уйғур һәрикити тәшкилатиниң қурғучиси вә иҗраийә директори рошән аббасниң өз шәхсий қисмити һәмдә хитайға қарши паалийәтлири байан қилинған «сунмас: бир уйғурниң әркинлик күриши» намлиқ әслимә китаби 10-ийун күни оқурмәнләр билән йүз көрүшиду.
рошән аббас ханим уйғур хәлқиниң һәқ-һоқуқлири үчүн хәлқарада күрәш қиливатқан тонулған затлардин бири. униң ейтишичә, «оптимум хәлқара нәшрийати» тәрипидин нәшр қилинған бу китаб, өзиниң шәхсий тәҗрибилиригә гуваһнамә болуш билән тәң пүтүн дөләтләр вә пуқралирини һәрикәткә чақиридиған сийасий хитабнамә сүпитидә йезилған.
рошән аббас ханим нәшир қилиниш алдида турған китаби һәққидә «әркин асийа радийоси» уйғур бөлүминиң зийаритини қобул қилған болуп, зийарәт хатериси ингилиз тилида нәшир қилинған. төвәндикиси бу сөһбәттин бир үзүндә.
әркин асийа радийоси: сиз тәкитлигән муһим темилардин бири дөләт һалқиған бастуруш. хитайниң өз чегрисидин һалқип, сизниң үниңизни өчүрүш урунушлирини қандақ һес қилдиңиз?
рошән аббас: мән изчил түрдә қорқутуш, һуҗум, өлүм тәһдити вә тордики қарилашларға учрап кәлдим. лекин дөләт һалқиған бастурушниң әң еғир мисали һәдәмниң әһвали. һәдәм доктор гүлшән аббас пенсийәгә чиққан дохтур иди. мән америка гираждани болуп, бу йәрдә әркин сөзлигәнликим үчүн, хитай һөкүмити өч елип һәдәмни йалған җинайәт билән түрмигә ташлиди. мән 36 йилдин бери чәтәлдә йашаватқан болсамму, улар йәнила һәдәмни түрмидә тутуп, мени җимиқтурушқа урунуп кәлмәктә. шуңа, хитайниң мени тиндуруш урунушлири ичидә әң азаблиқ мисал мана шу. әмма улар наһайити зор хаталиқ өткүзди. уларниң сиңлимни давамлиқ гөрөгә елип туруши маңа техиму қәтий күрәш қилиш үчүн күч берипла қалмай, бәлки хәлқаралиқ сәһнә вә йиғинларда сөзләш пурсити бәрди. чүнки мән тоқулма әйиб билән түрмидә йатқан бириниң сиңлиси. шуңлашқа, хитай һөкүмитиниң бу һийлиси нәтиҗә бәрмәстин, әксичә маңа техиму көп сөзләш имканийити йаритип бәрди.
«сунмас бир уйғурниң әркинлик йолидики көриши» һәққидә нәшрийатниң байанлири
«сунмас: бир уйғурниң әркинлик йолидики көриши» намлиқ китабниң нәшир қилиниши мунасивети билән, нәшрийат тәрипидин елан қилинған бирқисим беғишлимилар:
«бу китаб ирқий қирғинчилиқ, чигра һалқиған бастуруш, назарәт, мустәбитлик вә әркин дунйаниң келичики үчүн пүтүн йәршариға берилгән агаһландуруш чақириқидур!»
«<сунмас: бир уйғурниң әркинлик йолидики көриши> болса рушән аббасниң җиддий вә тәсирлик әслимисидур. рушән аббас уйғурларниң пүтүн дунйадики әң мәшһур авазлириниң бири, шундақла у икки қетимлиқ нобел теничлиқ мукапатиниң намзати болған уйғур һәрикити тәшкилатиниң қурғучиси вә иҗраийә рәиси. мәзкур китаб Optimum Publishing International нәшрийати тәрипидин 2025-йили 6-айниң 10-күни америка вә канадада тарқитилиду.»
«китабта рушән аббасниң шәхсий кәчүрмишлири билән җиддий сийасий һайати бир гәвдигә айланған һалда, хитайниң җаза лагирлири, назарәт системиси, мәҗбурий туғут чәкләш, қуллуқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқи қатарлиқ вастилар арқилиқ йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқиниң маһийити ечип берилгән. у йәнә атисиниң техи нәшир қилинмиған әслимисини ортақлишип, мав зедоңниң мәдәнийәт зор инқилабини уйғурларниң нәзиридин йорутуп бәргән.»
2025-йили 29-април