тайландниң муавин баш министир фумтам вечайачай вә әдлийә министири тави содсоң 20-март шәрқий түркистан зийарити җәрйанида қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами билән көрүшкән. (тайланд һөкүмтии)
бу йил 27-феврал кечидә тайланд һөкүмитиниң 11 йилдин буйан тутуп турулуватқан 40 уйғурни хитайға қайтуруп бериши хәлқара җәмийәтниң кәң тәнқидигә учриди. нөвәттә, бу ишниң тайланд билән йавропа иттипақи оттурисидики әркин сода келишими (FTA) ниң сөһбәт мусаписигә хәтәр елип келиши мумкинлики илгири сүрүлди. «баңкок почтиси» гезитиниң 28-марттики хәвиригә қариғанда, тайландниң иқтисадий тәрәққийат һәйити ташқи ишлар министирлики вә сода министирлики билән һәмкарлишип, уйғурларни қайтурушниң тайландниң хәлқара содисиға көрситидиған тәсирини баһалашқа башлиған.
комитет рәиси ситифол вибонтанакул (Sittiphol Viboonthanakul) ниң билдүрүшичә, мусапирларни қайтуруш вәқәлири тайландниң хәлқара сода һәрикәтләндүргүч күчигә тәсир көрситиши мумкин, болупму йавропа иттипақи билән болған сөһбәттә, әмма буниң конкрет даириси ениқ әмәс. у йәнә буниң йавропа иттипақи билән әркин сода келишими имзалашни кечиктүрәмду йаки тайландниң иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға кириш тиришчанлиқиға тәсир көрситәмду йоқ буни әстайидил баһалашниң лазимлиқини тәкитлиди.
хәлқара җәмийәтниң күчлүк инкасиға қарита, америка исмини ашкарилашни халимиған тайланд әмәлдарлириға виза чәклимиси қойидиғанлиқини елан қилди, йавропа парламенти болса тайландниң һәрикитини әйибләйдиған қарар мақуллиди. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини өз ичигә алған бир қанчә кишилик һоқуқ тәшкилатлириму тайландниң сийаситини қаттиқ тәнқид қилди.
тайланд сода уйушмисиниң вәкиллири тәнқидкә қарита, тайландниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә әмәл қилиш тарихиниң узун икәнликини, өткән он йилда қанунсиз белиқ тутуш қатарлиқ хәлқара көңүл бөлидиған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликини оттуриға қойди. вәкилләр йәнә америка вә йавропада қоллинилған мушуниңға охшаш тәдбирләрни мисал қилип, чегридин қоғлап чиқиришниң дунйаниң һәрқайси җайлирида көп учрайдиған һәрикәт икәнликини тәкитлиди. шуңлашқа, улар бу мәсилини әркин сода келишими сөһбитигә киргүзмәслики керәк дәп қарайду.
бу арилиқта, тайланд әмәлдарлири йеқинда қәшқәрни зийарәт қилип, хитай даирилириниң тайландтин қайтурулған уйғурларға «йахши муамилә» қилғанлиқини оттуриға қойди. тайланд әмәлдарлириниң зийарити кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин хитайниң «шинҗаң сийасити» тәшвиқатиға маслишиш дәп әйибләнди. қандақла болмисун, бу зийарәтниң тайландниң хәлқарадики тәнқидләрни вә йавропа иттипақи билән болған әркин сода сөһбитигә көрситидиған тәсирини пәсәйтәләмду йоқ буни йәнила көзитишкә тоғра келиду.
2025-йили 29-март