қанниң қәдри, җанниң һөрмити: китапқа бешини қойуп җан үзүш

( сүрийәдики уйғурлар һәққидә өткән айда «зимистан» җорнилида чиққан мушу тимидики мақалиниң уйғурчиси)
 
 
сүрийә йеңи һөкүмити йеқинда сүрийәдики шәрқи түркистанлиқларниң пәрзәнтлирини башланғучтин онверситиға қәдәр һәқсиз оқутидиғанлиқи һәққидә қарар елан қилди. мәнчә бу, чәтәлләрдә уйғурлар еришкән әң чоң имтийаздур. бу имтийаз , нимә үчүн уйғур қирғинчилиқини тонуған ғәрп әллиридә, уйғурлар билән қан-қериндашлиқи болған түрк дөләтлиридә әмәс, әрәп дөлити сүрийәдә берилди?
бу соал, сүрийәдики музикант достум қасимҗан билән түнүгүнки телипон сөһбитимиздики муну тәпсилатни есимға салди :
--- уруш мәйданида сениң қучиқиңда җан үзгән, шу хелил дегән балиниң есимдин чиқмайдиған бир иши бар дәватқантиң , нимә ишти шу?
--- у бала билән сүрийәгә охшаш күндә чиградин кирдуқ. тәләп бойичә қолимизда артуқ йүк-тақа болмаслиқи керәк иди, әткәс йол билән кириватқан болғачқа. хелил у күни лиқ китап қачиланған бир чамиданни қолиға еливапту. йолимизниң ой-чоңқурлири сәвәплик кийимимиздики бир тал түгмиму еғирлиқини һес қилдурушқа башлиди.башқилиримиз йол бойи нәрсә -керәклиримизни ташлап маңдуқ, әмма хелил у чамданини ташлимиди.
ахирқи җүмлини аңлап хийалға кәттим: немә китапларду у, ваз кечәлмигүдәк? бәлким, өзи бәкла йахши көргән бирәр илимниң китаплиридур, бәлким урштин кейин аилисини беқишқа әсқатидиған бирәр һүнәр-кәсипниң рисалисидур; бәлким, җәң мәйданида дүшмәнгә қарши алға илгирилитидиған, арқисиға даҗитмайдиған җәсур роһ ата қилғучи муқәддәс китап шәрһилиридур.
мәзмуни нимә болушидин қәтхнәзәр шуси ениқки , бу китаплар һиҗрәт йолидики бир уйғурниң арзу арманлириниң әйникидур.
--- биз алдинқи сәптә бир нәччә рәт биллә нөвәттә турдуқ, шу чағдиму йенидин китап айрилмайтти. кейин уқсам бу бала үрүмчидә онверситтин һәйдәлгәнкән, йурти атушқа қайтип дин оқуватса устази тутулуп кетипту. шуниңдин кейин һиҗрәт йолини таллапту...
мән мәзкур китаплар һәққидә йәнә ойландим: бәлким бу китаплар әнә шу тутулуп кәткән нөвәттә түрмидә җаза өтәватқан диний устази униңға мутләқ оқуши керәкликини тапилиған әңгүштәр китаплардур; бәлким , онверситидики милләтпәвәр устази йенидин айримслиқини тәвсийә қилған йол көрсәткүч китаплардур.
бу нуқтидин, бу китаплар , хелилниң илимгә қанмиған арузлириниң йалдамиси, устазлири аманәт сүпитидә қолиға тутқузған һидайәт вә азатлиқ йоли мәшлидур !
хелил мениң қәлбимдә җәңгаһта, бешини китап қачиланған бир йешиккә қойуп туруп дунйа билән видалашқан бир җәңчи сүпитидә қепқалди.
бәлким сүрийә маарип министиридикиләр хелил вә сәпдашлириниң мушу хил кәчмишлирини өз еғизлиридин аңлиди вә бәлким тәкшүрүп тәтқиқ қилди. демәк, мәзкур қарар уларниң уйғур вәзийитини толуқ чүшәнгәнликиниң мәһсулидур, бәлким өзлириму диктатор бир реҗимниң 50 йиллиқ қурбанлири сүпитидә мәзлумниң дәртлирини һиес қилалиғнлқиниң нәтиҗисидур.
мән қасимҗандин сорудум:
--- мәрһумниң йәрлики нәдә?
--- идлиптики уйғур мазарлиқида
америкиниң " ташқи сийасәт" җорнилиниң сүрийәдики уйғурларға аит елан қилған өткән һәптидики бир мақалисида сүрийәдики урушта өлгән уйғурларниң 1100 әтрапида икәнлики йезилди.
бу нуқтидин, бәлким сүрийәниң мәзкур қарари қени вә тени әнә шу сүрийә тупрақлириға сиңип кәткән миңңларчә уйғур җәңчи сәпдашлириға бериватқан бир һөрмәт саламиниң ипадисидур!
достум қасимҗан нөвәттә сүрийидә онверсит йешидики уйғурлардин 400 йүзчә бала барлиқини ейтти; америка «ташқи сийасәт» җорнилидиму нөвәттә нверсетта оқуватқан йүзләрчә уйғур оқуғучи барлиқи йезилди.
демәк сүрийәниң мәзкур қарари йалғуз шеһитләргә һөрмәтниңла әмәс, уруштин кейин , олҗини, төлигән бәдәлләргә қарап бөлүшүштәк адил бир һәрбий тәқсиматниң нәтиҗисдур.
2020 ‏-йили күздә, мениң сүрийәдики уйғурлниң түркийәдики үч вәкили билән достанә бир сөһбәт пурситим болуп қалди. у күни улардин сорудум:
--- афғанистанда уруш қилдиңлар талибандин йардәм кәлмиди, сүрийдиикиләрдин келәрму?
сәйпулла һаҗим җавап бәрди:
һәр иккила йәргә бизни бирлири бурнумимиздин йетиләп йаки дүмбимиздин иттирип апармиди; етиқадимиз вә ғайимиз елип барди. афғанистанни қойуп сүрийәнң гепигә келәйли: әрәп сәпдашлиримиз билән сөһбәтлишишитуқ, биллә олтуруп биллә қопуштуқ, биз уларниң әхлақиға иманиға, виҗданиға ишәндуқ, аримизда беришкән вәдилиримиз, ичишкән қәсәмлиримиз бар . әлвәттә уларму инсан , шуңа бу ишта алди билән аллаға тәвәккүл қилдуқ!...
мәлумки мәзкур қарар уруш алдида берилгән вәдә , ичилгән қәсәмләрниң җраси, аллаға тәвәккүлниң мивиси!!!! сүрийәдә төкүлгән уйғур қениниң қиммити, җениниң һөрмити!
әлвәттә сүрийәдики уйғурлар мәсилисидә « бир икки генирал чиқип қалғанға нмә бопту» мәнтиқисидики нәзири үстүнләр сүрийәдики бу һәқсиз оқуш пурситиниму чоң билип кәтмәслики ; төләнгән бәдәлләрниң чоңлуқини пәш қилип бу уруш олҗисиниң қиммитигә көз йумувелиши мүмкин. бу нуқтида америка « ташқи сийасәт» җорнилида дейилгән муну җүмлиләрни қистуруп өтимән:
« бу (сүрийәдики) уйғурлар ( шәрқи түркистан ) давасида муһаҗирәттики уйғурлар ичидики әң ғалиплиридур. »
кәмчилликлкримизни көрүш , тартиватқан зийанлиримизни санаш қанчә муһим болса, артуқчиличқлиримизни көрүш, утуқлиримизни муәййәнлүштүрүшму шунчә муһимдур; хаинларни тонуш қанчә зөрүр болса қәһриманлиримизни тонуш вә уларға дуа қилишму миң һәссә үстүнлүктә зөрүрдур!!!!