«әркин асийа радиоси» уйғурчә бөлүми рәсмий тақалған

америка дөләтлик аммиви радиоси (NPR) ниң 2-май хәвәр қилишичә, трамп һөкүмити мәбләғ селишни үзгәндин кейин, «әркин асийа радиоси» хизмәтчиләргә давамлиқ мааш берәлмәйдиғанлиқини сәвәб қилип, тәхминән %90 хизмәтчилирини иштин бошатти вә нурғун тил мулазимәт програмлирини рәсмий тақиди.
 
әркин асийа радиосиниң рәиси вә баш иҗраийә әмәлдари бәй фаң байанатида мундақ деди: «биз наһайити еғир әһвалға чүшүп қалдуқ. «биз әмди [америка йәршари ахбарат агентлиқи] ға тайинип мәбләғни парламентниң ойлиғинидәк тарқиталмайдиған болдуқ, шуңа кәң көләмдә хадимларни қисқартишни вә келәр һәптә ичидә барлиқ тил мулазимәт програмиларни тохтитишимиз лазим».
 
бу йил мартта, президент доналд трамп америка һөкүмити мәбләғ салған «әркин асийа радиоси» вә башқа радио тарқатқучиларға мәбләғ тарқитидиған федерал оргини «америка йәршари ахбарат агентлиқи» (USAGM) ға «зөрүр болмиған һөкүмәт орунлирини азайтиш» үчүн, тиҗаритини әң төвән чәккә чүшүрүшкә буйруған.
 
1996-йилдин башлап, «әркин асийа радиоси» берма, камбоджа вә мандарин қатарлиқ тилларда һәптидә 60 милйон әтирапидики аңлиғучиларға хәвәр аңлитип кәлгән. америка һөкүмити мәбләғ салған «әркин асийа радиоси» вә башқа радио тарқатқулири иккинчи дунйа урушидин кейин қурулуп, америка мустәбит җәмийәт дәп қариған җайларда йашайдиған аңлиғучилар вә оқурмәнләргә, демократик қиммәт қаришини илгири сүрүшни нишан қилған.
 
бу радиониң уйғур тили мулазимитиниң сабиқ муавин мудири мәмәтҗан җүмә н.п.р (NPR) ниң зийаритини қобул қилғанда мундақ деди: «һазир уйғур тили мулазимитиниң пәқәт бирла хизмәтчиси қалди» (әслидә бәлким 25 әтирапида хитмәтчиси бар иди).
 
җүмә күни бәй фаң н.п.р мухбириға : «бу хизмәт мән вә әркин асийа радиосиниң нурғун хизмәтчилирини интайин пәхирләндүриду. шуңа, бүгүн бәлким кәспий һайатимдики әң қийин бир күн болуши мумкин» деди.
 
4-айда, вашингтондики бир федерал сотчи мәмурий органға «әркин асийа радиоси» билән «оттура шәрқ тарқитиш тори» (MBN) ниң мәблиғи вә хизмәтчилирини әслигә кәлтүрүшни буйруған болуп, ақсарайниң радио тарқатқучиларни тохтитиш буйруқини «өз ихтийари билән оттуриға» дәп әйиблигән. бирақ бу һәптә, вашиңтон наразилиқ әрзи соти һөкүмәтниң буйруқини қанонлуқ дәп қарар қилип, RFA вә MBN һәққидики сотниң буруқини инаватсиз қилди. җүмә күни, «әркин асийа радиоси» маашсиз қалған нурғун хизмәтчилирини рәсмий иштин бошатти. «әркин асийа радиоси»дики бәй фаңниң ейтишичә, аз сандики бир қисим хизмәтчиләрла сахлинип қапту.
 
җүмә күнидики йәнә бир хәвәрдә, доналд трамп иҗраийә буйруқиға имза қойуп, н.п.р (NPR) вә п.б.с (PBS) ниң федерал мәблиғини тохтитивәтти. н.п.р йуқури сотқа әрзи сүнүп трампниң буйруқини бикар қилғузмақчи боливатиду.