америка президенти трамп башқа дөләтләргә қойған қошумчә таможна беҗини вақтлиқ кечиктүрүп, хитайға қойған таможна беҗини 145% кә чиқарғандин кейин, хитай даирилири америка таварлириға қойулған таможна беҗини 125% кә чиқарғанлиқини илан қилди. америка һөкүмити бу айниң бешида хитай, йавропа иттипақи вә йапонийә қатарлиқ нурғун дөләт вә районларға қошумчә таможна беҗи тәдбирлири елан қилған болуп, 9-април онлиған дөләткә қойулған таможна беҗиниң 90 күн кечиктүрүлидиғанлиқини билдүргән иди.
11-април җүмә күни хитай дөләт кеңиши таможна беҗи комитети америкидин елинидиған таможна беҗиниң %125 кә өстүрүлидиғанлиқини елан қилди. алдинқи күни, тирамп хитайға қойулған таможна беҗини %145 кә өстүридиғанлиқини елан қилған иди.
игилинишичә, хитайниң дунйа сода тәшкилатидики даимий өмики җүмә күни америкиниң таможна беҗи тәдбирлири тоғрисида дунйа сода тәшкилатиға қошумчә әрз сунғанлиқини ейтқан.
трампниң йеңи бир нөвәтлик таможна беҗи қарари
президент трамп дәсләптә февралда хитай мәһсулатлириға 10 пирсәнт таможна беҗи қойған иди. у өткән айда бу баҗни икки һәссә өстүрди. президент трамп 2-апрел күни хитайға 34 пирсәнт таможна беҗи қойған. хитай һөкүмити буниңға җавабән америкаға қарши 34 пирсәнт баҗ елан қилғандин кейин, президент трамп дүшәнбә күни хитайға йәнә 50 пирсәнт баҗ қошуп қойған иди.
америка президенти трамп хитайға 50 пирсәнт баҗ қойғандин кейин, хитай һөкүмити бу мәсилини чирайлиқ сөһбәт билән һәл қилишниң орниға американи сәйшәнбә күни әйибләп, өзиниң бу мәсилә үстидә «ахирғичә җәң қилидиғанлиқини» җакарлиған иди. нәтиҗидә, президент трампниң хитайға 8-апрел чүшкичә бәргән мөһлити өткәндин кейин, американиң хитайға қойған 104 пирсәнт таможна беҗи чаршәнбидин башлап рәсмий күчкә игә болидиған болди.
америка малийә министири скот бесент (Scott Bessent) сәйшәнбә күни хитайниң инкасини әйибләп, «хитай бизгә қарши таможна беҗини өстүрсә бизгә немә зийини? биз улар бизгә експорт қилған мәһсулатлириниң бәштин бирини експорт қилимиз. шуңа уларниң уттурғини уттурған» дегән. министир бесентниң билдүрүшичә, америка президенти трамп бу айниң бешида 180 дин артуқ дөләтләргә охшимиған шәкилдә таможна беҗи қойғандин кейин, 75 тин артуқ дөләт ақ сарай билән алақилишип, америка билән бу мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилиш йолини таллиған икән.
игилинишичә, бу дөләтләр йавропа иттипақи дөләтлири болуп, йавропа кеңишиниң президенти урсула вон дер лейен дүшәнбә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида йавропа бирликиниң америка президенти билән таможна беҗи мәсилиси үстидә сөһбәт елип беришқа тәййар икәнликини билдүргән. президент вон дер лейен сөзидә «йавропа һәр заман йахши содилишишқа тәййар» дегән.
австралийә хитайниң иттипақлиқ чақириқини рәт қилди
шуниң билән бир вақитта, хитайниң авистиралийәдә турушлуқ баш әлчиси шйав чйән авистиралийә гезитидә пикир байан қилип мундақ дәп йазған: «йеңи әһвал астида, хитай авистиралийә вә хәлқара җәмийәт билән қол тутушуп ишләшни халайду».
австралийә муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири ричард марлес (Richard Marles) тирампниң таможна беҗи вә иқтисади ениқсизлиқ алдида хитайниң иттипақлиқ чақириқини рәт қилип, америкиниң иттипақдиши болуш сүпити билән авистиралийә «хитай билән ортақ алдинқи сәп шәкилләндүрмәйду» дәп җакарлиди.
шуниң билән бир вақитта у йәнә «биз америка билән хитай оттурисидики сода урушини көрүшни халимаймиз, әмма бизниң диққитимиз әмәлийәттә содиниң көп хиллишишини ишқа ашуруш» деди.
2025-йили 12-април