америка истихбарат доклати: хитай америкиға әң чоң тәһдит

2025-йили 25-март, (солдин оңға) FBI ниң мудири каш пател, дөләтлик истихбарат идарисиниң дериктори тулси габбард вә мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи җон ратклиф кеңәш палатаси ахбарат комитетиниң испат аңлаш йиғиниға қатнашқан. (саул лоб / AFP)

америка истихбарат органлириниң 25-март сәйшәнбә күни елан қилған йиллиқ тәһдид баһалаш доклатиға қариғанда, америкиниң әң чоң һәрбий вә тор тәһдити йәнила хитай икән.

игилинишичә, истихбарат саһәсиниң 30 нәччә бәтлик йиллиқ тәһдид баһалаш доклатида, хитайниң тәһдити тоғрисидики қисми әң көп нисбәтни игәллигән болуп, тәхминән үчтин бирини тәшкил қилған, қалғанлири болса росийә, иран вә шималий корийә (чавшийә) ниң тәһдити тоғрисида икән.

доклатта мундақ дейилди: «йеқинқи йиллардин буйан, хитай, росийә, иран вә шималий корийәниң һәмкарлиқи техиму тез тәрәққий қилип, бу дөләтләр елип кәлгән тәһдидни ашурди, шуниң билән бир вақитта америкиниң йәршаридики күчи вә тәсиригә йеңи хирисларни елип кәлди».

доклатта йәнә мундақ дейилди: хитай йәнила америка һөкүмити, хусусий тармақлар вә һалқилиқ ул әслиһәләр дуч келиватқан «әң актип вә изчил» тор тәһдити. җ к п кризис йаки тоқунуш җәрйанида һуҗум қилишқа қолайлиқ йаритиш үчүн муһим ул әслиһәлиригә алдин орунлаштуруш қилиду. доклатта хитай коммунистик партийиси билән мунасивити бар болған «волт тәйфең борини» хаккерлар гурупписиниң һуҗумиға мисал кәлтүрүлгән. йеқинда хитай компартийисиниң хаккерлар гурупписи «туз тәйфең борини» ниң америка телеграф ул әслиһәлиригә болған зийини тилға елинған. һәмдә бу ениқла «хитай компартийисиниң америкиниң ул әслиһәлирини қалаймиқанлаштуруш иқтидариниң кәңлики вә чоңқурлуқиниң ешиватқанлиқини көрситип бериду» дейилгән.

доклатта тор тәһдитидин башқа, хитай компартийисиниң америка дөләт бихәтәрликигә «әң кәң даирилик вә күчлүк һәрбий тәһдид» елип келидиғанлиқи оттуриға қойулған. хитай армийиси чоң тил моделлири (LLM) арқилиқ учур алдамчилиқи һуҗуми пәйда қилиши, сахта хәвәр йасиши, шәхсләрни дориши вә тор һуҗуми елип бериши мумкин.

игилинишичә, доклат елан қилинған күни, америка истихбарат органлириниң башлиқлири кеңәш палатаси ахбарат комитетида йиғинға қатнишип, америка дуч келиватқан дунйави тәһдидләр һәққидә гуваһлиқ бәргән.

дөләтлик истихбарат дериктори тулси габбард (Tulsi Gabbard) ахбарат комитетиға: «хитай компартийиси америкиниң «әң иқтидарлиқ истратегийилик риқабәтчиси» дегән. у йәнә мундақ дегән: «хитай армийиси аваз тезликидин йуқири қораллар, көрүнмәс айропилан, илғар су асти парахоти, техиму иқтидарлиқ бошлуқ вә тор уруш мүлки вә техиму чоң йадро қорал амбири қатарлиқ илғар иқтидарларни тәрәққий қилдурмақта».

америка мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқи җон раткиллеф (John Ratcliffe) ахбарат комитетиға, хитайниң тапавити көп ширкәтлиригә зәрбә беришни халимиғачқа, фентанилға ишлитидиған химийилик маддиларниң америкиға еқишини тосуш үчүн пәқәт «изчил» тиришчанлиқ көрсәткәнликини ейтқан.

америка истихбарат доклатида йәнә хитай елип кәлгән башқа тәһдидләр оттуриға қойулған. доклатта: «хитайниң бир қанчә муһим материйалларни қезиш вә пишшиқлап ишләштики һөкүмранлиқи америкиға алаһидә тәһдид елип келиду» дейилгән.

доклатта йәнә хитайниң тәйвәнгә давамлиқ тәһдити тилға елинип мунулар көрситилгән: 2025-йили, хитай тәйвәнгә техиму зор бесим ишлитиши мумкин. бейҗиң давамлиқ тәйвәнни йетим қалдуруш үстидә издиниватиду, һәрқайси дөләтләргә бесим қилип, уларниң тәйвән билән болған дипломатик мунасивитини төвәнлитип, бейҗиңниң «бирлишиш» нишанини қоллашқа қистайду. 2016-йилдин башлап, тәйвәнниң рәсмий дипломатик мунасивәт орнатқан дөлити 22 дин 12 гә чүшүп қалди.

йәнә бир тәрәптин, доклатта йәнә хитай дуч кәлгән еғир ички хирислар тилға елинған болуп, улар чириклик, нопус тәңпуңсизлиқи вә компартийиниң бу дөләттики қанунлуқлиқиға бузғунчилиқ қилидиған малийә вә иқтисадий боһран қатарлиқларни өз ичигә алиду.

2025-йили 25-март