шәрқий түркистан (китаб тонуштуруши)

пирофессор доктор адәм әсән

йеңи мәрам
 
түркийәниң йәр көлимидин икки йерим һәссә чоң болған шәрқий түркистанниң үчтин бир қисмини дунйаниң әң чоң қумлуқлиридин санилидиған тәклимакан қаплап йатиду, қалған кәң земини болса мунбәт тупрақлири вә мол кан байлиқлири билән даңлиқтур. шуңа у «хәзиниләр дийари» дәпму атилиду. униң нопуси һәққидә оттуз милйон йаки шуниңға йеқин дегәндәк хилмухил мәлуматлар мәвҗут.

1953-йилиғичә йәрлик нопусниң аран %6 ни игилигән хитайларниң сани 2000-йилиға кәлгәндә %40 кә йәткән болуп, һазир бу нисбәт техиму йуқирилиған. шу вәҗидин, бу земинда хитайниң ассимилйатсийә сийасити үзлүксиз давам қилмақта.

бүгүнки күндә хитай ишғалийити астидики шәрқий түркистанда йүз бериватқан ечинишлиқ вәқәләрдин һәрхил йоллар арқилиқ хәвәр тепиватимиз. бу васитиләрниң бири – муһәммәд әмин уйғурийниң ливан тириполи университетида әрәб тилида йазған магистирлиқ илмий мақалисидур. «сираﺋул-һәвиййә әс-сийасиййә фи түркистан әш-шәрқйә тәһәддийатул-вақиﺋ вә афақуд-дәвр» (шәрқий түркистандики сийасий кимлик муназириси, нөвәттики реаллиқ вә кәлгүсидики роли) дәп аталған бу әсәр истанбулдики ира академийә нәшрийати тәрипидин китаб қилип чиқирилған.

бу китабқа қаһирә университети сийасий пәнләр факултетиниң пирофессори, доктор сәйфиддин абдулфәттаһ тәқриз йазған болуп, у сөзини дунйаниң қайси булуңида йашишидин қәтийнәзәр, барлиқ мусулманларниң «бир-бирини қоллап-қуввәтләп, иттипақлиқини бузмаслиқи» керәкликини тәкитләштин башлиған. у йәнә мусулманларниң бурчиниң вәйран қилиш әмәс, бәлки дунйани гүлләндүрүш икәнликини, аллаһ тааланиңму қуран кәримдә мусулман үммитини «оттурһал үммәт» дәп сүпәтлигәнликини әскәрткән. абдулфәттаһ китаб апториниң 18-әсирдин буйан хитай һакимийити астида аз санлиқ милләт орниға чүшүп қелип, өзи биваситә бешидин өткүзгән сийасий, иҗтимаий, мәдәний, маарип вә иқтисадий қийинчилиқларни, шундақла уйғур түрклири дуч келиватқан омумий мәсилиләрни наһайити мувәппәқийәтлик йорутуп бәргәнликини қәйт қилған. гәрчә ғәрб таратқулирида уйғур түрклири – йәни уйғур мусулманлири учраватқан қирғинчилиқ, қийин-қистақ вә түрлүк зулумлар хәвәр қилиниватқан болсиму, бу мәзлум хәлқ түрк дунйаси, ислам дунйаси вә башқа әлләрдин йетәрлик дәриҗидә мәдәт тапалмай келиватиду. шундақтиму, бу хилдики әсәрләрниң нәшр қилиниши, һеч болмиғанда, һәдистә «иманниң әң аҗиз дәриҗиси» дәп тәрипләнгән мәниви йөләк болуш вәзиписини өтимәктә.

китабниң биринчи бабида, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистандики мусулман уйғур түрклириниң миллий кимлики, диний органлири, аилә қурулмиси вә маарипиға йүргүзүватқан қаттиқ бесим сийасәтлири; өлима-алимлар вә зийалийларни бастуруши; җәмийәтниң әминликигә хәвп йәткүзүватқан амиллар һәққидә тохтилинған. шундақла, «террорлуққа қарши туруш»ни баһанә қилип елип бериливатқан қирғинчилиқлар вә зулумлар конкрет мисаллар билән оттуриға қойулған. иккинчи бабта болса, мусулман уйғурларниң сийасий гәвдилири, қораллиқ тәшкилатлири һәмдә шәрқий түркистан һәм униң сиртидики мусулман әллиридики уйғур тәшкилатлири тонуштурулған. бу мунасивәт билән дунйа уйғур қурултийи вә сурийәдики түркистан ислам партийәси қатарлиқ тәшкилатларниң паалийәтлири тилға елинған.

шәрқий түркистан тарихта һечқачан хитайға тәвә болуп бақмиған. чүнки бу қәдимий земинда тарихта парслар йашиған, түркий хәлқләрниң қәдимки етиқадлири мәвҗут болған, кейинчә ислам дининиң нури бу дийарни йорутуп, улуғ ислам мәдәнийити мушу тупрақта гүлләп йашниған. йилтизи қәдимки һонларға тутишидиған бу районға ислам дини аббасийлар хәлипилики дәвридә тарқалған. кейинчә, уйғурлар қурған қараханийлар дөлитиниң султани сутуқ буғраханниң 10-әсирдә исламни қобул қилиши билән, қараханийлар түркий хәлқләр тарихидики тунҗи мусулман дөлити болуп қурулған. мәһмуд қәшқирийниң «дивану луғатит түрк», йүсүп хас һаҗипниң «қутадғу билиг» қатарлиқ түрк мәдәнийитиниң өлмәс гөһәрлири дәл мушу мубарәк тупрақта йезилған.

18-әсирниң оттурилиридин етибарән, уйғурларниң ички низалири вә әнглийәниң йардимигә еришкән хитай чиң сулалисиниң райондики тәсири күчийип, 1757-йили бу земинни ишғал қиливалған. шуниңдин кейин шәһәрләр вәйран қилинип, йәрлик түрк хәлқи тәдриҗий намратлишишқа вә өз земинида аз санлиққа айлинишқа башлиған. 1864-йили йақуб бәг қәшқәрдә ханлиқ тикләп, султан абдуләзиз һөкүмранлиқ қиливатқан османли империйәсигә рәсмий беқинип, османли хәлипә-султани намида хутбә оқутуп, пул зәрб қилған. османли дөлити билән болған мунасивәтләр күчийиватқан пәйттә, 93 уруши дәп аталған 1877-1878-йиллиридики османли-русийә уруши түпәйлидин бу алақә үзүлүп қалған. 1884-йили чиң сулалиси бу йәрни қайта ишғал қилип, 19-өлкиси қилип тәсис қилған вә униңға «йеңи чегра», «йеңидин ечилған земин» мәнисидики «шинҗаң» дәп нам бәргән. әмма, уйғур хәлқиниң азадлиқ күриши һәргиз тохтап қалмиди, 1933-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулди. 1944-йили қайта партлиған үч вилайәт инқилаби нәтиҗисидә йәнә бир қетим шәрқий түркистан җумһурийити қурулған болсиму, 1949-йили хитай коммунистлири бу земинни ишғал қиливалди. сталин билән мавзедуңниң тил бириктүрүши нәтиҗисидә, шәрқий түркистан хәлқи үчүн йәнә қараңғу күнләр башланди.

шәрқий түркистан хәлқи анадолу билән болған қериндашлиқ риштини һеч қачан үзмигән; балқан урушлири мәзгилидә маддий йардәм әвәткән, һәҗ сәпәрлирини көпинчә истанбул арқилиқ орунлиған. бир мәзгил чаррусийә һөкүмитиму шәрқий түркистанниң ғәрбий қисимлириға көз тиккән. шуңа бу район тарихтин буйан хитай вә русийә һөкүмранлириниң риқабәт мәйдани болуп кәлгән. совет иттипақи йимирилгәндин кейин, ғәрбий түркистандики қериндаш җумһурийәтләр мустәқиллиқ байриқини ләпилдәткән болса, хитай ишғалийити астидики шәрқий түркистан техиму еғир тәһдитләргә вә зулумларға дучар болмақта.

шәрқий түркистан хәлқиниң бүгүнки күрәши өзиниң муқәддәс ислам етиқадини вә түркий миллий кимликини қоғдап қелиш үчүндур. хитай коммунист һакимийити болса бу кимликни йоқитишни мәқсәт қилған һәр түрлүк рәзил сийасәтләрни қолланмақта; кәң көләмдә өлүм җазаси иҗра қилип, нурғун бигунаһ инсанларни түрмиләргә ташлимақта; хәлқни қәстән намратлаштуруп, өзлиригә бойсунмиғанларни «террорчи» қалпиқи билән пүтүн дунйаға җар салмақта. хитай һөкүмити йәрлик хәлқни ата-бовилиридин қалған маканлиридин мәҗбурий көчүрмәктә. йәрлик һөкүмәт органлири вә ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни васитиси билән уйғур хәлқини пүтүнләй ассимилйатсийә қилиш сийаситини иҗра қилмақта. ислам динини өзлириниң коммунистик идеологийәсигә маслаштуруп бурмилап, йаш әвлад вә сәбий балиларни шу асаста «тәрбийәләш»кә урунмақта. әқилгә сиғмайдиған түрлүк қилмишлар буниң дәлилидур. мәсилән, «қериндаш аилә» дегән нам астида һәр бир уйғур аилисигә бир хитай әрни мәҗбурий орунлаштуруп, шу арқилиқ у аилиниң әхлақий қиммәт қарашлирини вәйран қилмақта, буни қобул қилмиғанларни болса сүргүн қилиш йаки түрмигә ташлаш билән қорқутмақта.

2025-йили 5-май