баңкок почтиси: уйғур мәсилиси тайланд-америка сода сөһбитигә көләңгә чүшүрди

тайланд билән америка арисида өткүзүлидиған сода сөһбити вәкилләр өмикидә бәзи министирларниң йоқлуқи диққәт тартти. тайланд муавин баш министири вә мудапийә министири фумтам өзиниң америкиниң қара тизимликигә киргәнликини рәт қилди һәмдә өзиниң вашингтонда болушиниң һаҗити йоқлиқини ейтти.

«баңкок почтиси» гезитиниң 23-апрелдики хәвиригә қариғанда, тайланд дөләт мудапиә министири фумтам вечайачай америкиниң униңға виза имбаргоси йүргүзгәнлики тоғрисидики «миш-миш параңларни» рәт қилған. бу әйибләшләр тайланд һөкүмитиниң 40 уйғурни хитайға қайтуруп берип, хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә учриғандин кейин оттуриға чиққан.

игилинишичә, фумтам мухбирларниң малийә министири пичай чунхаваҗира башчилиқидики тайланд вәкилләр өмики тәрипидин вашингтонда өткүзүлмәкчи болған сода сөһбитигә немишқа бир қисим муһим министирларниң қатнашмиғанлиқи тоғрисидики соаллириға дуч кәлгән.

сөһбәтниң чаршәнбә күни башлиниши күтүлгән болсиму, әмма тайланд баш министири пейтоңтарн шинаватра өзлириниң америка һәл қилмақчи болған «бәзи мәсилиләр» үстидә ишләватқанлиқи үчүн кечиктүрүлгәнликини, йеңи вақитниң техи бекитилмигәнликини билдүргән.

фумтам тайланд бихәтәрлик хадимлириниң америкиға баридиған вәкилләр өмикидә әмәсликини етирап қилған. лекин у, әгәр бихәтәрликкә мунасивәтлик тәклип-пикирләр болса, буларни униңға йоллиса болидиғанлиқини вә униң җисманий мәвҗутлуқиниң һаҗити йоқлиқини ейтқан.

уйғурларниң қайтурулуши хәлқараниң наразилиқини қозғиди

2-айниң 27-күни 40 уйғур әрниң тайландтин хитай даирилиригә тапшуруп берилиши хәлқарада зор ғулғула қозғиди. бу уйғурлардин 11 йилдин буйан тайландта тутуп турулуватқан иди.

америка ташқий ишлар министирлиқи байанат илан қилип тайланд һөкүмитини әйиблигән вә бир қисим тайланд әмәлдарлириға уйғурларни чеградин қоғлап чиқириштики роли үчүн җаза йүргүзгәнликини елан қилған иди. лекин, бу кишиләрниң исми ашкариланмиди.

сода сөһбити кечиктүрүлди, өктичиләр һөкүмәткә соал қойди

фумтам сөһбәтниң кечиктүрүлгәнликини төвән мөлчәрләп мундақ деди: «һәқиқий муһим болғини һөкүмәтниң бу сөһбәткә толуқ тәййарлиқ қилиши». өктичи хәлқ партийисиниң рәһбири наттафоң руңпәнйавут һөкүмәтни йеңи сода беҗиниң тәсиригә учрайдиған карханиларни қоллаш пиланини елан қилишқа чақирди.

уйғурларниң хитайға қайтурулушиниң америка билән болған сода сөһбитигә тәсир көрситәмду-йоқ? дегән соалға қарита, руңпәнйавут бу мәсилииниң сәзгүрлүки һәққидә һөкүмәтни бурун агаһландурғанлиқини билдүрди.

2025-йили 24-април