шивитсийә һөкүмитиниң хитай үчүн җасуслиқ қилған дегән әйибләш билән бир уйғур тәшкилатиниң байанатчисини қолға алғанлиқи таратқуларда ашкариланғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар қаттиқ һәйран қалди вә бу тоғрисидики талаш-тартишлар иҗтимаий торбәтләрни қаплап кәтти.
ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шиветсийәдики бир сот мәһкимиси 9-април чаршәнбә күни хитай истихбарат органлири үчүн җасуслуқ қилған дәп әйибләнгән бир уйғур әрни қолға елиш қарари чиқарған. бу кишиниң дөләт тәвәлики ашкариланмиған болуп, нөвәттә стокһолимда тутуп турулмақта икән.
бу хәвәр уйғурлар ичидә зор ғулғулә пәйда қилип, нурғун уйғурлар бу уйғур нәслидин болған җасус гумандариниң кимликигә бәкла қизиқти. бәзиләр бу уйғурни шивитсийәдә йашайдиған дунйа уйғур қурултийиниң байанатчиси дилшат ришит болуши мумкин дәп билдүрди.
хәвәрдә ейтилишичә, тәптиш әмәлдари матс лйуңкүст (Mats Ljungqvist) «бу киши хитай истихбарат органлири үчүн уйғурлар үстидин қанунсиз учур йиғиш вә ахбарат топлаш гумани билән тутулди» дегән. у сөзидә йәнә, «бу дело наһайити сәзгүр вә тәкшүрүшниң дәсләпки басқучида болғанлиқи үчүн мән һазирчә буниңдин артуқ учур билән тәминләп берәлмәймән» дегән.
ройтерс агентлиқи бу делони хитай һөкүмитидин бивастә ениқлаш үчүн хитайниң стокһолмдики баш әлчиханиси билән алақилашса, әлчихана елхәт арқилиқ бу делодин хәвириниң йоқлиқини билдүрүп артуқ баһа бәрмигән.
франсийә ахбарат агентлиқи еришкән сот һөҗҗитигә қариғанда, бу җасус гумандари йәкшәнбә күни тутулған болуп, у 1967-йили 8-апрел күни туғулған икән. хәвиридә ейтилишичә, бу җасус гумандари хитайчә тәрҗиманни тәләп қилған икән. сапо дәп атилидиған шиветсийә дөләт истихбарат идарисиниң билдүрүшичә, бу типтики җинайәтләр асасән сийасий өктичи йаки аз санлиқ милләтләрни нишан қилған қилмишларни көрситидикән. сапо байанатида, «бу хил ишпийонлуқ һәрикәтлирини мустәбит вә демократик болмиған дөләтләр елип бариду» дегән.
мәлум болушичә, бу шивитсийә һөкүмитиниң тунҗи қетим бир уйғурни хитай истихбарати үчүн ишләп уйғурлар үстидин җасуслуқ қилиш сәвәбидин тутуши болмастин, мәзкур һөкүмәт 2009-йили шиветсийә вә башқа дөләтләрдики уйғур җамаитиниң шәхсий учурлирини хитайға йәткүзгән бабур мәхсут исимлик бир уйғурни җасуслуқ җинайити билән қолға елип, қамаққа һөкүм қилған иди.
дунйа уйғур қурултийиниң инкаси
дунйа уйғур қурултийи бу мунасивәт билән байанат елан қилип, бу гумандар тоғрисидики сот һөҗҗитидә дилшат ришитниң исми йезилғанлиқини ашкарилиди. улар бу байанатида дунйа уйғур қурултийи рәисликиниң бу мәсилә үстидә җиддий йиғин ечип 2004-йилидин бери мәзкур тәшкилатниң хитай тили байанатчиси болуп ишләп кәлгән дилшатни өз вәзиписидин бошатқанлиқини билдүрди.
дунйа уйғур қурултийи бу байанатта өзиниң бир йетәкчи тәшкилат болуш сүпити билән хитай һөкүмитидин келидиған хәвп-хәтәр вә тәһдитләр үстидин көп қетим агаһландуруш бәргәнлики вә бәзи қарши тәдбирләрни алған болсиму, әмма өзиниң тәшкилий вә малийә җәһәттики мәбләғлириниң кәмликидин бу хил кәң көләмлик вә мурәккәп дөләт һалқиған зийанкәшликләргә тақабил туруш күчиниң аҗизлиқини билдүргән.
2025-йили 10-април