дунйаниң һәрқайси җайлирида барин инқилаби вә қирғинчилиқиниң 35 йиллиқи хатириләнди

5-април күни хитай даирилириниң барин йезисидики инқилабни қаттиқ бастуруп, уйғурларни қанлиқ қирғин қилғанлиқиниң 35 йиллиқ хатирә күни. уйғур йеқинқи заман тарихида зор тәсир қозғиған барин инқилаби һәр йили муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин хатирилинип кәлмәктә. өткән җүмә күнидин башлап барин инқилабиниң 35 йиллиқи мунасивити билән германийә, австралийә, америка, голландийә, түркийә вә норвегийә қатарлиқ дөләтләрдә хитай һөкүмитигә қарши кәң көләмлик намайишлар елип берилған. түркийә вә шиветсийәләрдә муһакимә йиғинлири вә дуа-тилавәт паалийәтлири уйуштурулған.

5-апрел истанбулниң сәфакөй райониға җайлашқан фатиһ җамәсиниң йиғин залида барин җиһади вә шеһитләрни хатириләш йиғини өткүзүлди. мәзкур йиғинға түркийәдә паалийәт қиливатқан 20 гә йеқин уйғур тәшкилатниң мәсуллири, вәкиллири, тонулған зийалийлар, өлималар вә җамаәт әрбаблири иштирак қилған болуп, шәрқий түркистан хәлқиниң тиз пүкмәс роһини намайан қилған шеһитләр әсләп өтүлди. 7-апрел хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң орунлаштуруши билән, зәйтинбурну казличәшмә мәдәнийәт мәркизидә шеһитләр кечиси паалийити өткүзүлди.

ундин башқа, 5-апрел голландийәниң амстердамдики дам мәйданида барин җиһадиниң 35 йиллиқини хатириләш намайиши өткүзүлди. намайиш шәрқий түркистан дөләт марши билән башланғандин кейин, 35 йил бурун таҗавузчи хитайниң барин хәлқини қанлиқ бастуруш җинайити әйибләнди. ахирида намайишчилар ши җинпиңниң сүрити бесилған ниқабни кийип, ши җинпиңни әдәплигән көрүнүшләр вә түрлүк шоарлар арқилиқ, мәйдандики хәлқниң диққитини тартти. буниңдин сирт, австралийә, америка, германийә, норвегийә қатарлиқ көплигән дөләтләрдә намайишлар өткүзүлүп, бу алаһидә күн хатириләнди.

қирғизистандики уйғурларму чәклик имканийәтләргә қаримай, йиғилиш өткүзүп, барин җиһадиниң 35 йиллиқини вә шәрқий түркистан миллий армийә күнини алаһидә хатирилиди вә шеһитләрниң роһиға атап дуа қилишти.

барин инқилаби – 1990-йили 5-април ақту наһийисиниң барин йезисидики уйғурларниң боғулған диний әркинликкә вә уйғур айаллири нишанланған пиланлиқ туғут сийаситигә қарши қозғилишидин башланған. игилинишичә, хитай қораллиқ қисимлири тинчлиқ билән намайиш қиливатқан 200 гә йеқин кишини қаттиқ бастурған вә бир қанчә һәптигичә уйғурларни халиғанчә тутуп солиған, һәтта қанунсиз етип өлтүргән.

2025-йили 8-април