истанбулда барин шеһитлирини хатириләш йиғини өткүзүлди

шәрқий түркистанниң барин йезисида 35 йил бурун хитай таҗавузчилириға қарши һөрлүк вә адаләт үчүн елип берилған миллий мустәқиллиқ һәрикитидә шеһит болған муҗаһитларни хатириләш йиғини 4-айниң 5-күни чүштин кийин саәт 17:00 дә истанбулниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан райони сәфакөйгә җайлашқан фатиһ мәсчитиниң йиғин залида елип берилди.
 
бу йиғин «түркийә уйғур тәшкилатлар мунбири» тәрипидин ойуштурулған болуп, мунбәргә әза тәшкилатлар шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси, уйғур академийәси вәхпи, дунйа уйғур қурултийи вәхпи, уйғур илим - мәрипәт вәхпи, дарул иман академийәси, тәклимакан уйғур нәшрийати, шәрқий түркистан җәмийити, әнәнивий уйғур тибабити тәтқиқат вәхпи, шәрқий түркистан ахбарат вә нәширийат җәмиийити, йуртлар бирлики җәмиийити вә шәрқий түркистан йашлар вә мустәқиллиқ һәрикити җәмиийити қатарлиқлар болуп, бу йиғин мунбәргә әза тәшкилатларниң ортақ күч чиқириши билән елип берилди.
 
бу йиғинға 20 гә йеқин уйғур тәшкилатниң мәсуллири, тонулған зийалийлар, өлималар вә истанбулдики уйғур қериндашлар болуп 300 дин артуқ кишиниң қатнишиши билән интайин җанлиқ кәйпийатта өткүзүлди вә йиғин башлиништин бурун барлиқ меһманларға уйғур полоси тартилди.
 
йиғин алди билән һикмәтуллаһ қаримниң муңлуқ қуран тилавити билән башланди вә арқидин шәрқий түркистан миллий мариши вә түркийәниң истиқлал марши қойулуп, вәтән үчүн әзиз җанлирини бәргән шеһитләргә һөрмәт билдүрүлди. арқидин һәрқайси тәшкилатларниң мәсуллири нөвәт билән сөз қилип, барин шеһитлири роһиниң мәңгү өлмәйдиғанлиқи, уларниң қәһриман миллий роһиниң миллий мустәқиллиқ көришимиз үчүн һәр вақит йолимизни йорутуп туридиғанлиқини тәкитләшти.
 
йиғинда сөз қилған җамаәт әрбаби абдуқадир йапчан барин шеһитлиригә болған чоңқур һөрмити вә уларниң алаһидиликлири үстидә тохталди, шундақла өзи билән сәбдаш вә савақдашлиқ һайатини бирликтә өткүзгән барин җиһадиниң рәһбири зәйдин йүсүпниң иш паалийәтлирини вә униң исл пәзиләтлирини әсләп өтти.
 
шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси рәиси әмир һәсән һаҗим, дунйа уйғур қурултийи вәхпи рәиси абдулһәмид абдурешит әпәнди, шәрқий түркистан җәмиийити рәиси әли салиһ әпәндим қатарлиқлар тәшкилатлар ара һәмкарлиқ, бирлик, ишәнч, һәққидә сөз қилип, бүгүнки уйғуларниң бешиға киливатқан балайи-апәттин қутулуш үчүн һәмкарлиқниң интайин моһимлиқини тәкитләп өтти.
 
йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси профессор доктур атавуллаһ шаһйар әпәнди мушундақ йиғинларниң бир қанчә йәрләрдә булуп қилишиниң сәвәби чоңрақ урунниң болмаслиқи икәнликини, ашундақ булиши дәвайимизниң көпрәк аңлитилиши үчүн пайдилиқ дәп қарайдиғанлиқини, һәм тәшкилатлар ара һәмкарлиқ үчүн бу йиғинға қатнишишқа алаһидә тиришчанлиқ көрсәткәнликини әскәртип өтти.
 
устаз атавуллаһ дамолла һаҗим, дарул иман академийәси рәиси мәхмут дамоллам, уйғур илим вә мәрипәт вәхпи рәиси һәбибуллаһ көсәни, шәрқий түркистан йашлар мустәқиллиқ һәрикити җәмиийити рәиси әкрәм уйғурхан қатарлиқларму вәтән үчүн әзиз җанлирини бәргән шеһитләрниң аллаһ һозуридики алий мәртивилири вә аллаһниң һузурида уларға бирилидиған мокапатлар һәққидә тохтулуш билән биргә, вәтән вә милләткә қилинған хийанәт, җасуслуқ вә хаинлиқлар һәққидиму тохтилип өтти.
 
йиғин җәрйанида ибраһим исимлик бир уйғур өсмүр шеһитләр йад етилгән шеирни оқуп, йиғинға қатнашқанларни һайаҗанландурдуруш билән биргә, раван уйғур тили билән оқулған бу декелиматсийәси арқилиқ һәммәйләнни сөйүндүрди.
 
йиғин җамаәт әрбабий абдуқадир йапчанниң йүрәкләрни ләрзигә салған дуалири билән ахирлашти.
 
2025-йили 6-април