пакистанниң уйғур сийасити: дөләт мәнпәәти билән кишилик һоқуқ оттурисидики тәңқислиқ

пакистанниң ташқи сийасити, райондики хәвпсизлик тәһдитлири, иқтисадий беқиндилиқ вә мусулман дунйасида йетәкчи болуш арзуси қатарлиқ мурәккәп һәм зиддийәтлик амиллар арисида тәңпуңлуқ сақлаш йолидики бир күрәштур. бу тәңлиминиң мәркизидә, хитай билән барғансери чоңқурлишиватқан истратегийәлик иттипақи йатиду, болупму хитай-пакистан иқтисадий каридори (CPEC), хитайниң «бир бәлбағ бир йол» тәшәббусиниң байрақдар түри сүпитидә бу мунасивәтни техиму мустәһкәмлиди. шуниң билән бир вақитта, бу иттипақ пакистанниң шәрқий түркистандики уйғур киризисигә тутқан позитсийәсини шәкилләндүрди. шәрқий түркистанда уйғурларға қарита елип бериливатқан омумйүзлүк тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәк, дин вә мәдәнийәтни йоқитиш вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин системилиқ хатириләнди вә әйибләнди. кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғанда, пакистанниң бу киризисқа қарита сүкүт қилиши, һәтта бәзидә актип һәмкарлишиши пәқәт геополитикилиқ мәнпәәтпәрәстлик болупла қалмай, бәлки чоңқур әхлақий вә инсаний мәһрумлуқ дәп қарилиши керәк. болупму, пакистанниң һиндистан билән давамлишиватқан хәвпсизлик мәсилилири вә бу сәвәбтин хитайға болған беқиндилиқи, уйғур мәсилисидә хитай сийасәтлирини қоллишиниң асаслиқ сәвәби сүпитидә оттуриға чиқмақта. буниңдин сирт, пакистанлиқ йотуберларниң бәс бәстә хитайниң шәрқий түркистан сийасәтлирини ақлаш мусабиқисигә кириши, дөләтниң бу сүкүтиниң җамаәт пикрини шәкилләндүрүш йоли билән қандақ дәстәклиниватқанлиқини ашкарилап бериду. бу анализ, пакистанниң уйғур сийаситини тарихий нуқтидин қолға елип, һиндистан амили вә иҗтимаий таратқу пиропагандисиниң (тәшвиқатиниң) тәсирини тәкитләйду, сийасәтниң инсаний, ички, районлуқ вә йәршариви қатламлирини тәкшүриду вә пакистанниң дөләт мәнпәәти билән кишилик һоқуқ оттурисидики тәңқислиқи һәққидә соал оттуриға қойиду.

тарихий арқа көрүнүш: хитайни қоллайдиған сийасәтниң йилтизи вә зийаﺋулһәқ

пакистанниң хитай билән болған мунасивити 1960-йилларда башланған истратегийәлик иттипақ сүпитидә шәкилләнгән иди. соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә, һиндистан билән болған риқабәт, болупму кәшмир мәсилиси вә чегра тоқунушлири пакистанни хитай билән йеқинлишишқа үндигән. хитай, һиндистанға қарши тәңпуңлаштуруш амили сүпитидә пакистанға һәрбий вә дипломатик йардәм бәргән, бу икки дөләт оттурисидики беқиндилиқни күчәйткән. әмма, уйғур мәсилисигә қаратқан сийасити, 1977-1988-йиллири арисида пакистанни башқурған сабиқ пирезидент зийаﺋулһәқ дәврини һесабқа алмиғанда, асасән хитайниң мәнпәәтигә уйғун бир сизиқта давамлашқан. зийаﺋулһәқ дәвридә, пакистан шәрқий түркистандики уйғурларға техиму һесдашлиқ позитсийәсидә болған, бир қисим уйғур мусапирлириға панаһлиқ бәргән вә хитайниң райондики сийасәтлиригә мөтидил тәнқидләрни оттуриға қойған. бу дәвр, пакистанниң ислам дунйасида йетәкчи болуш арзусини күчәйтиш тиришчанлиқи, афғанистандики совет ишғалийитигә қарши күрәш вә соғуқ мунасивәтләр урушиниң һәрикәтләндүргүч күчлири билән шәкилләнгән.

зийаﺋулһәқ дәврини һесабқа алмиғанда, пакистанниң уйғур сийасити истратегийәлик сүкүт вә хитайни қоллаш билән характерләнгән. 1990-йиллардин башлап, хитайниң йәршариви иқтисадий вә һәрбий күчиниң ешиши, пакистанниң бу иттипаққа болған беқиндилиқини техиму ашурди. 2015-йили башланған  пакистан иқтисадий каридори, 62 милйард долларлиқ селинма билән пакистанниң ул муәссәсә қурулушлири, енергийә вә қатнаш саһәлирини өзгәртип, хитайни пакистанниң әң муһим иттипақдиши һалитигә кәлтүрди. бу иқтисадий беқиндилиқ, һиндистан билән давамлишиватқан хәвпсизлик мәсилилири билән бирлишип, пакистанниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарита тәнқидий позитсийәдә болушини асасән мумкинсиз һалға кәлтүрди. һиндистанниң район характерлик күч сүпитидә қәд көтүрүши вә кәшмирдики җиддийчиликләр, пакистанни хитайниң һәрбий вә дипломатик йардимигә техиму моһтаҗ қилди. мәсилән: хитай б д т хәвпсизлик кеңишидә кәшмир мәсилисидә пакистанниң мәйданини қоллап, һиндистанға қарши бир тәңпуңлаштурғуч амил болуп кәлди. бу нуқтида, хитайниң уйғур сийасәтлирини тәнқид қилиш, пакистан үчүн пәқәт иқтисадий җәһәттинла әмәс, бәлки хәвпсизлик җәһәттинму истратегийәлик бир хәтәр һесаблиниду.

пакистанниң хитайни йақлайдиған позитсийәси рәсмий байанатлардиму ениқ көрүнмәктә. 2019-йили бир пакистанлиқ дипломат шәрқий түркистанда диний йаки мәдәнийәт зулми йоқлуқини илгири сүрүп, хитайниң «террорлуққа қарши күрәш» байанини қоллиған. 2021-йили болса, әйни вақиттики баш министир имран хан шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисидики соаллардин өзини қачуруп, хитайға болған ишәнчисини тәкитлигән вә ғәрбниң тәнқидлирини сийасий ғәрәзлик дәп атиған. бу тарихий изчиллиқ, пакистанниң уйғур киризисигә қаратқан сийаситиниң пәқәт иқтисадий мәҗбурийәтләр биләнла әмәс, бәлки һиндистан билән болған хәвпсизлик мәркәзлик геополитикилиқ истратегийәләр биләнму шәкилләнгәнликини көрситип бериду.

кишилик һоқуқ киризиси: уйғур мусапирлири паҗиәси

пакистан, шәрқий түркистандики зулумдин қачқан сани толиму аз, интайин аҗиз бир уйғур мусапирлири топиға саһибханлиқ қилмақта. лекин, кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғанда, бу мусапирлар асасий һоқуқ вә әркинликләрдин мәһрум һалда йашимақта. хитай даирилириниң бесими астида, пакистанлиқ әмәлдарлар уйғурларни назарәт астида тутуш, паракәндә қилиш вә бәзи әһвалларда дөләттин қоғлап чиқармақта. доклатларда, пакистан хәвпсизлик күчлириниң хитай билән ахбарат ортақлишип, уйғур җамаитини көзитиватқанлиқи вә бәзи мусапирларниң хитайға қайтуруп берилгәнлики көрситилгән. бу кишиләр хитайда қийнаш, түрмигә ташлиниш йаки техиму еғир муамилиләргә дуч кәлмәктә.

уйғур мусапирлириниң әһвали, болупму 2023-йили рамизан ейида зор дәриҗидә еғирлашти. хитайниң шәрқий түркистанда роза тутушни чәклигәнлики тоғрисидики хәвәрләр, пакистандики уйғур аилилиригә қилиниватқан назарәт вә тәһдитләрни күчәйтти. қануний салаһийәттин мәһрум нурғун уйғур, олтуруш йаки пуқралиқ салаһийити елишта бийурократик тосалғуларға учримақта, бу уларни дөләттин қоғлап чиқирилиш хәвпигә дучар қилмақта. 2023-йили нойабирда, «әркин асийа радийоси» пакистанлиқ әмәлдарларниң бир қанчә уйғур мусапирни назарәт астиға алғанлиқини хәвәр қилди, бу хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқини қозғиди.

пакистандики уйғурлар, хитайниң узун қолиниң тәсири астида қорқунч ичидә йашимақта. хитай даирилириниң, пакистанлиқ әмәлдарларға уйғурларниң паалийәтлирини көзитиш вә һәрикитини чәкләш тоғрисида бесим қиливатқанлиқи билдүрүлди. дунйа уйғур қурултийи пакистанни «хитайдин қачқан уйғур мусулманлириға бесим ишлитиш» билән әйиблиди вә бу сийасәтләрниң очуқ-ашкара кишилик һоқуқ дәпсәндичилики икәнликини тәкитлиди. кишилик һоқуқ нуқтисидин, пакистанниң бу позитсийәси пәқәт мусапирларға қарита сәл қарашла әмәс, бәлки хитайниң системилиқ бастуруш сийасәтлиригә актип маслишиштәк бир җинайәт шерикчиликидур. бу сийасәтләр, 1951-йилидики мусапирлар келишими, б д т ниң қийнашқа қарши туруш әһдинамиси вә башқа хәлқара кишилик һоқуқ нормилириға хилап болуп, пакистанни кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи орниға чүшүрүп қоймақта.

ички һәрикәтләндүргүч күчләр: ислам иттипақлиқи арзусиниң йимирилиши вә йотубер пропагандиси

мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған бир дөләт болуш сүпити билән пакистан, тарихта кәшмир, пәләстин вә башқа мусулман җамаәтлириниң һәқ-һоқуқлирини қоғдайдиған бир дөләт сүпитидә тонулған. әмма, шәрқий түркистандики уйғур киризисиға қарита сүкүт қилиши, пакистанниң бу арзусиниң чинлиқиға дағ чүшүрди. кишилик һоқуқ нуқтисидин, бу сүкүт, пакистанниң ислам қериндашлиқи пиринсипиға хийанәт қилғанлиқини вә әхлақий чөкүшкә йүз тутқанлиқини көрситиду. мусулманларниң һәқ-һоқуқлири үчүн күрәш қилидиған диний вә җиһадий гуруппиларниңму бу мәсилидә сүкүт қилиши алаһидә диққәтни тартиду. бу гуруппиларниң сүкүт қилиши, дөләтниң қаттиқ контроллуқи, хитайға болған иқтисадий беқиндилиқ вә һиндистан билән болған хәвпсизлик әндишилириниң йаратқан истратегийәлик мәҗбурийәтләр билән чүшәндүрүлүши мумкин.

җамаәт пикри сәвийәсидә, уйғур мәсилисигә болған тонуш чәклик, әмма иҗтимаий таратқу супилири, болупму X (сабиқ тивиттер), бәзи пакистанлиқларниң уйғурларға һесдашлиқ қиливатқанлиқини көрсәтмәктә. мәсилән: шәрқий түркистандики роза чәклимиси қатарлиқ вәқәләр, хәлқ арисида наразилиқ қозғиған, әмма бу наразилиқлар дөләт тәрипидин бастурулған. йәрлик таратқуларниң уйғур киризисиға чәклик орун бериши вә һөкүмәтниң дөләт хәвпсизлики байани җамаәт муназирисини тосуп қойған. әмма, техиму әндишә қиларлиқ бир йүзлиниш шуки, пакистанлиқ йотуберларниң хитайниң шәрқий түркистан сийасәтлирини ақлаш мусабиқисигә киришишидур. бәзи даңлиқ пакистанлиқ мәзмун ишлигүчиләр, хитайниң райондики сийасәтлирини «террорлуққа қарши күрәш» вә «иқтисадий тәрәққийат» дәп чүшәндүргән онларчә видейоларни елан қилди[123]… бу видейолар, хитайниң рәсмий байанини қобул қилип, уйғур түрклиригә қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йа көрмәскә селип йаки қанунлаштуруп көрсәтмәктә. бу мәзмунларниң көпинчиси, хитайниң пакистандики иқтисадий түрлирини махтайдиған тәләппузда болуп, уйғур мәсилисини муназирә қилиштин өзини қачуриду йаки мәсилини хитайниң ички иши дәп көрситиду.

бу йотуберларниң паалийәтлири, кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғанда, пакистанниң җамаәт пикрини шәкилләндүрүш урунушлириниң бир қисми дәп қарилиши мумкин. хитайниң иқтисадий қоллиши йаки дөләтниң илһамландуруши билән ишләнди дәп қаралған бу мәзмунлар, пакистан җәмийитидә хитайға қарита иҗабий бир образ йаритишни мәқсәт қилмақта. лекин, бу тәшвиқат урунушлири кишиләрни уйғурларниң йашаватқан паҗиәсигә көзгә йумушқа елип бариду вә пакистанниң ислам иттипақлиқи арзусини техиму аҗизлитиду. йотуберларниң бу мусабиқиси, шуниң билән бир вақитта пакистандики пикир әркинлики муһитиниң чәклимигә учриғанлиқиниму көрситип бериду, чүнки тәнқидий авазлар боғулуватқан бир пәйттә, хитайни йақлайдиған мәзмунларға йол ечилмақта. кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, бу хил мәзмунларниң пакистан җәмийитидә уйғур киризисиға болған тонушни бастуруватқанлиқини вә һөкүмәтниң әхлақий мәсулийәттин қечишиға йол қойуватқанлиқини билдүрмәктә. бу әһвал, пакистанниң өз пуқралириниң пикир әркинликини чәкләватқанлиқини вә исламий кимликини геополитикилиқ мәнпәәтләр үчүн қурбан қиливатқанлиқини көрситиду. бу зиддийәт, болупму йашлар вә актип паалийәтчиләр арисида һөкүмәткә қарита наразилиқни күчәйтмәктә, буму узун муддәттә ички муқимсизлиққа йол ечиши мумкин.

районлуқ вә йәршариви мунасивәтләр: һиндистан амили вә кишилик һоқуқ нормилири билән тоқунуш

пакистанниң уйғур сийасити, районлуқ вә йәршариви геополитикилиқ һәрикәтләндүргүч күчләр билән зич мунасивәтлик. һиндистан билән давамлишиватқан риқабәт, болупму кәшмир мәсилиси вә чегра тоқунушлири, пакистанниң ташқи сийаситини шәкилләндүридиған асаслиқ амиллардур. һиндистанниң район характерлик күч сүпитидә қәд көтүрүши, пакистанни хитайниң һәрбий, иқтисадий вә дипломатик йардимигә техиму беқинди һалға кәлтүрди. пакистан иқтисадий каридори, пәқәт иқтисадий бир түрла әмәс, шуниң билән бир вақитта һиндистанға қарши истратегийәлик бир тәңпуңлаштуруш амили дәпму қаралмақта. хитайниң б д т хәвпсизлик кеңишидә кәшмир мәсилисидә пакистанни қоллиши вә һиндистанға қарши дипломатик бир қалқан билән тәминлиши, бу иттипақниң хәвпсизлик қатлимини күчәйтти. бу даиридә, хитайниң шәрқий түркистандики уйғур сийасәтлирини тәнқид қилиш, пакистан үчүн пәқәт иқтисадий җәһәттинла әмәс, бәлки һиндистанға қарши һайатий муһим бир иттипақдишидин айрилип қелиш хәвпиниму туғдуриду.

мусулман дунйасида, пакистанниң сүкүти, ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ супилардиму әкс әтмәктә.ислам һәмкарлиқ тәшкилати шәрқий түркистан мәсилисидә пәқәт мөтидил байанатларни берип, хитайниң террорлуққа қарши күрәш һекайисини қоллиди. бу, хитайниң «бир бәлбағ бир йол» түрлири арқилиқ мусулман дөләтлири үстидики иқтисадий ‍утуқини әкс әттүриду. пакистанниң бу ортақ тонушқа маслишиши, кишилик һоқуқниң орниға иқтисадий вә хәвпсизлик мәнпәәтлирини алдинқи орунға қойғанлиқини көрсәтмәктә. кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, бу позитсийәни мусулман дунйасиниң коллектип бир әхлақий мәғлубийити дәп баһалимақта.

йәршари сәвийәсидә, пакистанниң позитсийәси ғәрб дөләтлири билән болған мунасивитини қийинлаштурмақта. америка қошма иштатлири, йавропа иттипақи вә канада, шәрқий түркистандики дәпсәндичиликләр сәвәбидин хитай әмәлдарлириға ембарго йүргүзүп, җавабкарлиқни сүрүштүрүшкә чақирған. пакистанниң хитай тәрәптә туруши, ғәрб билән болған иқтисадий вә дипломатик бағлинишлирини хәвпкә иттирмәктә. бирләшкән дөләтләр тәшкилатида пакистанниң хитайниң «қайта тәрбийәләш» лагерлирини ақлайдиған байанатлириға қошулуши, бу хийанәтни техиму ашкара һаләткә кәлтүрди. кишилик һоқуқ нуқтисидин, бу әһвал, пакистанниң универсал кишилик һоқуқ пиринсиплириға болған садақитидин йүз өрүгәнликини вә мустәбит бир һакимийәтниң дәпсәндичиликлирини қоллаватқанлиқини оттуриға қоймақта.

кишилик һоқуқ нуқтисидин хуласиләр: әхлақий вә инсаний чөкүш

кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғанда, пакистанниң уйғур сийасити пәқәт бир сүкүт қилишла әмәс, бәлки хитайниң шәрқий түркистандики ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқи дәп аталған сийасәтлиригә актип җинайәт шерикчиликидур. хитайниң сийасәтлирини қоллайдиған байанатлар вә уйғур мусапирлириниң назарәт қилиниши һәмдә дөләттин қоғлап чиқирилиши, пакистанни хәлқара кишилик һоқуқ қанунини дәпсәндә қилғучи орниға чүшүрүп қоймақта. бу сийасәтләр, пакистанниң өз мусулман аһалисиниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш арзуси билән зиддийәтлишип, ислам қериндашлиқи пиринсипини йәр билән йәксан қилмақта.

ички җәһәттә, пакистанниң сүкүти вә йотуберлар арқилиқ йүргүзүлүватқан пропаганда, хәлқ арисида наразилиқ пәйда қилмақта вә һөкүмәтниң әхлақий қанунийлиқини аҗизлаштурмақта. уйғур киризисиға болған тонушниң ешиши, болупму йашлар вә актип паалийәтчиләр арисида, һөкүмәткә қарита тәнқидләрни күчәйтиши мумкин. бу, узун муддәттә ички муқимсизлиққа йол ачиду. йәршари сәвийәсидә, пакистанниң позитсийәси мусулман дунйасидики йетәкчилик арзусини зәхимләндүриду вә хәлқара җәмийәттә кишилик һоқуқ қоғдиғучиси болуш җәһәттики ишәнчликликини йоқитиду.

пакистан сийасәтлириниң инсаний бәдәллири, уйғур мусапирлириниң йашаватқан паҗиәсидә ениқ көрүнмәктә. бу мусапирлар, пакистанда бихәтәр бир панаһлиқ тепишниң орниға, хитайниң бастуруш сийасәтлириниң давами болған бир муһитта йашимақта. пакистанниң бу сийасәтлири, пәқәт уйғурларниңла әмәс, бәлки өзиниң әхлақий вә инсаний қиммәт қарашлириниңму дәпсәндичиликидур.

хуласә

пакистанниң уйғур сийасити, кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғанда, дөләт мәнпәәти билән кишилик һоқуқ оттурисидики чоңқур бир иккилинишни әкс әттүридиған бир паҗиәдур. һиндистан билән давамлишиватқан хәвпсизлик мәсилилири, пакистанниң хитайға болған беқиндилиқини ашуруп, шәрқий түркистандики уйғур киризисида сүкүт қилишни вә хитайниң сийасәтлирини қоллашни қистап кәлди. зийаﺋулһәқ дәврини һесабқа алмиғанда, пакистанниң хитайниң шәрқий түркистан сийасәтлиригә бериватқан изчил қоллиши, пәқәт истратегийәлик бир таллаш болупла қалмай, шуниң билән бир вақитта универсал кишилик һоқуқ нормилириға қилинған бир хийанәт дәп қарилиши керәк. пакистанлиқ йотуберларниң хитайниң сийасәтлирини ақлаш мусабиқисигә кириши, бу сүкүтниң җамаәт пикрини шәкилләндүрүш урунушлири билән қандақ қоллап-қуввәтлиниватқанлиқини оттуриға қоймақта. уйғур мусапирлириниң йашаватқан инсаний киризиси, пакистанниң хәлқара қануний мәҗбурийәтлиригә хилаплиқ қилғанлиқини вә хитайниң бастуруш сийасәтлиригә җинайәт шерикчилики қилғанлиқини көрсәтмәктә.

шәрқий түркистандики уйғур киризисиға болған йәршариви тонуш күчәйгәнсери, пакистан әхлақий кимлики билән геополитикилиқ алдинқи шәртлири арисида бир келишим һасил қилишқа мәҗбур. һиндистан билән болған хәвпсизлик әндишилири вә хитайға болған иқтисадий беқиндилиқ бу келишимни техиму қийинлаштурсиму, пакистанниң әхлақий вә инсаний мәсулийәтлирини пүтүнләй нәзәрдин сақит қилиши, һәм ички һәм хәлқара мәшруийитини хәвпкә иттириду. уйғур киризиси, пакистанниң ташқи сийаситиниң әхлақий чегралирини синайдиған бир синақ тешидур, бу синақтин өтүп-өтәлмәслики, пәқәт уйғурларниңла әмәс, бәлки пакистанниң өз кәлгүсиниң тәқдириниму бәлгиләйду. пакистанниң бу киризистә тутидиған позитсийәси, униң пәқәт бир дөләт сүпитидила әмәс, бәлки бир әхлақий актор сүпитидики кимликиниму қайтидин намайан қилиду.

уйғур тәтқиқат институти  | тәһрири: д. абдуреһим дөләт

2025-йили 2-май