хитайниң муавин баш министири хе лифең 2025-йили 17-апрел бейҗиңда Nvidia ниң баш иҗраийә әмәлдари җенсен хуаң билән көрүшкән.
америка авам палатасини хитай ишлири пәвқуладдә комитети хитай коммунистик партийисини сүний әқил системиси вә биологийәлик өлчәш арқилиқ уйғурларни назарәт қилиш үчүн бәзилири америкидин кәлгән илғар өзәкләрни ишләткән дәп әйиблиди.
бу комитет 4-айниң 18-күни елан қилған байанатида, чирай тонуш техникиси, көзитиш камералири вә биологийәлик из қоғлашниң шәрқий түркистандики шәхсләрни назарәт қилиш үчүн ишлитиливатқанлиқини, бу районда болса «сақал қойуш» йаки «WhatsApp ишлитиш» қатарлиқ аддий һәрикәтләрниң гуманлиқ дәп қаралғанлиқини оттуриға қойди.
4-айниң 16-күни елан қилинған тәпсилий доклатта америка өзәк ишләпчиқарғучиси Nvidia ниң бу системини қозғитишта рол ойниғанлиқи оттуриға қойулған. бу комитетниң тонуштурушичә, 60 миңдин артуқ Nvidia өзики хитайиң сүний әқил (AI) параңлишиш детали DeepSeek ни тәрәққий қилдурушқа ишлитилгән. ширкәтниң баш иҗраийә әмәлдари җенсен хуаң (Jensen Huang) болса 2023-йили өктәбирдә йолға қойулған америкиниң експорт чәклимисини айлинип өтүш үчүн хитайға мәхсус өзәк лайиһилигән дәп әйибләнгән.
комитет рәиси җон моленар (John Moolenaar) мундақ деди:
«бу қорал америкилиқларға җасуслуқ қилиш, техникимизни оғрилаш вә америка қанунини ағдуруш үчүн ишлитилгән».
доклатта төт муһим байқаш гәвдиләндүрүлди:
тәкшүрүш: хәвәр қилинишичә, DeepSeek ниң %85 тин артуқ нәтиҗиси CCP байанлири билән маслаштурулған болуп, демократийә, кишилик һоқуқ, тәйвән вә хоңкоң қатарлиқ темиларни бастуруп кәлгән.
CCP бағлиниши: бу супа идийә җәһәттин ши җинпиң тәпәккури билән маслашқан ширкәт тәрипидин башқурулиду.
мәхпийәтликкә дәхли-тәруз қилиш: DeepSeek ниң ByteDance, теңшүн, бәйду вә хитай көчмә хәвәрлишиши қатарлиқ ширкәтләр билән ул әслиһә ортақлишидиғанлиқи оттуриға қойулған болуп, буларниң һәммисидә дөләт маслашқан санлиқ мәлумат топлаш хатириси бар.
Nvidia ниң роли: өзәк 2023-йили өктәбирдин кейин лайиһәләнгән болуп, назарәт қилип башқуруш йочуқидин пайдилинип, хитайниң сүний әқил тәрәққийатиға йардәм бериду дейилгән.
трамп һөкүмити DeepSeek ни чәкләш салмиқини еғирлаштурди
«нйу-йорк вақит гезити» ниң йеқинқи доклатиға қариғанда, трамп һөкүмити дөләт бихәтәрлик хәвипи асасида америкида DeepSeek ни чәкләшни пиланлаватиду. даириләр йәнә ширкәтниң америка ишләпчиқарған техникиларға, болупму Nvidia өзикигә еришишини чәкләшни ойлишиватиду.
Nvidia ниң баш иҗраийә әмәлдари сода җиддийлики ичидә хитай әмәлдарлири билән көрүшти
Nvidia ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари җенсен хуаң җиддийликни пәсәйтиш үчүн йеқинда хитайға берип, муавин баш министир хе лифең қатарлиқ йуқири дәриҗилик әмәлдарлар билән көрүшти. вашингитонниң Nvidia ниң H20 сүний әқил өзикини чәклигәнликигә қаримай, бу ширкәткә 5 милйард 500 милйон доллар мәбләғ салған болуп, хуаң хитай базириға болған садақәтмәнликини қайта тәкитлиди.
җенсен хуаң хитай хәлқара содини илгири сүрүш кеңишиниң рәиси рен хоңбин билән сөһбәтләшкәндә, нивидийәниң америка-хитай сода җиддий вәзийитиниң иқтисадий тәсиригә қаримастин хитай ширкәтлири билән давамлиқ алақә қилидиғанлиқини елан қилди.
2025-йили 19-април