиң намини «үрүмчи тийаншан хәлқара айродуруми»ға өзгәртиш тоғрисида җәмийәттин пикир елиш уқтуруши чиқарғанлиқини дәва қилған болуп, бу айда исим өзгәртиш тәстиқланған.

«шинҗаң гезити» ниң бу һәқтики хәвиридә мундақ дейилгән: «тйәншан тағ тизмиси хитай, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистандин ибарәт төт дөләтни кесип өткән болуп, шинҗаң җуғрапийәсиниң өзгичә символи. үрүмчи айропорти шинҗаңниң сиртқа ечилған дәрвазиси болуш сүпити билән, айродромниң йеңи терминал бинаси тйәншан теғи темиси билән лайиһәләнгән болуп, шинҗаңниң қар билән қапланған тағлири вә қумлуқлириниң өзгичә мәнзирисини гәвдиләндүриду».

«гезит» ниң хәвиригә қариғанда, 2024-йили 7-айда, шинҗаң айродром гороһи үрүмчи шәһәрлик хәлқ һөкүмити арқилиқ дивопу хәлқара айродромини үрүмчи тйәншән хәлқара айродромиға өзгәртиш тәклипи тоғрисида җамаәт пикири тәләп қилиш уқтуруши чиқарған болуп, бу қизғин муназирә қозғиған. игилинишичә, бу таллашлар арисида үрүмчи дивопу хәлқара айродроми, үрүмчи тйәншан хәлқара айродроми, үрүмчи йашин хәлқара айродроми, үрүмчи йипәк йоли хәлқара айродроми қатарлиқлар бар икән.

хәвәрдә ейтилишичә, дивопу хәлқара айродроми (地窝堡国际机场) 1939-йили йасалған болуп, 1971-йили тунҗи қетим кеңәйтилгәндин кейин, айродром җайлашқан үрүмчи шәһири дивопу базириниң нами қойулған. чйәнлуң дәвридила, бу райондики аһалиләр йерим йәр асти өйләр болған өңкүрләрни колап, дивопуниң исми барлиққа кәлгән. «堡» көп тәләппузлуқ характергә игә болуп, асанла хата тәләппуз қилинидикән.

хитай даирилири 2023-йили хотән айродуруминиң намини «хотән күнгаң айродуруми» дәп өзгәрткән болуп,  қәшқәр айродроминиң исми «қәшқәр ләйниң хәлқаралиқ айродроми» дәп рәсмий өзгәртилгән. хитай хәвәрлиридә йәнә ақсу қатарлиқ вилайәтләрдики айродурумларниң намлириниңму өзгәртилиши мумкинлики тилға елинғаниди. 

хитай хотән айродуруминиң намини өзгәртишни йоллуқ көрситиш үчүн баһанә көрситип, хотән айродуруминиң 1931-йили қурулғанлиқини, униң қурулған вақти бир қәдәр балдур болғачқа, айродурум мәхсус нами кәм болуп, аталмиш «тиранспорт айродурумини ишлитишкә иҗазәт бериш бәлгилимиси»ниң 38-маддисидики тәләпкә уйғун кәлмәйдиғанлиқини, аталмиш хотән шәһәрлик һөкүмәт җәмийәттики һәр саһәдин бу һәқтә пикир алғандин кейин, хотән айродуруминиң намини күнгаң айродурумиға өзгәрткәнликини дәва қилғаниди. даириләр йәнә «күнгаң» дегән намниң хитайниң җәнуб вә шималий сулалиләр дәвридин лйаң сулалиси дәвридә йезилған «миң сөзлүк дәстур»дики «қаштеши күнгаңдин чиқиду» дегән шеирдин нәқил елинғанлиқи, буниң чоңқур тарихни өз ичигә алған алаһидиликни намайан қилғанлиқини илгири сүргән. 

мәлум болғинидәк, хитай тарихида йәр-җай намлирини өзгәртиш қилмиши тарихтин бери мәвҗут болуп кәлгән бир адәттур. хитай тарихиға қарайдиған болсақ, ғәрбий хән сулалиси дәвридин башлап таки мәнчиң сулалисиғичә болған узақ тарихта йеңидин һакимәт бешиға чиққан хитай падишаһлири алдинқи ханиданлиқ дәвридә бәрпа қилинған йәр-җай намлирини өзгәртип, өзиниң һөкүмранлиқини намайиш қилип кәлгән. мәнчиң сулалиси шәрқий түркистанни ишғал қилғандин кейин, үрүмчини «дихуа», баркөлни «җенши», манасни «сүйләй» дәп атиғанлиқи буниң бир мисалидур. 

2025-йили 22-март