мустафа дәстиҗи: шәрқий түркистанда зулум ахирлашқучә хитай маллириға 100 пирсәнт баҗ қойулуши керәк

түркийә бүйүк бирлик партийисиниң рәиси мустафа дәстиҗи түркийә билән хитай арисидики сода тәңпуңсизлиқи һәққидә тохтилип, шәрқий түркистандики зулум ахирлашқучә хитайдин импорт қилишни тохтитиш, хитай маллириға аз дегәндиму 100% баҗ қойуш һәққидә чақириқ қилди.

мустафа дәстиҗи әпәнди 9-апрел өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай билән түркийәниң сода тәңпуңсизлиқи һәққидә тохтилип, түркийәниң хитайдин 44 милйард долларлиқ тавар импорт қилидиғанлиқини, әмма хитайға пәқәт 3 йерим милйард долларлиқ тавар експорт қилидиғанлиқини, қизил рәқәмниң дәл бу зор тәңпуңсизлиқтин келип чиқидиғанлиқини байан қилди.

мустафа дәстиҗи бу чақириқини X һесабидиму һәмбәһирлигән болуп, бу һәқтә хитайдин импорт қилиниватқан мәһсулатларни әмәлийәттә түркийәниңму ишләпчиқиралайдиғанлиқини йаки башқа дөләтләрдин импорт қилалайдиғанлиқини тәкитләп, шәрқий түркистандики зулум ахирлашмиғучә, алақидар импортни тохтитиш керәкликини, барлиқ хитай маллириға кәм дегәндә %100 қошумчә таможна беҗи қойуш керәкликини оттуриға қойған. 

у мундақ дегән: «биз хитайдин тәхминән 44 милйард доллар импорт қилимиз, пәқәт 3 милйард 500 милйон доллар експорт қилимиз. һазирқи қизил рәқимимизниң һәммиси дегүдәк (40 милйард доллар) бу тәңпуңсизлиқтин келип чиққан. биз хитайдин нефит, тәбиий газ йаки ток сетивалмаймиз. биз хитайдин сетивалған барлиқ малларни дөлитимиздә ишләпчиқиралаймиз йаки башқа җайлардин сетивалалаймиз. хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулуми ахирлашқучә, импортни тохтитиш вә хитай маллириға кәм дегәндә 100 пирсәнт қошумчә баҗ елиш керәк.»

мустафа дәстиҗи илгириму шәрқий түркистан үчүн, уйғурлар үчүн көп қетим аваз чиқарған болуп, хитай шәрқий түркистанда ишғал, зулум, қәтлиам вә ирқий қирғинчилиқни давамлаштуруватқан бир вәзийәттә, буларни тохтитиш үчүн «зөрүр болса, урушму қилимиз» дегән ибариләрни кәскин оттуриға қойғаниди.

2025-йили 13-април