һиндистан таратқуси: хитай йәттигә бөлүнүш хәвпигә дуч кәлди

«йеңи һиндистан тез гезити»

аптор:  йатиш йадав (Yatish Yadav)

хитайниң балқанлишиши(balkanisation)[1] қаш билән кирпикниң арисидики иш болуп қалди. хитай компартийәсиниң ички қисмидики аталмиш иттипақлиқ үчила гороһ қийин әһвалға чүшүп қалғанлиқи үчүнла мәвҗут болуп туруватиду. бу кәлгүси бир нәччә айда техиму кәскинлишип бир мәйдан инқилабниң башлинишини кәлтүрүп чиқириши мумкин, буниң билән бу дөләт йәттә мустәқил территорийәгә парчилиниду.

җйаң земин башчилиқидики шаңхәй гороһи билән ху җинтав башчилиқидики бейҗиң гороһи ши җинпиң башчилиқидики җенҗйаң гороһи билән йошурун урушқа кириватиду. һәр бир гороһ мәйнәт сийасий ойунда башқиларниң тәсирини йоқитиш үчүн тиришиватиду. сәһниниң арқисида болса, әмгәк күч базири тәвримәктә; һазирқи һакимийәткә қарши демократик һәрикәтләр әвҗ алмақта. лекин булар дөләт ичи вә хәлқара медийада асасән тилға елинмайду.

хитайдики паракәндичиликни йеқиндин көзитип келиватқан көзәткүчиләр вә анализчилар бу һакимийәтниң йеқилишиниң тезлишиватқанлиқиға ишиниду. чүнки, өктичиләргә қарши мислисиз бастуруш, адвокатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң ғайиб болуши хитайниң ички қисмида ғайәт зор бир қалаймиқанчилиқни кәлтүрүп чиқармақта.

«ахбарат вастилириға болған қаттиқ контроллуқ астида, хитай һәр қайси өлкилиридә йүз бәргән йүзлигән қаршилиқ һәрикәтлиригә даир хәвәрләрни ғәлбилик қамал қилди. лекин, бир қисим йәр асти паалийәтчилири бизни компартийәниң 19- нөвәтлик мәмликәтлик қурултийи ечилиштин бурун ши җинпиң һакимийитигә қарши бүйүк бир исйан көтүрүлидиғанлиқиға даир тәпсилатлар билән тәминлиди.»

«хитай ахири бурулуш нуқтисиға йетип кәлди: хитайдики бир мәйдан инқилабтин кейин, шинҗаң, манҗурийә, хоңкоң, тибәт, чеңду, җаңҗуң вә шаңхәй әркин дөләтләргә айлиниду.» уларниң ейтишичә, хитай һөкүмити һазир күчәп кишиләрниң диққитини хитай – һиндистан чегра мәсилиси вә шималий корийәниң америкиға қарши йадро тәһдитигә бурап, ши җинпиң үчүн қоллаш һәрикити елип бериватиду. тонулған хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә адвокат тең бйавниң ейтишичә, хитай өчәкишишни улғайтмақта, ши җинпиң болса бу пурсәттин пайдилинип аҗизлап кетиватқан қоллаш базисини күчәйтмәктә.

тең бйавниң ейтишичә, хитайдики һинидстанға қарши бәзи намайишлар компартийәниң қоллиши астида елип берилмақта. демократийә паалийәтчилири тинч һалда хитайниң бир партийәлик һакимийитигә қарши бир демократик һөкүмәт қуруш лайиһәси түзмәктә.

«бу бәш йилда боламду йаки 10 йилдиму билмәймиз. шуниси ениқки, биз сақлаватмаймиз, әкисчә 1989- йилидикидәк инқилабтин йәнә бирини қозғаш үчүн тәййарлиқ қиливатимиз. гәрчә ши җинпиң һакиймийити иҗтимаий таратқулар вә блогларға қарита бастуруш елип бериватқан болсиму, лекин паалийәтчиләр вә адвокатлар башқа вастиләр арқилиқ учур тарқитип инқилабқа йардәм бәрмәктә.» деди тең бйав.

«хитай компартийәсиниң асаслиқ нишани барлиқ вастиләрдин пайдилинип мутләқ монополлуқни қолға кәлтүрүш, лекин биз 2000- йилиниң башлиридин буйан, кишилик һоқуқ гороһлирини күчәйтип, инқилаб өзимизгә инқилаб қилиш имканийити йараттуқ. ши җинпиң рәһбәрликидики компартийә йәнә партийә билән хәлқ арисидики киризисқа вә иқтисадий киризисқа дуч кәлмәктә.»

«техиму көп киши ши җинпиңниң тәшвиқатлириға ишәнмәсликни қарар қиливатиду. намратлар билән бир учум байлар арисидики һаң кеңийиватиду. пәқәт йуқири дәриҗилик әмәлдарлар вә ши җинпиң билән йеқин мунасивити бар болған кишиләрла тәрәққий қиливатиду, бу дәл кишиләрниң компартийәдә бир сийасий ислаһатни көрәлмәсликиниң сәвәби, лекин улар йилтизидин қомуриветишни ойлайду.» деди тең бйав. у илгири демократик һәрикәтләрни қоллиғанлиқи үчүн хитай һөкүмити тәрипидин түрмигә қамалған.

хитай уйғур мусулманлирини асас қилған шинҗаң райони(шәрқий түркистан – т)да бастуруш елип бармақта.

хәвәр қилинишичә, бу қетим нөвәт тилға кәлгән болуп, бу шинҗаңниң хотән районида бу йил 7- айниң башлирида башланған. хитай һөкүмити мәктәпләрдин уйғур тилини сиқип чиқирип, хитайчини омумлаштурушни қарар қилған.

хәвәр қилинишичә, «бу рамизанда роза тутуш чәкләнгәндин кейинки йәнә бир зәрбә. өткән алтә – йәттә айда, хитай һөкүмити шинҗаңдики мусулманларға қарита бир қатар сийасәтләрни йолға қойди. бу пат йеқинда партлайдиғандәк қилиду.» манҗурийә башқа бир критик нуқта болуп, 2008- йили башланған әмгәк күчи базири қалаймиқанчилиқи омумийүзлүк топилаңға айланмақта. 2010 вә 2011- йиллири һөкүмәт 15 миңдин артуқ демократийә намайиши вә қалаймиқанчилиққа дуч кәлгән болуп, буларниң сани изчил ашмақта.

докламда өчәкишиш давамлишиватқан бир шараитта, йәр асти паалийәтчилири ийул ейида шинҗаңда 137 қанлиқ қаршилиқ вәқәси болғанлиқи учурини ашкарилиди. санлиқ мәлуматлар, партком секритари чен чүәнгониң рәһимсизләрчә бастурушиға қаримастин, күнигә оттура һесаб билән төт қетим һакимийәткә қарши паалийәт болғанлиқини көрситип бериду. шундақла, охшаш вақт ичидә сичүән өлкисиниң мәркизи чеңдуда 103 қетим намайиш болған болуп, көпинчиси демократийә қоллиғучилири тәрипидин елип берилған. нобел мукапати саһиби лйу шйавбониң өлүми вә униң деңизға дәпнә қилиниши билән хитай чоң қуруқлуқи вә хоңкоңда хитай компартийәсигә қарши намайишлар әвҗ алди.

хоңкоңдики паалийәтчи вә адвокат хаң туңчовниң қаришичә, хитайниң йимирилиши совет иттипақиға охшаш туйуқсиз болиду, буни өзиниң бйукрат түзүлмиси вә гороһвазлиқ көрүши кәлтүрүп чиқириду. «хитай компартийәси йеқинқи йиллардин буйан зор көләмлик қолға елиш һәрикити елип берип, нурғун паалийәтчини ғайиб қилди вә авазини өчүрди.» деди у. компартийә 1981- йили 6- айдики бир йепиқ йиғинда мав зедуң сийасәтлириниң кәмчиликлирини баһалап чиқип, униңда һелһәм кәмчилик вә хаталиқларниң барлиқини, партийә ичидики вә партийә билән хәлқ арисидики иттипақлиқниң хитайчә сотсйализмни заманивилаштурушниң асасий капалити икәнликини етирап қилған. қариғанда бу капаләт күчини йоқитиватқандәк қилиду.

 

[1] балқанлишиш: бир сийасий уқум болуп, бир дөләт йаки районниң кичик парчиларға бөлүнүш җәрйанини ипадиләш үчүн ишлитилиду.