трамп: зеленский тинчлиқ үчүн қиримдин ваз кечишкә тәййар

папа фирансисниң дәпнә мурасими мунасивити билән ватиканға барған украина президенти володимир зеленский  америка президенти доналд трамп билән көрүшти, 2025-йили 26-апрел.

америка президенти доналд трамп йәкшәнбә күни украина президенти володимир зеленскийниң русийә билән болған тинчлиқ келишиминиң бәдили сүпитидә қиримдин ваз кечишкә тәййар икәнликини оттуриға қойди. америка ташқи ишлар министири рубио шу күни мундақ деди: «әгәр росийә билән украина сөһбәттә илгириләш һасил қилмиса, трамп һөкүмити мурәссә қилиш тиришчанлиқидин ваз кечиши мумкин».

америка президенти трамп 27-апрел йәкшәнбә күни росийәни украинаға қаратқан һуҗумлирини тохтитишқа чақирди вә украина президенти володимир зеленскийниң русийә билән болған тинчлиқ келишиминиң бәдили сүпитидә қиримдин ваз кечишкә тәййар икәнликини оттуриға қойди.

ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тирамп йәкшәнбә күни йеңи җерсий шитатида мухбирларға қилған сөзидә, росийәниң украинаға қаратқан һуҗумидин үмидсизләнгәнликини вә шәнбә күни ватиканда зеленский билән йүзмуйүз көрүшүшиниң оңушлуқ болғанлиқини ейтти.

зеленскийниң кәлгүсидики тинчлиқ келишимидә 2014-йили русийә қошувалған қара деңиз йерим арили қиримдин ваз кечишкә тәййар йаки әмәслики соралғанда, тирамп мундақ җаваб бәрди: «һә, мениңчә шундақ. қараңлар, қирим мәсилсии 12 йил бурун иди».

трамп арқидин қиримниң йутивелинишини өзидин бурунқи демократчи президентлар барак обама вә җов байдинға артип, уларни росийәниң қиримни «урушмай» игиливелишиға йол қойди дәп әйиблиди.

у мундақ деди: «шуңа мән билән қирим тоғрисида параңлашмаң, берип обама вә байдин билән қирим тоғрисида параңлишиң. есиңиздә тутуң, бу байдинниң уруши, трампниң уруши әмәс. мән бу мәсилини һәл қилмақчи болуватимән. мәсилә бәк көп адәм өлүватиду».

рубио: тирамп мурәссәдин ваз кечиши мумкин

америкиниң украина урушини ахирлаштуруш тәклипи росийәниң қиримни контрол қилғанлиқини рәсмий етирап қилишни өз ичигә алиду, шуниң билән бир вақитта росийәниң украинаниң башқа җайлириға болған контроллуқиниму етирап қилиду. буниңға селиштурғанда, йавропа вә украина оттуриға қойған тәклипләр территорийәлик мәсилиләрниң уруш тохтитилғандин кейин музакирә қилинишини тәләп қилиду.

америка ташқий ишлар министири рубио шу күни NBC ниң «ахбарат билән көрүшүш» программисиниң зийаритини қобул қилғанда мундақ деди: «әгәр росийә билән украина сөһбәттә илгириләш һасил қилмиса, трамп һөкүмити мурәссә қилиш тиришчанлиқидин ваз кечиши мумкин».

рубио мундақ деди: «биз балдуррақ келишим һасил қилишимиз керәк. әгәр ахирида келишим һасил болмиса, биз буниңға давамлиқ вақит вә байлиқларни аҗриталмаймиз».

у йәнә: «әмма биз келишим һасил болушини үмид қилимиз. үмидвар болушниң сәвәби бар, әмма биз чоқум әмәлийәтчил болушимиз керәк, биз йеқин, әмма йетәрлик йеқин әмәс» деди.

тирамп билән зеленский шәнбә күни папа фирансисниң дәпнә мурасимиға қатнишиштин бурун ватикандики бир черкавда сөһбәт елип берип, қатмал һаләткә чүшүп қалған украина тинчлиқ сөһбитини қутулдурмақчи болған иди. бу икки рәһбәрниң 2-айда ақсарайда кәскин муназириләшкәндин кейин тунҗи қетим көрүшүши болди.

зеленски: хәлқара җәмийәт росийәгә йетәрлик бесим ишләтмиди

трамп билән зеленский көрүшкәндин кейин, тирамп иҗтимаий алақә торида росийә президенти виладимир путинни тәнқидләп, росийәниң пуқралар райониға башқурулидиған бомба қойуп беришидә «һечқандақ сәвәб йоқ» деди.

росийә ташқи ишлар министири сергей лавроф йәкшәнбә күни қойулған CBS ниң «дөләткә йүзлиниш» программисида, росийәниң украина армийиси ишләткән нишанларға давамлиқ зәрбә беридиғанлиқини ейтти.

лавроф зийарәтни қобул қилғанда йәнә росийәниң америка оттуриға қойған 30 күнлүк омумйүзлүк уруш тохтитиш келишимигә техи қошулмиғанлиқини ейтти. украина тәрәп бу келишимни қобул қилғанлиқини билдүргән иди.

зеленский телеграмма учур суписида униң йуқири дәриҗилик һәрбий қоманданлириниң росийәниң йәкшәнбә күни 70 кә йеқин һуҗум қилғанлиқини хәвәр қилғанлиқини ейтти.

зеленский мундақ дәп йазди: «алдинқи сәптики вәзийәт вә росийә армийисиниң әмәлий һәрикити шуни испатлайдуки, хәлқараниң росийәгә чүшүргән бесими бу урушни ахирлаштурушта йәнила йетәрлик әмәс».

трамп һөкүмитиниң уруш тохтитиш пиланиға қарши инкаслар

украина вә йавропа әмәлдарлири америка оттуриға қойған урушни ахирлаштуруш тәклипигә қарши туридиғанлиқини билдүрди.

германийә дөләт мудапиә министири борис писториус йәкшәнбә күни украинаниң америкиниң тәклипигә қошулмаслиқи керәкликини, чүнки уруш тохтитиш бәдилигә бәк көп земин беридиғанлиқини ейтти.

трампниң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси майк валтиз президентниң путин вә зеленскийдин «үмидсизләнгәнликини», әмма келишимни илгири сүрүштә чиң туридиғанлиқини ейтти. валтз йәнә америка билән украинаниң аз учрайдиған минерал маддилар тоғрисида келишим һасил қилидиғанлиқини ейтти.

америка кеңәш палатаси аз санлиқлар рәһбири чак шумер йәкшәнбә күни тирампниң «путинға тәслим болуши» дин әнсирәйдиғанлиқини ейтти.

шумер мундақ деди: «украина шунчә көп қурбанлиқ бәргән вә бәдәл төлигән, һәмдә пүткүл ғәрб дунйаси путинға қарши иттипақлашқандин кейин, украинадин ваз кечиш бир әхлақий паҗиә болиду».

2025-йили 28-април